Мутәхәссисләр: “уйғур балиларниң ‛һәрбий лагер‚ ларда учраватқини хорлуқ, инсансизлаштуруш вә меңә ююш!”
2023.08.30
“һәммини балилардин башлаш керәк” ликни тәкитләп кәлгән хитай коммунист һакимийити бу йиллиқ язлиқ тәтилдә, маарип вә һәрбий тармақлар билән һәмкарлишип,6 яштин 16 яшқичә болған мәктәп йешидики балиларға һәрбий мәшиқ пирограммилирини йолға қоюватқанлиқи, иҗтимаий таратқуларда тарқалған ведийолардин мәлум болуп кәлмәктә.
Хитайниң “дойин” (тик-ток) вә башқа иҗтимаий таратқулирида кәң тарқиливатқан бу хилдики язлиқ тәтиллик һәрбий лагерларға қатнишиватқан балиларниң видийолири ичидә, мәктәп йешидики хитай балилар вә уйғур балиларға аитлириму бар.
Бу видийоларда уларниң ата- анисидин айрилип, пүтүнләй һәрбийчә шәкилдики йепиқ башқурулидиған, охшимайдиған намлардики язлиқ тәтиллик һәрбий лагерларға йиғивелинғанлиқи, шуниңдәк икки һәптидин бир айға қәдәр худди урушқа салидиғандәк һәрбийчә мәшиқләргә селиниватқанлиқи мәлум болиду. Видийоларниң көпинчисидә һәрбий мәшиққә қатнаштурулуватқан балиларниң қаттиқ йиғлаватқанлиқи, уларниң хитай офитсерлардин қорқуватқанлиқи ипадилиниду. Бу хил видийоларниң көпләп тарқилиши билән балиларниң бу һәрбий лагерларда хорлашларға учраватқанлиқи, тәдриҗий ашкарилинип зор ғулғула қозғимақта.
“һәрбий лагер” лардики балилар немә үчүн йиғлайду?
2021-Йили 19-январ американиң алдинқи нөвәтлик һөкүмити хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан зулумлирини “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп җакарлиғандин кейин, әнглийә, канада, фирансийә, голландийә, литва, белгийә, чехийә қатарлиқ дөләтләрниң парламентлириму “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни етирап қилғаниди.
“уйғур сот коллегийәси”ниң саһибханлиқида 2021-йили әнглийәдә ечилған уйғур соти шу йили 9-декабир күни рәсмий һалда “уйғурлар нөвәттә дуч келиватқан бастурушлар, ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәттур” дәп хуласә чиқарғаниди.
Хитайда әмдиликтә алтә-йәттә яшлардики балиларниң мәйли ихтиярий яки мәҗбурий болушидин қәтийнәзәр, уларниң еғир һәрбий мәшиқләргә селиниши, шундақла балиларға мас кәлмәйдиған еғир бесим вә қаттиқ мәшиқләрниң уларниң юмран қәлбини җараһәтләндүрүлүватқанлиқи, буниң болса балиларниң сағлам өсүп йетилишигә зор сәлбий тәсир пәйда қилидиғанлиқи чоң бир муназирә темиси болуватқанлиқи мәлум. Әнә шундақ әһвалда, болупму хитай һөкүмитиниң ирқий қирғинчилиқиға учраватқан уйғур әвладлириниң бу һәрбий лагерларда хитай һәрбий офитсерлириниң қаттиқ муамилисигә учраватқанлиқи тәсвирләнгән син көрүнүшлири болса, ялғуз уйғурларнила әмәс, уйғурлар вәзийитини көзәткүчиләрни биарам қилмақта вә әндишигә салмақта.
“уйғур балилириниң һәрбий лагерларда учраватқини ‛балиларни хорлаш‚ қилмишидур!”
