Сиднейдики уйғурлар “уйғур мәдәнийәт күни” арқилиқ уйғурларни тонутти
2019.04.03
Сиднейдики уйғурлар уюштурған “уйғур мәдәнийәт күни” дә көргәзмә буюмлар. 2019-Йили 31-март, австралийә.
Чәтәлләрдики уйғурлар, вәтинидики уруқ-туғқанлири хитай тәрипидин лагерларға қамалған әң қийин вә қараңғу күнләрни бешидин кәчүрүватқан бир пәйттә, йәнила қайғуни күчкә айландуруп түрлүк актип паалийәтләр арқилиқ, дуняға уйғурлар вәзийитини тонутушқа тиришип кәлмәктә. Сидней уйғур аяллар гурупписидики ханимлар бирликтә, 31-март сидней шәһиридә тунҗи қетимлиқ “уйғур мәдәнийәт күни” паалийитини уюштурди. Бу паалийәттә улар уйғур таам мәдәнийити, өй мәдәнийити, кийим-кечәк мәдәнийити, нахша-музика мәдәнийити вә бу гүзәл мәдәнийәтниң қандақ бузғунчилиқларға учраватқанлиқи һәққидә системилиқ материяллар арқилиқ, австралийә җәмийитигә уйғур миллитини тонуштурди. Сиднейда мувәппәқийәтлик өткүзүлгән “уйғур мәдәнийәт күни” һәққидә мухбиримиз гүлчеһрә тәпсилий мәлумат бериду.
2019-Йили 3-айниң 31-күни сидней вақти әтигән саәт 10 да, сидней шәһиридики чоң тәнтәрбийә зали к җ в байрам түсигә киргән болуп, охшиған уйғур татлиқ-түрүмлиридә қилинған наштилиқ билән башланған мәзкур уйғур мәдәнийәт күни паалийитигә, уйғурлар әр-аяллири, балилар вә һәр милләттин болуп, 300 дин артуқ меһман қатнашқан. Бу паалийәттә сиднейдики уйғурлар уйғурларниң йемәк-ичмәк, кийим-кечәк, өй вә нахша-музика мәдәнийәтлирини намаян қилиш билән биргә бу мәдәнийәтниң қандақ бузғунчилиқларға учраватқанлиқи һәққидиму системилиқ материяллар арқилиқ көпчиликкә мәлумат бәргән.
Паалийәт тәшкиллигүчилиридин уйғур зиялийси патимә сәйяһ ханимниң бәргән мәлуматиға қариғанда, паалийәт австралийәниң йәрлик хәлққә мәнсуп тупрақ икәнлики етирап қилинған нутуқтин башланған вә арқидин қуран қираити қилинип, уйғур ели вә йеңи зеландийәдики қазаға учриған мусулман қериндашларға дуа оқулған, кәйнидинла австралийә әмгәкчиләр партийәсиниң ғоллуқ әзаси кирис хәйсни сөзгә тәклип қилинған. Хәйс әпәнди сөзидә австралийәниң уйғурларға көңүл бөлүватқанлиқи вә қоллайдиғанлиқини сөзләп өткән.
Арқидин патимә сәйяһ ханим тамашибинларға “уйғур” сөзини қандақ тәләппуз қилидиғанлиқини өгитиш билән биргә “уйғурлар һәққидә қисқичә чүшәнчә” темисида нутуқ сөзләп, уйғур хәлқиниң тарихи, мәдәнийити вә һазирқи әһвалини қисқичә чүшәндүрүп өткән икән.
Патимә ханимниң ейтишичә, уйғур мәдәнийәт күни паалийитини тәшкиллигән сидней уйғур аяллири гурупписи 2016-йили сидней шәһиридики уйғур зиялийлиридин зулпийә әрк ханимниң “старттс факт” программиси билән һәмкарлишиши арқилиқ қурулған болуп, мәзкур гуруппа уйғур җамаитиниң өз-ара бир-биригә ярдәм беришини нишан қилған. Бу гуруппа қурулғандин кейин сиднейдики уйғур ханимларниң иҗтимаий вә мәдәний паалийәтлири җанланған вә шу йосундики паалийәтлири техиму мол мәзмунлуқ давамлашқан.
Гуруппидики пидаий уйғур ханим қизлар бу қетим “уйғур мәдәнийәт күни” өткүзүш тәйярлиқ хизмәтлирини бултур 12-айдила башливәткән икән. Паалийәтни сидней шәһәрлик һөкүмәт қатарлиқ орунлар иқтисади күч билән тәминлигән икән.
Паалийәткә қатнашқучилар чүшлүк тамақтин бурун “уйғур өйи” вә “мәдәнийәт көргәзмиси” җайлашқан йәнә бир өйгә тәклип қилинған. Меһманлар, қатар-қатар көрпиләр селинған, оттурисиға қиблигә қаритип җайнамаз селинип, қуран кәрим қоюлған шуниңдәк мәһмуд қәшқәриниң қум басма сүрити, “қутадғу билик” вә “түркий тиллар дивани” көзгә ташлинип турған, йәнә бир тәрипигә бөшүк қоюлған турған гүзәл уйғур өйини көрүшкә муйәссәр болған. Бу уйғур өйи деризигә есилған әтләс рәхтләр, үстәл үстигә тизилған һәрхил қол һүнәр-сәнәт буюмлири, гиләмләр, кийим җаһазисиға есилған уйғурчә кийимләр, ишкапниң оюқлириға тизилған уйғур доппа вә әтләс шарпилар, һәр хил музика әсваблириниң кичиклитилгән моделлири қатарлиқ буюмлар билән аҗайип җәлп қиларлиқ түстә сәрәмҗанлаштурулған.
