“ата юрт пидаийлири” ниң вәкили ербол дәвлетбекули: “һазирқи күндә әһвалимиз наһайити еғир”

Ербол дәвлетбекули: “‛ата юрт пидаийлири‚ қериндаш милләтләрниң әрзлирини буниңдин кейинму қобул қилишни давам қилиду. Биз хитай бесимидин зәрдаб чәккән барлиқ қериндаш-туғқан милләтләрни қобул қилишқа тәйяр.”

“ата юрт пидаийлири” ниң қурғучиси вә башламчиси серикҗан билашоғли әпәнди(оттурида). Sérikjan Bilash’oghli teminligen

Йеқинда қазақистанниң аммиви ахбарат васитилири буниңдин бир ай илгири тақалған, тәшкилат йетәкчиси серикҗан биләшоғли қазақистан сақчилири тәрипидин тутулуп кәткән “ата юрт пидаийлири” тәшкилатиниң алмута шәһиридики ишханисиниң қайта ечилғанлиқини хәвәр қилди. Игилишимизчә, қазақ паалийәтчиси серикҗан биләшоғли “етник өчмәнликкә қутратқулуқ қилди” дегән әйиб билән тутқун қилинған икән.

Биз шу мунасивәт билән “ата юрт пидаийлири” тәшкилатиниң вәкили ербол дәвлетбекули билән алақиләштуқ. У радийомиз зияритини қобул қилип мундақ деди: “4-айниң 2-күни алмута шәһәрлик ички ишлар башқармисиниң хизмәтчилири ишханимизниң ачқучини елип келип, өз қоллири билән уни ечип бәрди вә ишимизни давамлаштурушқа болидиғанлиқини ейтти. Биз мушу айниң 3-күнидин тартип әрз қобул қилиш ишлиримизни башливәттуқ. Мушу күндин етибарән ишлар өз қелипида меңип, видейо вә язмичә әрзләр қобул қилиниватиду. Бир нәччә мухбирлар келип, лагерлардин чиққан гуваһчилардин сөһбәт еливатиду. Әмма мушуниңға бағлиқ хитайда еғир бесимларниң болуватқанлиқи мәлум болмақта. ‛ата юрт пидаийлири‚ ишханисиға кәлгәнләр, болупму серикҗан биләшоғлиға илтимас қилип, видейо әрз қилған кишиләрниң уруқ-туғқанлириға бесим қилинишқа башлиған иди. Уларниң қазақистандики туғқанлириғиму алди билән қәғәз йезип, бизгә әвәтиңлар, иккинчидин, мундақ ишларға арилашмайсиләр,‛ата юрт‚ қа бармайсиләр, мубада барсаңлар хитайдики туғқанлириңларни еғир җазалаймиз’ дәп қорқутқан. Қазақистанда туруп, қазақистан пуқралириниң һоқуқи мана мушундақ дәпсәндә қилинмақта. Һазирқи күндә әһвалимиз мана шундақ наһайити еғир болуватиду. Шуниң сәвәбидин бу яқта йүрсиму, қорқуп әрз берәлмәй, хитайдики уруқ-туғқанлириниң һоқуқлирини қоғдиялмайватиду.” 

Ербол дәвлетбекули йәнә илгири биваситә серикҗан билашқа йолуқуп, әрз бәргәнләр һәққидә тохтилип, мундақ деди: “бу адәмләр мундақ дәйду: бизниң у яқтики туғқанлиримизға қаттиқ бесим көрситиливатиду. Уларни бизгә телефон қилдуруп, тохтитиңлар дәватиду. Шуңлашқа һазир хитайдин көчүп кәлгәнләрдин видейо әрз беридиғанлар азийип кәтти. Һазир пәқәт йәрлик қазақистанлиқ қазақлар әрз бериватиду. Әмди уйғур, қирғиз вә башқа милләтләргә шундақла бесим көрситиливатамду, уни һазирчә биз ениқ билмәймиз. ‛ата юрт пидаийлири‚ қериндаш милләтләрниң әрзлирини буниңдин кейинму қобул қилишни давам қилиду. Биз хитай бесимидин зәрдаб чәккән барлиқ қериндаш-туғқан милләтләрни қобул қилишқа тәйяр.”

