Истанбулдики уйғур өсмүрлири әнәниви уйғур балилар оюнлирини ойнаш вә өгиниш пурситигә еришти

Истанбулдин ихтиярий мухбиримиз арслан тәйярлиди
2024.08.27
Uyghur-balilar-mehelle-oyunliri-1

Мәркизи истанбулдики шәрқий түркистан нузугум мәдәнийәт вә аилә җәмийитиниң уюштуруши билән елип берилған уйғур өсмүрлириниң мәһәллә оюнлирини өгитиш вә ойнитиш паалийитидин көрүнүш. 2024-Йили 25-авғуст, истанбул. RFA/Arslan

Uyghur-balilar-mehelle-oyunliri-2

Мәркизи истанбулдики шәрқий түркистан нузугум мәдәнийәт вә аилә җәмийитиниң уюштуруши билән елип берилған уйғур өсмүрлириниң мәһәллә оюнлирини өгитиш вә ойнитиш паалийитидин көрүнүш. 2024-Йили 25-авғуст, истанбул. RFA/Arslan

Uyghur-balilar-mehelle-oyunliri-3

Мәркизи истанбулдики шәрқий түркистан нузугум мәдәнийәт вә аилә җәмийитиниң уюштуруши билән елип берилған уйғур өсмүрлириниң мәһәллә оюнлирини өгитиш вә ойнитиш паалийитидин көрүнүш. 2024-Йили 25-авғуст, истанбул. RFA/Arslan

Uyghur-balilar-mehelle-oyunliri-4

Мәркизи истанбулдики шәрқий түркистан нузугум мәдәнийәт вә аилә җәмийитиниң уюштуруши билән елип берилған уйғур өсмүрлириниң мәһәллә оюнлирини өгитиш вә ойнитиш паалийитидин көрүнүш. 2024-Йили 25-авғуст, истанбул. RFA/Arslan

Uyghur-balilar-mehelle-oyunliri-14

Шәрқий түркистан “нузугум” мәдәнийәт вә аилә җәмийитиниң рәиси мунәвәр өзуйғур ханим уйғур өсмүрлириниң мәһәллә оюнлирини өгитиш вә ойнитиш паалийити риясәтчилик қилмақта. 2024-Йили 25-авғуст, истанбул. RFA/Arslan

Uyghur-balilar-mehelle-oyunliri-5

Мәркизи истанбулдики шәрқий түркистан нузугум мәдәнийәт вә аилә җәмийитиниң уюштуруши билән елип берилған уйғур өсмүрлириниң мәһәллә оюнлирини өгитиш вә ойнитиш паалийитидин көрүнүш. 2024-Йили 25-авғуст, истанбул. RFA/Arslan

Uyghur-balilar-mehelle-oyunliri-6

Мәркизи истанбулдики шәрқий түркистан нузугум мәдәнийәт вә аилә җәмийитиниң уюштуруши билән елип берилған уйғур өсмүрлириниң мәһәллә оюнлирини өгитиш вә ойнитиш паалийитидин көрүнүш. 2024-Йили 25-авғуст, истанбул. RFA/Arslan

Uyghur-balilar-mehelle-oyunliri-7

Мәркизи истанбулдики шәрқий түркистан нузугум мәдәнийәт вә аилә җәмийитиниң уюштуруши билән елип берилған уйғур өсмүрлириниң мәһәллә оюнлирини өгитиш вә ойнитиш паалийитидин көрүнүш. 2024-Йили 25-авғуст, истанбул. RFA/Arslan

Uyghur-balilar-mehelle-oyunliri-8

Мәркизи истанбулдики шәрқий түркистан нузугум мәдәнийәт вә аилә җәмийитиниң уюштуруши билән елип берилған уйғур өсмүрлириниң мәһәллә оюнлирини өгитиш вә ойнитиш паалийитидин көрүнүш. 2024-Йили 25-авғуст, истанбул. RFA/Arslan