Меһманлар қол-һүнәрвәнчиликиниң нәписликигә һәйран қалған һалда, тизилма буюмларни авайлап тутуп көрүп уйғур хәлқиниң әқил-параситигә апирин ейтишқан. Уйғур мәдәнийәт көргәзмисиму мушу өйгә орунлаштурулған болуп, 57 парчә рәсимлик тәшвиқаттин тәркиб тапқан учурлардин уйғур елиниң җуғрапийәлик орни, уйғурлар һәққидә қисқичә соал-җаваблар, уйғур елидин қезивелинған бир қисим мәдәнийәт буюмлири вә башқиларни билиш мумкин. Бу йәргә йәнә
Уйғур елиниң гүзәл тәбиий мәнзиллири, уйғур балилири, уйғурларниң йемәк-ичмәк, һойла-арам, қолум-қошнидарчилиқ мунасивәтлири вә күндилик турмушлири тәсвирләнгән сүрәтләр қоюлған.
Тамашибинлар мушундақ қәдимий мәдәнийәт нәмунилирини көрүватқанда, уларниң көзигә алаһидә челиққини бу мәдәнийәт вә униң яратқучиси болған уйғур хәлқиниң нөвәттә қандақ вәйранчилиқ вә харлиқларға учраватқанлиқиға аит сүрәтләр болған.
Мәдәнийәт паалийити җәрянида уйғур мәдәнийитиниң муһим тәркиби қисимлиридин бири болған уйғур таам мәдәнийити, җүмлидин уйғурларниң түрлүк йемәклири меһманларни техиму һузурландурди.
Уйғур мәдәнийәт күнидики рәңдар паалийәтләрдин тәсирләнгәнликини вә шанлиқ уйғур мәдәнийитидин һәйран болғанлиқини ипадилигән австралийәлик җессика ханим: “мәнла әмәс, бу паалийәткә қатнашқан башқа достлиримму уйғурларниң бай мәдәнийитигә, меһмандостлуқиға, мәззилик таамлириға, гүзәл нахша музикилириға һәйран қалдуқ, әпсуски бу гүзәл вә өзгичә мәдәнийәтниң һазирқидәк йоқитилиш тәһдитигә қалғини, уйғурларниң йүзлиниватқан трагедийәлири бизни ечиндурди вә азаблиди. Бу паалийәт австралийәликләрниң уйғурларни чүшинишини илгири сүриду. Биз сиднейда аримизда уйғурлардәк мушундақ өзгичә гүзәл мәдәнийәт топлуқиниң барлиқидин бәкму пәхирләндуқ” деди.
Сидней шәһиридә яшайдиған атақлиқ нахшичи вә музикант шөһрәт турсун әпәнди музика әтритидикиләрниң нәқ мәйданда орундиған уйғур нахша-музика вә усуллири болса тамашибинларни техиму зор һаяҗанға салған болуп, тамашибинларму тәң усулға чүшкән.
Шөһрәт турсун әпәнди уйғур нахша-усул мәдәнийитиниң намайәндилири һәр саһәдин кәлгән кишиләрниң уйғур мәдәнийитиниң күчини биваситә һес қилишиға түрткә болғанлиқини ейтти.
Чүшлүк тамақтин кейин сиднейдики уйғур балиларниң путбол командиси билән роһинга балилар путбол командиси достанә мусабиқә ойнап, паалийәтни йәнә бир пәллигә көтүргән. Арқидин “сидней кичик чолпанлар усул мәктипи” ниң омақ қизлири арқа-арқидин ялғуз кишилик вә коллектип усулларни ойнап, пүтүн сорунни техиму омақ түскә киргүзгән.
Шундақ қилип шу күни чүштин кейин саәт 4 кечә давам қилған бу паалийәт интайин оңушлуқ ахирлашқан. Бу паалийәткә австралийәдики түрк, афғанистан, хазара, езәр, сүрийә, боснийә, роһинга, баңладиш, пәләстин мусулманлири вәкиллири, бир қисим тәйвәнликләр вә хитай фалунгоңчилар җәмийити вәкиллири шуниңдәк австралийәликләр қатнишип, уйғурлар билән достанә мунасивәттә болған.
Бу паалийәткә австралийә уйғур җәмийити вә башқа уйғур җәмийәтлири рәһбәрлири шуниңдәк сиднейда турушлуқ уйғур җамаити әзалириму актип қатнашти. Уйғурлар бу паалийәттә қайта җәм болуп, наһайити хушал-хурам әһмийәтлик бир күнни өткүзди.