Мәлумки, уйғур елидин қазақистанға көчүп кәлгән бир қисим қазақ паалийәтчилириниң хитайниң җаза лагерлириға қамалған уруқ-туғқанлирини қутулдуруш үчүн гуваһлиқ бериш, қазақистан һөкүмитигә әрз сунуш мәқситидә тәшкиллигән “ата юрт пидаийлири” һәрикити 2017-йилниң әтияз айлиридин тартип паалийәт йүргүзүп кәлгән иди. Тонулған қазақ паалийәтчи серикҗан биләшоғлиниң йетәкчиликидики бу тәшкилат хитай даирилириниң қазақ вә башқа түркий-мусулман хәлқләргә көрситиватқан бесимиға қарши алмута шәһиридә түрлүк лексийәләрни, учришишларни, мухбирларни күтүвелиш йиғинлирини вә башқиму паалийәтләрни үзлүксиз елип барди. Бу җәһәттә қазақистанлиқларниң уйғур елидики лагерларға қамалған уруқ-туғқанлири, йеқинлири тоғрилиқ бәргән гуваһлиқлири иҗтимаий торларда үзүлмәй елан қилинип турди, дуняниң инавәтлик кишилик һоқуқ тәшкилатлириға йолланди. Мәзкур тәшкилат хитай һакимийитиниң қазақ вә башқа мусулман милләтләрниң мәдәнийитини, тилини вә миллий әнәнилирини йоқитиш сияситигә қарши хәлқара җәмийәтни күрәшкә чақирған. Униң һәрикити хәлқара җамаәтчиликниң диққитини қозғап, хитайни қаттиқ биарам қилған иди.

10-Мартта әнә шу “ата юрт пидаийлири” тәшкилатниң йетәкчиси, қазақистан пуқраси серикҗан биләшоғли қазақистан сақчилири тәрипидин тутқун қилинип, шу вақиттики астана шәһиригә елип кетилгәнлики тоғрилиқ хәвәрләр тарқитилди. Игилишимизчә, серикҗан биләшоғли һазир астана, йәни нур-султан шәһиридә өй қамиқида икән.

Радийомиз зияритини қобул қилған сиясәтшунас җасарал қуванишалин әпәнди мундақ деди: “өзимиз билип туримиз, қазақистан пуқралиқини алғанлар у яққа барғанда уларниң өзлирини тутуп қамиған әмәсму. Шуниңдин мәлум болуп туридуки, хитай тәрәп һеч қандақ қанунни һөрмәтлимәйду, алдиға мәқсәт қойса, қанунғиму қаримайду. Мениң билишимчә, хитай шундақ империйәлик-шовинистик сиясәт йүргүзүватиду. Аз санлиқ милләтләрни қисип, езип, тәқибләп, ассимилятсийә қилип, башқа хәлқләрниң йерини хитай йеригә айландуруш, пәқәт хитай миллитиниң мәмликитини қурушни ойлайду. Бу җәһәттә ‘ата юрт пидаийлири’ һәм униң йетәкчиси серикҗан биләшоғли лагер мәсилисини хәлқара дәриҗидә көтүрүп, наразилиқ билдүрди. Хитай һөкүмити мәйли уйғур болсун яки қазақ болсун һәммисини лагерларға қамап, у лагерларни йошуруп көз боямчилиқ қиливатиду. ‘Ата юрт’ пидаийлири’ у яқтики хәлқләрниң миллий, диний, ирқий җәһәттин езиливатқанлиқини асассизла ойлап чиқармиди, бәлки буниң барлиқи һәқиқәт. Хитайниң қазақистан пуқралириға бесим көрсәткини һеч қандақ қанунға тоғра кәлмәйду.”

Җасарал қуванишалин һәр қандақ бир хәлқниң әркин яшашқа, мустәқил болушқа һоқуқлуқ икәнликини тәкитләп, мундақ деди: “хитайға башқа яқтин көчүп келип, орунлашқанлар ‘биз бөлүнимиз’ десә бу бөлгүнчилик болиду. Әмди өз йеридә туруватқан, йәни шинҗаңдики уйғурлар, қазақлар вә башқиларниң күриши бөлгүнчилик әмәс, бу хитай истеласиға, униң қирғинчилиқиға қарши қаритилған миллий-азадлиқ күрәш болуп һесаблиниду. Уйғурларниму чүшинишкә болиду. Уларниң қазақларға охшаш мәмликити йоқ. Қазақларниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза мәмликити бар. Мана шу мәмликәт қазақларға қорған болуши керәк. Мубада уйғурлар әркинлик елип, мустәқил мәмликәт қурған болса, истилаға чүшүп қалған пуқралириға ғәмхорлуқ қилған болатти. Әмма һазирчә ундақ болмайватиду.” 

Җасарал қуванишалин қазақистан мустәқил дөләт болғанлиқтин шуниңға мувапиқ мустәқил сиясәт йүргүзүш лазимлиқини, русийәгиму, хитайғиму беқинди болмаслиқ керәкликини илгири сүрди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org