Австралийә уйғур җәмийити қийин әһвалдики уйғур мусапирларни австралийәгә йәрләштүрүш тоғрисида һөкүмәткә тәләп сунған

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2024.05.31
Mehmet-chelepchi-1 Австралийә көчмәнләр министири андрәв гиләс(Andrew Giles) ханим сиднейдики һәр қайси җамаәт вә аммиви тәшкилатларниң мәсуллирини чақирип ачқан йиғинға уйғурларға вакалитән мәһмәт җәләпчи(оңда) әпәнди қатнашқан. 2024-Йили 27-май, сидней, австралийә.
RFA/Erkin Tarim

Австралийә көчмәнләр министири андрев гиләс (Andrew Giles) ханим сиднейдики һәр қайси җамаәт вә аммиви тәшкилатларниң мәсуллири иштирак қилған бир йиғин чақирип, 2024-2025-йиллиқ көчмәнләр хизмәт пилани тоғрисида пикир алған. Бу йиғинға уйғурларға вакалитән австралийә уйғур җәмийитиниң баянатчиси мәһмәт җәләпчи қатнашқан болуп, у көчмәнләр министириға уйғурларниң тәлипини сунған.

Австралийә көчмәнләр министири андрәв гиләс(Andrew Giles) ханим сиднейдики һәр қайси җамаәт вә аммиви тәшкилатларниң мәсуллирини чақирип ачқан йиғиндин көрүнүш. 2024-Йили 27-май, сидней, австралийә.

Австралийә уйғур җәмийитиниң баянатчиси мәһмәт җәләпчи әпәнди бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилип, мәзкур йиғин тоғрисида мәлумат бәрди. У, мундақ деди: “5-айниң 27-күни австралийә көчмәнләр министирлиқи сиднейдики муһим аммиви тәшкилатларниң мәсуллирини чақирип, австралийәниң 2024-2025-йиллири көчмән мусапирларни қобул қилиш ишлири тоғрисида көз қараш вә тәклип пикирлирини алди. Йиғинға көчмәнләр министири андрев гиләс ханим, мәзкур министирлиқниң бир қисим әмәлдарлири, шундақла 30 әтрапида җамаәт вә тәшкилатниң мәсуллири һәмдә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң кишилик һоқуқ комитетидин бир вәкил иштирак қилди. ”

Австралийә көчмәнләр министири андрәв гиләс(Andrew Giles) ханим сиднейдики һәр қайси җамаәт вә аммиви тәшкилатларниң мәсуллирини чақирип ачқан йиғиндин көрүнүш. 2024-Йили 27-май, сидней, австралийә.
Австралийә көчмәнләр министири андрәв гиләс(Andrew Giles) ханим сиднейдики һәр қайси җамаәт вә аммиви тәшкилатларниң мәсуллирини чақирип ачқан йиғиндин көрүнүш. 2024-Йили 27-май, сидней, австралийә.
RFA/Erkin Tarim

Австралийә уйғур җәмийити бу йиғинда көчмәнләр министирлиқиға уйғур мусапирлар тоғрисида бир қатар тәклипләрни сунған. Мәһмәт җәләпчи әпәнди мәзкур тәклипниң мәзмуни тоғрисида мундақ деди: “биз австралийә һөкүмитидин, уйғур хәлқиниң ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқини нәзәрдә тутуп, чәт әлләрдики хитайға қайтурулуш хәвпи астида қалған уйғурларға австралийә көчмәнләр министирлиқиниң хизмәт пилани ичидә алаһидә сан аҗритишқа, шундақла төвәндики әһвалдики уйғурларни австралийәгә йәрләштүрүшини тәләп қилдуқ. Булар биринчиси, тайландниң тутуп туруш орни вә түрмилиридә 10 йилдин буян тутуп турулуватқан уйғур тутқунлар; иккинчиси, сәуди әрәбистан, маракәш, пакистан вә афғанистан қатарлиқ бир қисим дөләтләрдә қанунлуқ туруш рухсити болмиған уйғур мусапирлар. Үчинчиси, чәт әлләрдә туруватқан, әмма қолидики хитай паспортиниң муддити тошуп кәткән уйғурлар, шундақла уларниң чәт әлләрдә туғулған балилири. Көчмәнләр министири андрев гиләс ханим өзиниң өткән йили тайландқа елип барған зиярити җәрянида тайландта тутуп турулуватқан уйғурлар тоғрилиқ тайланд һөкүмитиниң мунасивәтлик рәһбәрлири билән сөзләшкәнликини баян қилди. ”