Ирқий қирғинчилиқниң иккиләмчи қурбаниға айлиниватқан муһаҗирәттики уйғурларға сағламлиқ мәсилилири бойичә мәслиһәт берип келиватқан, америкадики писхологийә йетәкчиси вә турмуш мәсилилири әмчиси мәсумә фарччи (Masumeh Farchtchi) ханим өзиниң һәрбий лагерлардики уйғур балиларниң қорқунчлуқ вәзийити тәсвирләнгән син көрүнүшлирини тәпсилий көрүп, көзитип келиватқанлиқини билдүрүп, “булар очуқ-ашкара балиларни хорлаш вә уларни инсанлиқтин чиқириш” деди:
“мениң бу син көрүнүшлиридин һес қилғиним, бу очуқ-ашкара балиларни хорлаш. Буниңда немиләрниң йүз бериватқинила әмәс, йәнә бу ишларниң балиларни қандақ һалға чүшүрүп қоюватқанлиқиму ениқ ипадилиниду. Балиларға қаттиқ варқирашниң өзи маһийәттә тил арқилиқ хорлаш вә һақарәтләш һесаблиниду, шундақла уларға писхикилиқ таҗавуз қилғанлиқтур. Балиларниң өзини өзигә әйиблитиш, уларниң сәвәнликини мәҗбурий тоғрилаш қатарлиқ тактикилар арқилиқ балиларниң өз һес-туйғусини ипадиләштин чәкләшниң һәммиси балиларни хорлаш болиду. Буниңға учриған балиларла әмәс, һәр қандақ яштики һәр қандақ инсан сәлбий тәсирләргә учрайду. Бу һал балиларниң роһини бәкрәк зәхимләндүриду.”
Мәсумә ханим йәнә өзини әндишигә салған қорқунчлуқ бәзи көрүнүшләрни мисал елип йәнә мундақ деди: “бу балиларниң өзигә қадилип девәйләп турған һәрбий формилиқ инсанға қайтурған инкаслириға қарайдиған болсақ, уларниң чирай ипадилиридин, бәзилири дәһшәтлик бир вәһимигә учриғандәк қетипла қалған, йәнә бәзилиридә һечқандақ чирай ипадиси йоқ, худди һес- туйғуси өлгәндәкла, пәқәтла буйруққа әмәл қиливатқан. Нурғунлири қаттиқ қорқуш вә әнсирәш арилишип кәткән мурәккәп һессий зәрбиләрни бешидин өткүзүватқандәк өзини тохтиталмай йиғлаватқан. Балилар бу хил турақсиз һессият давалғушлириға учраватқанда уларға тәсәлли берәләйдиған, уларға өзлирини бихәтәр һес қилдуридиған ата- анилири йенида йоқ болған ечинишлиқ бир вәзийәтни көримиз. Мән уларниң интайин еғир асарәттә қалғанлиқини тәсәввур қилалаймән.”
У, лагерлардики уйғур балиларниң қорқунчлуқ вәзийити тәсвирләнгән син көрүнүшлирини көзитип келиватқанлиқини билдүрүп, мундақ деди: “булар очуқ-ашкара балиларни хорлаш вә уларни инсанлиқтин чиқириштур! мениң бу син көрүнүшлиридин һес қилғиним, бу очуқ-ашкара балиларни хорлаш. Буниңда немиләрниң йүз бериватқинила әмәс, йәнә бу ишларниң балиларни қандақ һалға чүшүрүп қоюватқанлиқиму ениқ ипадилиниду. Балиларға қаттиқ варқирашниң өзи маһийәттә тил арқилиқ хорлаш вә һақарәтләш һесаблиниду, шундақла уларға писхикилиқ таҗавуз қилғанлиқтур. Балиларниң өзини өзигә әйиблитиш, уларниң сәвәнликини мәҗбурий тоғрилаш қатарлиқ тактикилар арқилиқ балиларниң өз һес-туйғусини ипадиләштин чәкләшниң һәммиси балиларни хорлаш болиду. Буниңға учриған балиларла әмәс, һәр қандақ яштики һәр қандақ инсан сәлбий тәсирләргә учрайду. Бу һал балиларниң роһини бәкрәк зәхимләндүриду.”
Муһаҗирәттики уйғурларға җисманий вә сағламлиқ билимлирини тәқдим етип келиватқан, америкадики теббий мутәхәссис, коломбийә университетиниң тәтқиқатчиси доктор мәмәт имин әпәндиму бу һәқтә хитай һөкүмитиниң ирқий қирғинчилиқиниң биваситә вә васитилик қурбанлири болуватқан уйғур балиларға өз аилиси вә миллити учриған қирғинчилиқни унтулдуруш үчүн, уларниң меңисини ююш, шу арқилиқ бу балиларни пәқәтла буйруқ иҗра қилидиған машина адәмләргә айландурушқа урунуватқанлиқини оттуриға қойди. У, “ бу балилар кәлгүсидә инсаний һес-туйғуға игә нормал инсан болуп йетишип чиқалмаслиқи мумкин” дегән әндишилирини ипадилиди.
