“җәнубий австралийә уйғур тили мәктипи” ана тил оқутуши билән миллий мәдәнийәт муһитини қандақ бирләштүрди?

Вашингтондин мухбиримиз меһрибан тәйярлиди
2024.05.09
Abduweli-ayup-awstraliye-1024 Австралийәниң аделайд шәһиридики “җәнубий австралийә уйғур тили мәктипи” дә өткүзүлгән “уйғур доппа байрими” паалийитидә абдувәли аюп сөзләватиду. 2024-Йили 5-май, аделайд
Абдувәли аюп

Уйғур ана тили оқутушини уйғур мәдәнийити вә байрамлири билән бирләштүрүштин ибарәт әмәлий оқутуш митоди, нөвәттә америка, явропа дөләтлири вә австралийәдики уйғур ана тил мәктәплиридә тәшәббус қилинип, үнүми көрүлмәктә. Игилишимизчә, австралийәниң аделайд шәһиридики “җәнубий австралийә уйғур тили мәктипи” бу йил 5-май күнидики “уйғур доппа байрими” да, бу хил оқутуш методиниң мувәппәқийәтлирини намаян қилған.

 “җәнубий австралийә уйғур тили мәктипи” ниң 5-май күнидики паалийити һәққидә фейсбук, инстграм қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда көплигән син көрүнүшлири тарқитилған. Униңда оқуғучилар билән ата-аниларниң тәңла шу күнидики паалийәткә қатнашқанлиқи, оқуғучилар көрсәткән сәнәт номурлириниң уйғурларниң күндилик турмуш мәдәнийити билән наһайити мувәппәқийәтлик бирләштүрүлгәнлики, шундақла “доппа байрими” ниң муһаҗирәттики уйғур яш-өсмүрлиригә өзлириниң миллий әнәниси вә уйғурлуқ кимликини һес қилдурушта муһим сәһнә болғанлиқи көрситилгән.

 “җәнубий австралийә уйғур тили мәктипи” ниң нөвәттики мәктәп мудири юлтуз тейипҗан ханимниң билдүрүшичә, улар бу хилдики паалийәтләрни һәр йили дегүдәк өткүзүп кәлмәктә икән.

Униң билдүрүшичә, бундақ паалийәтләрдә оқуғучилар уйғур мәдәнийәт муһити билән тоюнған байрам кәйпиятини өзи биваситә һес қилидикән, шундақла оқуғучиларда өзини уйғур мәдәнийәт муһити ичидики уйғур җамаитиниң бир парчиси дәп қарайдиған кимлик туйғуси күчийидикән.

Юлтуз ханим йәнә бу йилқи доппа байриминиң мол мәзмунлуқ паалийәтләр билән өткүзүлгәнликини билдүрди. У, оқуғучиларниң уйғур тилида орундиған сәнәт пирограммилириниң мувәппәқийәтлик болғанлиқини; уларниң шу күнидики паалийәтләр давамида уйғурларниң күндилик өрп-адәтлири, уйғур йемәк-ичмәк мәдәнийити вә меһман күтүш адәтлири биләнму тонушуш имканийитигә игә болғанлиқини тәкитләп өтти.

Мәктәп мудири юлтуз ханимниң билдүрүшичә, улар бу йилқи “5-май уйғур доппа байрими” да австралийәгә уйғур ана тил оқутушиниң әмәлий әһвалини тәкшүрүш үчүн кәлгән ана тил паалийәтчиси абдувәли аюп, роберт вилсон қатарлиқ тәтқиқатчиларниму күтүвалған.

Бу мунасивәт билән аделайд шәһиригә йетип барған абдувәли аюп әпәндиму радийомиз зияритини қобул қилди.

У, аделайд шәһиридики “җәнубий австралийә уйғур тили мәктипи” ниң әмәлий әһвалини өз көзи билән көргәнликини, бу мәктәп оқуғучилириниң “5-май доппа байрими” дики номурлиридин тәсирләнгәнликини, шундақла муһаҗирәттики уйғур ана тил мәктәплириниң оқутуш методида әмәлий үнүмләрниң көрүлүватқанлиқини тәкитләп өтти.

Абдувәли аюп әпәндиниң билдүрүшичә, улар өзлири ишләватқан ғәрб дөләтлиридики “уйғур ана тил оқутуш әһвали” ни тәкшүрүш пирограммиси бойичә, дәсләп америка вә германийәдики уйғур ана тил мәктәплирини зиярәт қилғандин кейин, бу қетим австралийәдики уйғур ана тил мәктәплириниң оқутуш әһвалини тәкшүрүшкә барған икән.

У, бу қетим өзиниң “җәнубий австралийә уйғур тили мәктипи” дики бирқанчә күнлүк тәкшүрүштин кейин, уйғур ана тили оқутушини уйғур мәдәнийити вә байрамлири билән бирләштүрүп елип беришниң метод җәһәттики әмәлий үнүминиң қанчилик болуватқанлиқини техиму ениқ һес қилалайдиғанлиқини тилға алди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.