Мәһмәт җәләпчи әпәнди, австралийә пуқраси болуп болған уйғурлар тоғрисидиму бәзи тәләпләрни көчмәнләр министириға йәткүзгәнликини баян қилди. У, мундақ деди: “йәнә бир мәсилә шуки, австралийә пуқраси болған уйғурлар хитай визиси елиш үчүн илтимас сунған чағда, улардин австралийәдә мәңгүлүк туруш һоқуқини қандақ алғанлиқ тоғрисида рәсмий испат тәләп қилиду. Бизниңчә, бу қанунсиз бир муамилидур. Мушу сәвәб билән биз австралийә һөкүмитиниң хитай даирилири билән көрүшүп, австралийә вәтәндиши болған уйғурларниң һәқ-һоқуқини қоғдишини вә бу йәрдиму уларниң һәқ-һоқуқиниң дәпсәндә қилинишиниң алдини елишини, шундақла хитайдин бу хил адаләтсиз қилмишларға хатимә беришини тәләп қилишини оттуриға қойдуқ. ”

Австралийә көчмәнләр министири андрәв гиләс(Andrew Giles) ханим сиднейдики һәр қайси җамаәт вә аммиви тәшкилатларниң мәсуллирини чақирип ачқан йиғиндин көрүнүш. 2024-Йили 27-май, сидней, австралийә.
Австралийә көчмәнләр министири андрәв гиләс(Andrew Giles) ханим сиднейдики һәр қайси җамаәт вә аммиви тәшкилатларниң мәсуллирини чақирип ачқан йиғиндин көрүнүш. 2024-Йили 27-май, сидней, австралийә.
RFA/Erkin Tarim

Мәһмәт җәләпчи әпәндиниң билдүрүшичә, у өзи бу тәләпләрни ағзаки оттуриға қойған болуп, бу мәсилиләрни рәсмий бир доклат шәклидә тәйярлап алдимиздики күнләрдә көчмәнләр министирлиқиға сунидикән.

Ундақта, мәһмәт җәләпчи әпәндиниң уйғурлар тоғрисидики бу доклатидин бирәр нәтиҗә чиқиш мумкинчилики қанчилик? у бу соалимизға мундақ җаваб бәрди: “австралийә һөкүмити уйғур мусапирларға ярдәм бериш үчүн қәдәм алиду, дәп ойлаймән. Австралийә вәтәндиши болған кишиләрдин австралийә пуқралиқини қандақ алғанлиқи тоғрисида хитай консулхана яки әлчиханилириниң испат тәләп қилиши ғәлитә иш. Австралийә өз пуқралириниң һәқ вә һоқуқини қоғдаш мәқситидә болсиму һәрикәткә өтиду, дәп қараймән. ”

Австралийә уйғур җәмийитиниң рәиси мәһмәт обул әпәнди бу һәқтә телефон зияритимизни қобул қилип, уйғур қирғинчилиқи дуняда билинип кәткән бүгүнки күндә, бу хил тәләпләргә австралийә һөкүмитиниңму әһмийәт беридиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрди.

Австралийә җәнубий йерим шардики муһим дөләтләрниң бири болуп, уйғур муһаҗирлар әң бурун берип йәрләшкән дөләтләрниң бири һесаблиниду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.