Банкоктики партлаш вәқәсидә тутқун қилинған икки уйғурниң соти қайта башланди
2022.11.23

2015-Йили тайланд пайтәхти банкоктики ераван ибадәтханисида йүз бәргән партлашқа четилип тутқун қилинған вә “терорлиқ” билән әйиблинип 7 йилдин бери тайландта тутуп турулуватқан икки уйғурниң соти, икки йилдәк кечиктүрүлгәндин кейин, 22-ноябир қайта башланған.
Гумандарлар илгири тайланд һәрбий сотида сотланған болсиму, лекин 2019-йили тайланд һәрбий диктатури праюс чән-очаниң баш министирлиққа сайлинишидин кейин, бу дело хәлқ сотиға өткүзүп берилгән иди. “адәм қаратағ” намидики билал муһәммәт билән йүсүп мирәли исимлик икки уйғур гумандарниң өлүм җазаси билән әйибләнгән бу делосиниң соти, илгири тәрҗиман мәсилиси вә йеңи типлиқ таҗисиман вируси юқуми сәвәблик кечиктүрүлгән иди.
“бенар хәвәрлири” ториниң билдүрүшичә, 22-ноябир күни қайта башланған сотта, тайланд партлатқуч бомба бир тәрәп қилиш әтритиниң бир хадими билән икки қанун дохтури гуваһлиқ бәргән. Улар сотта, партлатқуч бомба бир тәрәп қилиш әтритиниң хадими, партлаштин кейин гумандарларниң өйидә елип барған ахтурушта шәхсий буюмлар билән биргә, “партлатқуч ясашта ишлитидиған буюмларни, йәни қара поруқ вә йоруқлуқ талқини тепилғанлиқи” ни ейтқан.
Мәлум болушичә, нөвәттә адәм қаратағ билән мирәли йүсүп исимлик икки уйғур гумандар, өйдә ясалған бомба орнитип, 2015-йили 17-авғуст күни банкокта йүз бәргән партлашта 20 кишиниң өлүши, 100 дин артуқ адәмниң ярилинишини кәлтүрүп чиқириш билән әйибләнгән. Әгәр сот уларға артилған бу җинайәтни бекитсә, уларға өлүм җазаси берилиши мумкин икән.
Лекин сотта гумандарларниң адвокати чучарт канпай, нәқ мәйданға тунҗи болуп йетип кәлгәнләрниң сақчи әмәс, бәлки әскәрләр икәнликини илгири сүрүп, дәлилләрниң қобул қилинарлиқ әмәсликини оттуриға қойған. Униң ейтишичә, “сақчилар нәқ мәйданға йетип келиштин бурун, өйниң ишики бузулған, нәрсиләр йәргә чечип қоюлған” икән.
Тайланд кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин “хәлқни күчәйтиш фонди” ниң дериктори чалида таҗаронсук 23-ноябир зияритимизни қобул қилип, һөкүмәт тәрәпниң ераван ибадәтханиси билән 18-авғуст күни саторен көврүкидә йүз бәргән партлашниң бағлинишлиқ икәнликини испатлашқа тиришқанлиқини билдүрди.
Чалида таҗаронсук мундақ деди: “улар сотта икки күн ичидә йүз бәргән икки қетимлиқ партлашниң өз ара бағлинишлиқ икәнликини испатлашқа тиришмақта. 17-Авғуст күнидики партлаш ераванда йүз бәргән. 18-Авғуст күнидики партлаш саторен көврүкидә йүз бәргән. Шуңа улар бу икки партлашни өз ара бағлимақта. Улар пәқәт буни өзлириниң топлиған учурлири билән испатлашқа урунмақта. Мениңчә, бәлким әтики сотта DNA тоғрилиқ тохтилиши мумкин. Бүгүнки сотта сақчилардин DNA испати бар-йоқлиқи соралди. Лекин сақчи өзлиридә DNA әвришкисиниң йоқлиқини ейтти. Бәлким әтики сотта сөзлиниши мумкин. Бизниң сақчидин еришкән учурлиримиздин қариғанда, DNA әвришкиси мас кәлмигән.”