Мәсумә ханим йәнә өзини әндишигә салған қорқунчлуқ бәзи көрүнүшләрни мисал елип йәнә мундақ деди: “бу балиларниң өзигә қадилип девәйләп турған һәрбий формилиқ инсанға қайтурған инкаслириға қарайдиған болсақ, уларниң чирай ипадилиридин, бәзилири дәһшәтлик бир вәһимигә учриғандәк қетипла қалған, йәнә бәзилиридә һечқандақ чирай ипадиси йоқ, худди һес- туйғуси өлгәндәкла, пәқәтла буйруққа әмәл қиливатқан. Нурғунлири қаттиқ қорқуш вә әнсирәш арилишип кәткән мурәккәп һессий зәрбиләрни бешидин өткүзүватқандәк өзини тохтиталмай йиғлаватқан. Балилар бу хил турақсиз һессият давалғушлириға учраватқанда уларға тәсәлли берәләйдиған, уларға өзлирини бихәтәр һес қилдуридиған ата- анилири йенида йоқ болған ечинишлиқ бир вәзийәтни көримиз. Мән уларниң интайин еғир асарәттә қалғанлиқини тәсәввур қилалаймән, бу балиларниң инсансизлаштурушқа учраватқанлиқини көрүшниң өзиму интайин азаблиқ. Хитай һөкүмитиниң ирқий қирғинчилиқи сәвәблик коллектип асарәтниң қурбаниға айланған уйғур миллити үчүн ейтқанда, булар учриған асарәтниң тәсири бир қанчә әвладқичә давам қилиши мумкин.”
Мәсумә ханим бизниң “хитайниң һәрбий лагерлирида хитай балилириниңму ирадисини тавлаш вә яхши турмуш адити йетилдүрүш үчүн һәрбий мәшиққә қатнаштурулуватқанлиқи мәлум. Бу хил һәрбий мәшиқниң хитай балилириға елип келидиған тәсири уйғур балилири билән охшаш боламду?” дегән соалимизға мундақ җаваб бәрди:
“бу хил тактикини һәр қандақ инсанға ишлитиш хата. Һәр қандақ балиниң хаталиқи уни хорлаш арқилиқ түзитилмәслики керәк. Буларни башқуруватқан һәрбий формилиқ офитсер уйғур балиларни инсан қатарида көрмәйду, бу йәрдә әң муһими хитайниң йәтмәкчи болған чоңрақ бир пилани бар: хитай һөкүмити уйғур миллитиниң тили вә мәдәнийитиниму йоқ қилмақчи болуватқанда, уйғур балилири шу йоқитилмақчи болған милләткә вәкиллик қилиду. Уларниң ата-аниси яки уруқ-туғқан, қошнилири лагерларға соланған болуши мумкин. Әтраптикиләр учриған зулумлар бу балиларниң ядида қалиду. Шуңа хитай һөкүмити балиларниң кәчмишини мәҗбурий унтулдуруш үчүн уларни бу хил лагерларда тутуп турмақта. Уйғур балиларға девәйләп турған инсан дәл уларниң аилисигә зулум қиливатқан киши болғанда, бу башқичә қорқунч вә вәһимә пәйда қилиду. Һәр қандақ ата-ана балиларни мәктәп яки лагерларға әвәтиштә балилардин яхши хәвәр елинидиғанлиқиға, уларниң бихәтәрликигә капаләтлик қилинидиғанлиқиға ишәнч турғузалиши лазим, әмма бу йәрдә ундақ бир ишәнч йоқ. Зулумға учраватқан уйғур хәлқи билән хитай һөкүмити оттурисида ундақ бир ишәнч мәвҗут әмәс. Өз пәрзәнтини зулум қилғучиниң қолиға тапшурмақ ата- анилар үчүнму интайин азаблиқ вә қорқунчлуқ бир вәзийәт.”
“‛һәрбий лагер‚ да зулум салғучиларниң балилири билән зулумға учраватқанларниң балилири баравәр әмәс!”
Уйғур вәзийитини көзәткүчиләрдин америкадики илшат һәсән әпәнди бу һәқтә радийомизға сөз қилип, “гәрчә хитай балилириму бу хил һәрбий лагерларға қатнишиватқан болсиму, һакимийәт үстидики хитай миллитиниң балилири билән хитай тәрипидин бесивелинған, ирқий қирғинчилиққа учраватқан уйғур әвладлири учрайдиған муамилә вә уларниң вәзийитини селиштуруш мумкин әмәс, тәң қарашқа техиму болмайду ” деди.
Б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи -2022йили 8-айниң 31-күни уйғурлар һәққидики доклатни елан қилди. Мәзкур доклатта, хитай һөкүмити уйғур районидики уйғур вә башқа мусулманларға қарита “инсанийәткә қарши җинайәт садир қилған болуши мумкин” дегән йәкүн оттуриға қоюлди.
