Явропада “барин вәқәси” ниң 29 йиллиқи хатириләнди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.04.05
Barin-Inqilawi-29-Girmaniye-01.jpg Барин инқилабиниң 29 йиллиқини хатириләш мунасивити билән мюнхенда өткүзүлгән намайиштин бир көрүнүш. 2019-Йили 5-апрел. Мюнхен, германийә.
RFA/Ekrem

“5-апрел барин вәқәси” ниң 29 йиллиқи мунасивити билән явропадики бир қисим дөләтләрдики уйғурлар намайиш өткүзүш, барин шеһитлириниң роһиға атап “қуран” тилавәт қилиш қатарлиқ паалийәтләрни елип барди вә бир қисим тәшкилатлар 6-апрел паалийәт өткүзүш һазирлиқида болмақта.

Һәр йилқиға охшашла 5-апрел күни германийәниң мюнхен шәһиридә “барин вәқәси” ниң 29 йиллиқини хатириләш йүзисидин намайиш елип берилди. явропа шәрқий түркистан бирлики тәрипидин уюштурулған бу намайишқа иштирак қилған д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәндиниң билдүрүшичә, явропадики хитайға қарши тунҗи намайиш “барин вәқәси” сәвәблик елип берилған икән. Бу түрдики намайишлар 29 йилдин буян давам қилип кәлмәктә икән. У сөзидә бүгүнки бу намайишта барин қирғинчилиқини тонутуш билән хитайниң уйғур диярида нөвәттә йүргүзүватқан җаза лагерлириниң маһийитини паш қилиш бирләштүрүлгәнликини әскәртти.
5-Апрел күни норвегийәдиму “барин вәқәси” ниң 29 йиллиқи хатириләш паалийити болуп өткән. “норвегийә уйғур комитети” ниң рәиси бәхтияр әпәндиниң билдүрүшичә, бу паалийәт шеһитларни әсләш вә уларниң роһиға “қуран” тилавәт қилиш усулида елип берилған. Паалийәтни “норвегийә уйғур ислам мәдәнийәт мәркизи” уюштурған.

Голландийәдә паалийәт елип бериватқан “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” ниң рәһбәрлиридин абдурахман һаҗимниң билдүрүшичә, мәзкур тәшкилат “барин вәқәси” ниң 29 йиллиқи мунасивити билән 6-апрел йәрмәнкә өткүзүшниң һазирлиқини қилған. 

6-Апрел күни шиветсийәдә паалийәт елип бериватқан шиветсийә уйғур маарип уюшмисиму “барин вәқәси” ниң 29 йиллиқи мунасивити билән паалийәт елип баридикән. Мәзкур тәшкилатниң рәһбәрлиридин абдуллаһ көкяр әпәнди бу һәқтә бизни бәзи учурлар билән тәминлиди.

Дуня уйғур қурултийи 3-апрел күни 1990-йили ақту наһийисиниң барин йезисида йүз бәргән “5-апрел барин вәқәси” ниң 29 йиллиқи мунасивити билән елан қилған ахбаратида “барин инқилаби вәтинимиз шәрқий түркистанда хитай мустәбитлириниң фашистик һөкүмранлиқини ағдуруп ташлап шәрқий түркистан хәлқиниң әркинлики, мустәқиллиқини қолға кәлтүрүш ғайиси билән оттуриға чиққан шанлиқ бир инқилаб иди” дегән җүмлини қолланған. Баянатта йәнә “барин инқилаби йеқинқи заман тарихимиздики миллий күришимизниң илһам булиқи, уйғур хәлқи бу шанлиқ күрәш дастанини әбәдий иптихарлиниш туйғуси ичидә яд етиду вә зәйдин йүсүп башчилиқидики әзиз шеһитлиримизниң күрәш ирадисигә садиқлиқ билән варислиқ қилиду!” дегән ибариләргә орун бәргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.