Сотта гумандарлар вә адвокатлар наразилиқ билдүргән нуқтиларниң йәнә бири, сотниң тайландтики хитай әлчиханиси тәминлигән тәрҗиманни ишлитишидур. “бенар хәвәрлири” ниң билдүрүшичә, сотта гумандарларниң адвокати тәрҗиманға наразилиқ билдүргән. Адвокат чучарт канпай сотчиға тәрҗиманниң сотта янфони билән рәсимгә тартқанлиқи вә соттики гуваһлиқни авазға алғанлиқиға наразилиқ билдүрүп, бундақ қилишниң мәний қилинидиғанлиқини ейтқан.
Бу делони йеқиндин көзитип келиватқан канададики “уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши” ниң дериктори мәмәт тохтиниң 23-ноябир бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда ейтишичә, тайланд сотиниң хитай әлчиханиси тәминлигән тәрҗиманни ишлитиши, бу сотниң адил елип берилишиға җиддий суал пәйда қилмақта икән. Мәмәт тохти йәнә бу сотта һөкүмәтниң һазирға қәдәр “терорлуқ һуҗум” ни бу балиларниң елип барғанлиқиға аит қайил қиларлиқ дәлилләрни оттуриға қоялмиғанлиқи, бу дело хитайниң бесимида пүтүнләй сиясийлашқанлиқини билдүрди.
“бенар хәвәрлири” ниң ейтишичә, гумандарларниң һоқуқини қоғдиғучи һимайичилардин бир киши, хитай һөкүмәт тәрҗиманиниң сотта тәрҗимини тоғра қилмиғанлиқини билдүргән. Илгири “хәлқни күчәйтиш фонди” тәшкилати билән гумандарларниң адвокати мирәли йүсүпниң енгилиз тили билсиму, әмма адәм қаратағниң хитай тилини билмәйдиғанлиқи, униң уйғур тәрҗиманға еһтияҗлиқ икәнликини ейтқан иди.
Чалида таҗуронсукниң мухбиримизға билдүрүшичә, хитай әлчиханисиниң тәрҗимани кәспий тәрҗиман әмәс болуп, у нурғун сөзләрни хата тәрҗимә қилған.
Чалида таҗарунсук мундақ деди: “бу сотта хитай тәминлигән бир тәрҗиман бар. Лекин у кәспий тәрҗиман болмиғачқа, униң тәрҗимисидә хаталиқ чиқти. У нурғун қетим хата тәрҗимә қилди. Сотта мирәли оттуриға чүшүп, униң хата тәрҗимә қилғанлиқини паш қилди. Чүнки у тайланд тилини азрақ болсиму чүшиниду. Униң үстигә у енгилизчини билгәчкә, тәрҗиман сөзләрни тайланд тилидин енгилизчигә тәрҗиман қилғандиму униңдики хаталиқларни байқиди. Һалбуки, хитай тәрҗиман сөзләрни нурғун қетим хата тәрҗимә қилди. Сотқа қатнашқан бир уйғурму бар иди. Униң ейтишичиму хитай тәрҗиман нурғун сөзләрни хата тәрҗиман қилған.”
Чалида таҗарунсукниң ейтишичә, сотчи ахири сотқа қатнашқан бу уйғурға әгәр хитай тәрҗиман хата тәрҗимә қилса, униң дәрһал вәзийәткә арилишип, тәрҗимини түзитишигә рухсәт қилған.
Адәм қаратағ билән мирәли йүсүп 2015-йили банкоктики ераван ибадәтханисида йүз бәргән терорлиқ һуҗуминиң арқисидин тутқун қилинған 7 йилдин бери, тайланд һәрбий түрмисигә қамилип кәлгән иди.
Чалида таҗаронсукниң ейтишичә, гумандарлар 22-ноябир сотқа елип келингәндә сотниң өзлирини һәрбий түрмидин адәттики түрмигә йөткишини тәләп қилидиғанлиқи, өткән қетимлиқ сотта “һалал тамақ” йейәлмәсликтәк әндишилирини оттуриға қойған болсиму, лекин буниң һазирға қәдәр һәл қилинмиғанлиқини билдүргән. Мирәли йүсүп өзлиригә бәзидә белиқ гөши берилсиму, “биз һалал тамақ таллиялмаймиз. Бәзидә бизгә чошқа гөши, бәзидә тоху берилиду. Булар һалал әмәс” дегән. Чалида таҗаронсук, сот һөкүмииниң қисқа муддәттә чиқирилмайдиғанлиқи, бу делониң йиллар давамлишиши мумкинликини билдүрди.