Uyghur-balilar-mehelle-oyunliri-9

Мәркизи истанбулдики шәрқий түркистан нузугум мәдәнийәт вә аилә җәмийитиниң уюштуруши билән елип берилған уйғур өсмүрлириниң мәһәллә оюнлирини өгитиш вә ойнитиш паалийитидин көрүнүш. 2024-Йили 25-авғуст, истанбул. RFA/Arslan

Uyghur-balilar-mehelle-oyunliri-10

Мәркизи истанбулдики шәрқий түркистан нузугум мәдәнийәт вә аилә җәмийитиниң уюштуруши билән елип берилған уйғур өсмүрлириниң мәһәллә оюнлирини өгитиш вә ойнитиш паалийитидин көрүнүш. 2024-Йили 25-авғуст, истанбул. RFA/Arslan

Uyghur-balilar-mehelle-oyunliri-11

Мәркизи истанбулдики шәрқий түркистан нузугум мәдәнийәт вә аилә җәмийитиниң уюштуруши билән елип берилған уйғур өсмүрлириниң мәһәллә оюнлирини өгитиш вә ойнитиш паалийитидин көрүнүш. 2024-Йили 25-авғуст, истанбул. RFA/Arslan

Uyghur-balilar-mehelle-oyunliri-12

Мәркизи истанбулдики шәрқий түркистан нузугум мәдәнийәт вә аилә җәмийитиниң уюштуруши билән елип берилған уйғур өсмүрлириниң мәһәллә оюнлирини өгитиш вә ойнитиш паалийитидин көрүнүш. 2024-Йили 25-авғуст, истанбул. RFA/Arslan

Uyghur-balilar-mehelle-oyunliri-13

Мәркизи истанбулдики шәрқий түркистан нузугум мәдәнийәт вә аилә җәмийитиниң уюштуруши билән елип берилған уйғур өсмүрлириниң мәһәллә оюнлирини өгитиш вә ойнитиш паалийитидин көрүнүш. 2024-Йили 25-авғуст, истанбул. RFA/Arslan

25-Авғуст, йәни йәкшәнбә күни мәркизи истанбулдики шәрқий түркистан “нузугум” мәдәнийәт вә аилә җәмийитиниң уюштуруши билән истанбулдики уйғур өсмүрлиригә әнәниви балилар оюнлирини өгитиш, шундақла уларни әнәниви мәһәллә оюнлири билән ойнитиш паалийити өткүзүлди.

Уйғур өсмүрлириниң мәһәллиләрдә ойнайдиған һәр хил әнәниви балилар оюнлири муһаҗирәттә туғулған уйғур балилири арисида унтулуп кетиватқан болуп, мәркизи истанбулдики “нузугум” җәмийити истанбулда туғулуп чоң болуватқан уйғур өсмүрлири үчүн мәхсус бу паалийәтни орунлаштурған. Бу паалийәткә истанбулдики көп қисим уйғур өсмүрлири билән бирликтә уларниң ата-анилириму қатнашқан. Уйғур балилар шу күни истанбул кочилирида әнәниви уйғур балилар оюнлирини ойнап, қизғин кәйпият һасил қилған.

Паалийәт җәрянида уйғур өсмүрләр “ақ тирәк, көк тирәк”, “қара қара қушлирим”, “яғач ат”, “доппа талишиш”, “яғлиқ ташлаш”, “бәшташ”, “арғамчида сәкрәш”, “вижилдақ” қатарлиқ 30 дәк уйғур балилар оюнини ойниған.

Шу күни нәқ мәйдандики паалийәткә риясәтчилик қилған шәрқий түркистан “нузугум” мәдәнийәт вә аилә җәмийитиниң рәиси мунәвәр өзуйғур ханим бу һәқтә мәхсус зияритимизни қобул қилип, әһвал тонуштурди. У, мундақ деди: “бу паалийитимиз муһаҗирәттә яшаватқан уйғур баллиримизға унтулушқа, һәтта йоқ болушқа йүз тутқан уйғур мәдәнийитини, болупму уйғур балилириниң кичик вақтида ойнайдиған оюнлирини тонуштуруш, әслитиш вә ойнитишни мәқсәт қилип уюштурулди. Һазирқидәк балилиримиз оюн ойнаштин йирақлишип аилидә телефон ойнайдиған, дәрс хош яқмайдиған, бир-бири билән болған алақилири суслишиватқан бир әһвалда, уларни һәм җисманий һәм зеһний җәһәттин сағламлаштуруш, бир-биригә йеқинлаштуруш вә достлаштуруш үчүн бу паалийәтни өткүзүшни қарар қилдуқ.