Ирқий қирғинчилиқниң қурбаниға айлиниватқан бигунаһ вә нарәсидә уйғур балилириниң ата-анилиридин мәҗбурий айриветилиши, уларниң ятақлиқ мәктәпләрдә ассимилятсийә вә меңә ююшқа учриши, һәр җәһәттики һәқ-һоқуқлириниң еғир дәпсәндә қилиниватқанлиқи мәтбуатларда ашкарилинип, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т)ниңму диққитини қозғиған мәсилә болуп кәлмәктә. Америкадики “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң рәиси рошән аббас ханим буниңдин икки йил авалла америка җорҗи тавн университетиниң “хәлқара мәсилиләр” журнилида мақалә елан қилған мақалисидә, “хитай һөкүмити өзи имза қойған ‛балилар һоқуқи әһдинамиси‚ (CRC) ға очуқ-ашкара хилаплиқ қилди, бу сәвәбтин хәлқара җәмийәтниң буни сүрүштүрүш мәҗбурийити бар”дәп көрсәткән иди. У йәнә дуня җамаәтчиликини уйғур балилирини қутқузуп қелиш үчүн йәниму кәскин вә йәниму конкрет тәдбирләрни елишқа чақирғаниди.
Һалбуки, уйғур диярида ирқий қирғинчилиқниң йәниму чоңқур вә узун муддәт давамлишишиға әгишип, уйғур балилириниң вәзийитиму еғирлап бармақта.
Тарихтин савақ елиндиму?
Иккинчи дуня уруши мәзгилидә, натсистлар германийәсиниң йәһудийларға қарши елип барған зор қирғинчилиқиниң тирик шаһитлиридин самий стейгмән (Sami Steigmann) әпәндиму уйғур балилириниң әмдиликтә һәрбий лагерларда хорлуққа учраватқанлиқиға җиддий инкас қайтуруп, дуня җамаәтчиликини буни тохтитиш үчүн бирликтә һәрикәткә өтүшкә чақирди.
Сами стейгмән әпәнди мундақ деди: “мениң бу видийолардин көргиним – дәл балиларни хорлаштур. Хитайниң қиливатқанлири ирқий қирғинчилиқ, америка һөкүмитиниң уни ирқий қирғинчилиқ дәп етирап қилишиға әгишип, башқа дөләтләрму етирап қилған бир мәсилә. Әмәлийәттә бир җайда җаза лагерлирини қуруп, у җайда бир милләткә қарита ирқий қирғинчилиқ елип бериватқан болса, бу хил ишларниң йүз бериши муқәррәр. Балиларниң меңисини бу хил усулда ююш мән үчүн һәйран қаларлиқ иш әмәс, йәһудий зор қирғинчилиқиму мушуниңға охшаш усулда башланғаниди. Хитай коммунист һөкүмити бу балиларниң меңисини ююп, өзи үчүн хизмәт қилидиған, хитай үчүн җәң қилидиған қилип өзгәртмәкчи.”
Сами әпәнди йәнә йәһудийлар тарихта учриған паҗиәдин савақ елиш лазимлиқини, бундақ адаләтсизликләрни дуняға паш қилишниң муһимлиқини әскәртип мундақ деди: “ирқий қирғинчилиқ - бир гуруппа адәмгә қатиллиқ қилиштур. Хитай һакимийити өзиниң мәқситигә йетиш үчүн қанчилик вақит кетиши билән һесаблишип олтурмайду. Улар мәқситигә йетишнила көзләйду. Шуңа улар бу хил җинайәтлирини давамлаштурмақта. Буларға немишқа һәйран қалисиз? бу тарихниң бир парчиси, бу пәқәт хитайғила хас әмәс, биз тарихтин савақ елишимиз керәк әмәсму?! биз йәһудийларға елип берилған қирғинчилиқ тирагедийәсидин, нәпрәтниң бир инсан вә бир милләткә немиләрни елип келәләйдиғанлиқини көрүвелишимиз лазим. Биз бирликтә һәр қандақ адаләтсизликкә қарши туруш арқилиқ бундақ паҗиәниң қайтилинишиниң алдини елишимиз керәк.”
Америка ташқи ишлар министирлиқи 2023-йили 8-айниң 2-күни баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан зулуминиң ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт икәнликини йәнә бир қетим тәкитлигән иди. Баянатта йәнә американиң өз иттипақдашлири вә шериклири билән давамлиқ һәмкарлишип, хитайни әйибләйдиғанлиқини, шундақла хитайни уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитишқа давамлиқ чақиридиғанлиқи баян қилған иди.