Фаһрәттин йоқуш: “түркийә барин вәқәсидә өлтүрүлгәнләрниң җавабкарлиқини хитай һөкүмитидин сориши керәк”
2023.04.05
1990-Йили 5-апрел күни “барин вәқәси” йүз бәргәндин буян, чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан тәшкилатлири һәр йили 4-айниң 5-күни бу тарихий вәқәни һәр хил шәкилләрдә хатириләп кәлмәктә. Муһаҗирәттики уйғурлар өзлири туруватқан дөләтләрдә намайиш қилиш, ахбарат-баянат елан қилиш, барин қурбанлириниң роһиға атап қуран тилавәт қилиш қатарлиқ хилму-хил усуллардин пайдилинип, уйғур елиниң 1950-йиллардин кейники тарихидики зор вәқәләрниң бири һесабланған барин қозғилиңини хатириләп вә яд етип кәлмәктә.
5-Апрел күни, уйғурлар тәрипидин “барин инқилаби” дәп нам берилгән мәзкур вәқә йүз бәргәнликиниң 33 йиллиқи мунасивити билән түркийәниң пайтәхти әнқәрәдиму “барин инқилабини хатириләш” темисида паалийәт өткүзүлди. Бу паалийәт уйғур академийәси вәхписи тәрипидин уюштурулған болуп, бу мурасимға түркийәдә қурулған күндин тартип уйғурларни қоллап келиватқан ийи йәни “яхши” партийәсиниң муавин рәиси ридван уз әпәнди, парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди, “келәчәк” партийәси рәһбәрлири, “йеңидин рәфаһ” партийәси муавин рәиси доған бекин әпәнди, шуниңдәк әнқәрәдә паалийәт елип бериватқан уйғур вә түрк тәшкилатлириниң мәсуллиридин сирт мухбирларму иштирак қилди.
Паалийәттә һәрқайси сиясий партийәләрниң рәһбәрлири вә парламент әзалири сөз қилип барин инқилабиниң әһмийити вә бу инқилабтин алидиған тәҗрибә-савақлар тоғрисида тохталди.
Парламент әзаси фаһрәттин йоқуш сөзидә түркийәниң “барин вәқәси” дә өлтүрүлгәнләрниң җавабкарлиқини хитай һөкүмитидин сориши керәкликини тәкитлиди. У, мундақ деди: “шәрқий түркистан мәсилиси түркийәниң миллий мәсилисидур. Бу мәсилиси партийәләрниң үсти бир мәсилидур. Һәр қандақ бир түрк, бир мусулман һәтта һәрқандақ бир адәм буниңға қарши туруши керәк. Бу, 1949-йили башланған 74 йилдин буян давамлишиватқан бир зулумдур. Бу җәрянда барин, ғулҗа вә үрүмчи қирғинчилиқи қатарлиқ үч чоң қирғинчилиқ болған. Әпсуски бу зулум давамлишиватиду. 2017-Йилидин тартип ирқий қирғинчилиққа айланди. Әпсус түркийә башта барлиқ мусулман дөләтлири техичә сүкүттә. Түркийә һөкүмити техиму җиддий һәрикәт қилип, барин вәқәсидә өлтүрүлгән миңлиған балилар, анилар вә бигунаһ кишиләрниң өлтүрүлүшиниң җавабкарлиқини хитай һөкүмитидин сориши керәк. Буниң җинайи җавабкарлиқиниң һесаби сорилиши керәк. 5-Айниң 14-күни түркийәдә омумий сайлам болиду, бизниң яхши партийәси һакимийәт бешиға кәлсә биринчи болуп қилидиған ишимиз шәрқий түркистан мәсилисини һәл қилишниң йолини издәштин ибарәт”.
Паалийәттә уйғур академийәси вәхписи муавин рәиси абдулхәмит қарахан әпәнди ечилиш сөзи сөзлиди. Абдулхмит қарахан әпәнди мундақ деди: “буниңдин 33 йил бурун барин хәлқи хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистандики зулумиға қарши қозғилип, өзиниң әқәллий һәқ-һоқуқини вә адалитини тәләп қилғаниди. Бу вәқә йүз бәргәнликигә нәқ 33 йил болған болсиму, техи түнүгүн йүз бәргәндикидәк хәлқимизниң йүрикидин көтүрүлүп кәткини йоқ. Чүнки 33 йил бурун хитай қандақ шәкилдә уйғур хәлқигә қирғинчилиқ елип барған болса, 33 йил өткәндин кейинки бүгүнки күндиму бу зулум барғансери шиддәтлик түс елип, техиму вәһший ирқий қирғинчилиққа айланди. Бүгүнки күндә шәрқий түркистанда ирқий қирғинчилиқ елип бериливатиду. Шуңа 33 йилдин буян хитайниң шәрқий түркистандики бу зулумлири һәр күни техиму һәссиләп ашқанлиқи үчүн, барин инқилаби 33 йилдин буян худди түнүгүн йүз бәргәндәк уйғур хәлқиниң хитай һөкүмитигә болған нәпритини улғайтиватиду”.
Абдулхәмит қарахан әпәнди әйни вақиттин тартип хәлқара җәмийәтниң уйғурлар мәсилисигә йетәрлик көңүл бөлмигәнликини әскәртип йәнә мундақ деди: “әгәр һәрқайси дөләтләр буниңдин 33 йил илгири йүз бәргән бу һәрикәткә қарита вақтида тегишлик җавабини бәргән болса, уйғур хәлқигә ярдәм қолини узатқан болса вә хитайға бесим ишләткән болса, хитай зулуми нөвәттики ирқий қирғинчилиқ дәриҗисигә йәтмигән болатти. Лекин дуня дөләтлириниң бу мәсилигә қарита тегишлик инкас қайтурмаслиқи, мәзкур вәқәдин 33 йил өткәндин кейинму еғир бир вәзийәтниң оттуриға чиқишиға сәвәб болди дәп ойлаймиз. Шуңа һәр қайси дөләтләр болупму түркийә һөкүмити техиму җиддий һәрикәт қилип, барин вәқәсидә өлтүрүлгән миңлиған балилар, анилар вә бигунаһ кишиләрниң өлтүрүлүшиниң җавабкарлиқини хитай һөкүмитидин сориши керәк. Буниң җинайи җавабкарлиқиниң һесаби сорилиши керәк”.
“йеңидин рәфаһ” партийәсиниң муавин рәиси доған бекин әпәнди партийәсиниң қурулған күндин тартип уйғур дәвасини қоллап келиватқанлиқини вә бундин кейинму қоллайдиғанлиқини билдүрди.
Йиғинда ийи партийәсиниң муавин рәиси ридван уз әпәнди партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр ханимниң уйғур академийәси вәхписигә әвәткән хетини оқуп бәрди. У, хетидә шәрқий түркистан мәсилисиниң партийәсиниң әң муһим мәсилиси икәнликини, һәр даим уйғурларни қоллайдиғанлиқини тәкитлигән.
Әнқәрәдә өткүзүлгән барин инқилаби йүз бәргәнликиниң 33 йиллиқи мунасивити билән өткүзүлгән “барин шеһитлирини хатириләш” мамлиқ паалийәткә түркийәниң дөләтлик анадолу хәвәр агентлиқи, қирим хәвәр агентлиқи вә бәзи телевизийә, гезитләрниң мухбирлири иштирак қилди. Барин вәқәси вә уйғурларға аит хәвәрләр түркийә мәтбуатлирида вә иҗтимаий таратқуларда қайтидин көрүлүшкә башлиди.