Әзәрбәйҗанниң пайтәхти баку билән түркийәниң коня шәһәрлиридә 5-апрел барин шеһитлирини хатириләш паалийити өткүзүлди

5-Апрел күни барин инқилабиниң 31 йиллиқи мунасивити билән әзәрбәйҗанниң пайтәхти баку шәһиридики хитай әлчиханисиниң алдида намайиш өткүзүлди. Түркийәниң коня шәһиридә рәсим көргәзмиси ечилди.

Барин инқилабиниң 31 йиллиқи мунасивити билән әзәрбәйҗанниң пайтәхти баку шәһиридики хитай әлчиханисиниң алдида намайиш өткүзүлди. 2021-Йили 5-апрел. RFA/Erkin Tarim

5-Апрел күни барин инқилабиниң 31 йиллиқи мунасивити билән әзәрбәйҗанниң пайтәхти баку шәһиридики хитай әлчиханисиниң алдида намайиш өткүзүлди. Түркийәниң коня шәһиридә рәсим көргәзмиси ечилди. Әзәрбәйҗан пәнләр академийәси мутәхәссиси, әзәрбәйҗан һәрикити тәшкилатиниң мәсули ясәмин муһаммәт ханим башчилиқидики бир гуруппа киши хитай әлчиханисиниң алдиға қара гүл қойған. ясәмин ханим қара гүлниң шеһитләрниң символи икәнликини тәкитлиди. 6-Апрел күни болса түркийәниң тарихий шәһири болған коня шәһиридә сүрәтләр көргәзмиси ечилған. Абдуләхәт удун әпәндиниң ейтишичә мәзкур көргәзмигә түрк хәлқиниң қизиқиши юқири болған.

Ясәмин муһаммәт ханим хитайниң бакуда турушлуқ әлчиханисиниң алдида наразилиқ намайиши өткүзүшидики мәқсити һәққидә тохтилип мундақ деди: “мән әзәрбәйҗан пәнләр академийәси әзаси вә әзәрбәйҗан һәрикити тәшкилатиниң рәиси болуш сүпитим билән бир гуруппа достлирим билән бирликтә хитай әлчиханисиниң алдида наразилиқ намайиши өткүздуқ. Мәқситимиз хитайниң шәрқий түркистанлиқларға елип бериватқан ирқий қирғинчилиқиға наразилиқ билдүрүш вә әзәрбәйҗан ахбаратиниң диққитини шәрқий түркистан мәсилисигә тартиштин, шу арқилиқ җамаәт пикири топлаш иди. Бу паалийитимизгә әзәрбәйҗан ахбаратлиридиму орун берилди”.

У, әзәрбәйҗанда уйғурларға һесдашлиқ қилидиғанларниң саниниң күнсайин көпийиватқанлиқини илгири сүрди.

6-Апрел күни барин инқилабини хатириләш хитайниң һазирқи бесим сияситигә наразилиқ билдүрүш үчүн түркийәниң тарихий шәһәрлиридин бири болған коня шәһиридә сүрәтләр көргәзмиси өткүзүлди.

Барин инқилабиниң 31 йиллиқи мунасивити билән түркийәниң тарихий шәһири болған коня шәһиридә ечилған сүрәтләр көргәзмисидин бир көрүнүш . 2021-Йили 6-апрел.

Бу қетимлиқ көргәзмини шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң орунлаштуруши билән султан сатуқ буғрахан вәхпиниң коня шөбиси мәсули абдуләхәт удун уюштурған болуп, мәзкур көргәзмини конядики түрк аммиви тәшкилат мәсуллири, бәзи сиясий партийәләрниң мәсуллири вә хәлқтин болуп көп санда киши екскурсийә қилған.

Барин инқилабиниң 31 йиллиқи мунасивити билән түркийәниң тарихий шәһири болған коня шәһиридә ечилған сүрәтләр көргәзмисидин бир көрүнүш . 2021-Йили 6-апрел.

Абдуләхәт удун әпәнди бу паалийәтни “барин қирғинчилиқиниң 31 йиллиқини хатириләш вә шәрқий түркистандики зулум” темисида икки күн өткүзүлидиғанлиқини баян қилди.

Абдуләхәт удун әпәнди бу қетимқи сүрәтләр көргәзмисидә 3 хил темида сүрәт қойғанлиқини түрк хәлқиниң қизиқип екскурсийә қиливатқанлиқини баян қилди.

Коня түркийәниң оттура райониға җайлашқан болуп, бу шәһиригә 2015-йилидин кейин уйғурлар келип олтурақлишишқа башланған. Һазир коняда 100 аилә уйғур вә 50 әтрапида уйғур оқуғучи бар икән.

5-Апрел барин вәқәси шеһитлирини әсләш вә уйғурларниң еғир вәзийитини аңлитиш паалийити дүшәнбә күни түркийәниң истанбулдики бәязит мәйдани билән истанбулдики хитай консулханиси алдида, шундақла кастомуну вә қаһраманмараш қатарлиқ шәһәрлиридиму өткүзүлгәниди.

Әзәрбәйҗан пайтәхти бакудики хитай әлчиханиси алдида бир гуруппа әзәрбәйҗан зиялийлириниң уйғурларни қоллап, хитайға наразилиқ билдүрүп намайиши өткүзиши тунҗи қетим һесаблинидикән.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org