Мунәвәр өзуйғур ханим, бу паалийәтни уюштурғандин кейин, паалийәткә қатнашқан уйғур җамаити вә ата-аниларниң өз балилириға уйғур мәдәнийитини тонуштуруш һәм сиңдүрүш қизғинлиқиниң барғансери юқири болуватқанлиқини тәкитләп өтти.

У йәнә мундақ деди: “биз бу паалийәтни елан қилған күндин башлап, хәлқимизниң қоллиши, баллиримизниң һаяҗанлири, йирақ-йирақлардин балилирини ойнатқили әкәлгән ата-аниларниң бизгә билдүргән йүрәк сөзлири көп болди. Буниңдин шуни һес қилдуқки, биз бу паалийәтни орунлаштурушта бәкму кечикип қаптуқ, әслидә буниңдинму бурунрақ орунлаштурушимиз керәк икән, һәқиқәтәнму уйғур җамаитимизниң өз балилириға өз мәдәнийитини тонуштурушқа болған қизғинлиқи вә арзусиниң нәқәдәр күчлүк икәнликини һес қилдуқ. Биз бу паалийитимизниң муһаҗирәттә яшаватқан уйғур хәлқи үчүн наһайити әһмийәтлик бир паалийәт болғанлиқини тонуп йәттуқ, шундақла буниңдин кейин техиму яхши қилишқа ғәйрәтләндуқ”.

Биз йәнә паалийәт мәйданида оюн ойнаватқан бир қисим уйғур өсмүрлирини зиярәт қилдуқ. Абдулваһаб исимлик 11 яшлиқ өсмүр бу паалийәттә “қара-қара қушлирим” вә “бәшташ” қатарлиқ оюнларни ойнап хушал болғанлиқини, өзи билмәйдиған нурғун оюнларни бу йәрдә өгәнгәнликини тилға алди. У, “бу паалийәттә мән вәтинимиздики уйғур балилириниң оюнлири вә алаһидиликлирини өгәндим” деди.

Бу паалийәттә һәр хил балилар оюнлири ойнилиштин башқа йәнә балиларға қизиқарлиқ һекайә сөзләш, рәсим сизиш қатарлиқ паалийәтләрму елип берилди. Рәсим сизиватқан өсмүр қизларниң бәзлири шәрқий түркистанниң ай-юлтузлуқ көк байриқи билән түркийәниң ай-юлтузлуқ қизил байриқини көтүргән уйғурларниң рәсимини сизған иди. Биз рәсим сизиватқан 9 яшлиқ аишә исимлик қиздин немә рәсим сизиватқанлиқини соридуқ. У, ай-юлтузлуқ шәрқий түркистан байриқи билән түрк байриқини сизиватқанлиқини, түркләр билән уйғурларниң қериндаш хәлқ икәнликини билдүрди. У йәнә, “түрк хәлқи биз уйғурларға түрк вәтинидә яшаш имкани бәргәнлики үчүн, икки байрақни көтүргән уйғурниң рәсимини сиздим” деди.

Зияритимизни қобул қилған әзизә абдумалик исимлик йәнә бир өсмүр қиз, уйғур өсмүрлиригә “яғач адәм” дегән оюнни өгитиватқанлиқини билдүрди. У, “уйғур өсмүрлириниң әнәнвий оюнлири унтулуп қалмисун, кейинки әвладларму ойнисун дегән мәқсәттә бу оюнларни һазир балиларға өтүватимиз” деди.

Биз йәнә һумәйра исимлик қиз билән сөһбәт елип бардуқ, һумәйра өзиниң “яғач адәм”, “ақ тирәк, көк тирәк” дегәндәк оюнларни ойнап бәк хош болғанлиқини, буниңдин кейинму йәнә мушундақ оюнларни ойнашни халайдиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.