Қирғизистан уйғурлири миллий армийә күнини вә барин инқилабини хатирилиди
2024.04.08
Қирғизистан уйғурлири дуня уйғур қурултийиниң уқтурушиға аваз қошуп 5-апрел барин инқилабиниң 34 йиллиқи вә 8-апрел шәрқий түркистан миллий армийәси қурулғанлиқиниң 79-йиллиқини хатирилиди. Паалийәт 5-апрел күни дуня уйғур қурултийиниң қирғизистандики вәкиллириниң тәшәббусида бишкәк шәһириниң аламедин мәһәллисидә уюштурулди.
Шәрқий түркистан җумһурийити 1945-йили 4-айниң 8-күни өзиниң мунтизим миллий армийәсини қурған болуп, гәрчә, 1950-йилларда хитай һөкүмитини бу армийәни әмәлдин қалдурувәткән болсиму, әмма чәт әлләрдики уйғур җамаити көп йиллардин буян мәзкур күнни хатириләп кәлмәктә.
Хатириләш паалийити дуня уйғур қурултийиниң қирғизистандики вакаләтчиси розимуһәммәт абдулбақийефниң риясәтчиликидә елип берилди. Мурасимға бишкәк шәһири вә униң әтрапидики йезилардин кәлгән уйғур җамаитиниң вәкиллири қатнашти.
Мәзкур паалийәт иптарлиқ шәкилдә өткүзүлгән болуп икки қисимдин тәркиб тапқан. Алди билән риясәтчи көпчиликкә салам йоллап барин инқилаби вә хитай һакимийитиниң қанлиқ бастуруши тоғрисида толуқ мәлумат бәрди.
Радийомиз зияритимизни қобул қилған дуня уйғур қурултийиниң вәкили мәвлан һпшуроф барин инқилаби вә зәйнидин йүсүп тоғрисида сөзләп, хитай һакимийитиниң давамлиқ қирғинчилиқ сияситиниң күчәйтишини тилға алди.
Мурасим давамида вәтән азадлиқи йолида қурбан болған қериндашларға атап қуран тилавәт қилинди.
Мәзкур паалийәтниң иккинчи қисмида “иттипақ” гезитиниң муавин муһәррири әкбәрҗан баудуноф миллий армийәниң қурулуши вә еришкән мувәппәқийәтлири тоғрисида сөзләп өтти.
Мәзкур мурасимға қатнашқан паалийәтчиләрдин турсунай ислам ханим радийомиз зияритини қобул қилип бу хил мурасимларниң җамаәт әһли, болупму яшларниң роһини күчәйтиштә муһим рол ойнайдиғанлиқини сөзләп өтти.
Миллий армийә қурулғанлиқиниң 79-йиллиқини хатириләш паалийити йәнә қирғизистан җәнубидики җалал абад шәһиридә җамаәт әрбаблиридин әлишир насирахунофниң тәшәббусида уюштурулди. Әлишир әпәнди өзи җамаәт әһлигә миллий армийә җәңчилири, хизмәтлири вә еришкән мувәппәқийәтлири тоғрисида тәпсилий доклат қилди.
Қирғизистан уйғурлири дуня уйғур қурултийиниң чақириқлириға аваз қошуп уйғур хәлқиниң тарихидики муһим аммиви вә сиясий вәқәләрни хатириләп уни келәчәк әвладларға қалдуруш, яш әвладларниң тарихни билиш вә өгиниш роһини күчәйтишкә әһмийәт бәрмәктә.