Түркийәниң кастамону вә қаһраманмараш шәһәрлиридә 5-апрел барин шеһитлирини хатириләш паалийити өткүзүлди

5-Апрел күни барин инқилабиниң 31 йиллиқи мунасивити билән түркийәниң кастамуну вә қаһраманмараш шәһәрлиридә сүрәт көргәзмиси ечилди.

Барин инқилабиниң 31 йиллиқи мунасивити билән түркийәниң кастамуну шәһиридә ечилған сүрәт көргәзмисиниң ечилиш мурасими. 2021-Йили 5-апрел. RFA/Erkin Tarim

5-Апрел күни барин инқилабиниң 31 йиллиқи мунасивити билән түркийәниң кастамуну вә қаһраманмараш шәһәрлиридә сүрәт көргәзмиси ечилди.

Көргәзмидә барин вәқәсидә һаятидин айрилип қалған шеһитларниң сүрәтлири вә шу қетимлиқ вәқәләр әкс әттүрүлгән рәсим вә материяллар көрситилгән. Шуниң билән бир вақитта йәнә хитайниң уйғур диярида тәсис қилған йиғивелиш лагерлириниң көрүнүшлири, мәзкур лагерларға қамалған уйғур зиялийлири, диний затлар, сәнәтчиләр, язғучилар вә башқа һәр саһәдики сәрхилләрниң сүрәтлири көрситилгән.

Бу қетимлиқ көргәзмини шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң орунлаштуруши билән кастамону университетида оқуватқан уйғур оқуғучилар уюштурған болуп, мәзкур көргәзмини кастомунидики түрк аммиви тәшкилат мәсуллири, бәзи сиясий партийәләрниң мәсуллири вә хәлқтин болуп көп санда киши екскурсийә қилған.

Бу қетимлиқ көргәзмини уюштурған уйғур оқуғучилардин абдузаһир зияритимизни қобул қилип, мәзкур көргәзминиң мәқсити барин шеһитлирини әсләш вә уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитини түрк хәлқигә һөҗҗәтләр арқилиқ билдүрүш икәнликини тәкитлиди.

Абдузаһирниң билдүрүшичә сүрәт көргәзмиси кастамону шәһириниң мәркизидики тарихий мәсчитниң алдида өткүзүлгән болғачқа, тарихий җайларни саяһәт қилиш үчүн кәлгән нурғун киши екскурсийә қилған. Абдузаһир көргәзмини айланған кишиләрниң өзлиригә “һәр даим силәрни қоллап қуввәтләймиз” дәп инкас қайтурғанлиқини тәкитлиди.

Кастамуну түркийәниң ғәрбий шималиға җайлашқан болуп, бу шәһиригә 2016-йилидин кейин уйғурлар келип олтурақлишишқа башланған. Һазир кастому университетида 100 әтрапида уйғур оқуғучи оқуватқан болуп, улар 4 йилдин буян изчил актип паалийәт елип бармақта. Абдуләзиз әпәнди 4 йилдин буян бу шәһәрдә изчил һалда паалийәт елип бериватқанлиқини, кастамону хәлқиниң уйғурларға һесдашлиқ қиливатқанлиқини оттуриға қойди.

5-Апрел күни түркийәниң шәрқий җәнуб райониға җайлашқан қаһраманмараш шәһиридиму барин вәқәсидә шеһит болған уйғурларни хатириләш паалийити өткүзүлгән. Паалийәтни шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң орунлаштуруши билән султан сатуқ буғрахан вәхписиниң қаһраманмараш шөбиси уюштурған болуп, паалийәттә барин вәқәси әкс әттүрүлгән фото-сүрәтләр қоюлғандин сирт, барин вәқәси вә уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити баян қилинған ахбарат баянати оқуп өтүлгән.

Султан сатуқ буғрахан вәхписиниң қаһраманмараш шөбисиниң мәсули сәфәрҗан паалийәтниң тәпсилати тоғрисида мәлумат бәрди.

Сәфәрҗан қаһраманмараш уйғур оқуғучилар әң көп шәһәрләрдин бири болуп қалғанлиқини, қаһраманмараш хәлқиниң уйғурларға қаттиқ һесдашлиқ қилидиғанлиқини баян қилди.

5-Апрел барин вәқәси шеһитлирини әсләш вә уйғурларниң еғир вәзийитини аңлитиш паалийити түркийәниң истанбул вә коня қатарлиқ шәһәрлиридиму өткүзүлгән болуп, корона вирусидин түпәйли бир күн өткүзүшкә рухсәт берилгән.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org