Хитайниң BBC ға қарши һуҗумлири вә буниңға қарита инкаслар
2021.02.08
Хитай BBC ниң җаза лагерлиридики уйғур аяллириға йүргүзүлгән җинсий таҗавузчилиққа аит доклатини давамлиқ әйиблимәктә.
3-Феврал дунядики нопузлуқ ахбарат вастилиридин бири болған әнгилийәниң BBC қанили җаза лагерлиридики уйғур аяллириға йүргүзүливатқан системилиқ қийин-қистақ вә җинсий хорлашларға даир бир доклат елан қилип, дуняни ләрзигә салған һәм хитайни қаттиқ биарам қилған иди. Хитай ташқий ишлар министерлиқи 4-февралдин башлап ахбарат елан қилиш йиғинлирида бу доклатни изчил рәт қилипла қалмай шинхуа агентлиқи, “йәршари вақти гезити” қатарлиқ хитай компартийәсиниң зувани болған ахбарат вастилирида BBC ни әйибләшни изчил давамлаштуруп кәлгән иди. “хитай күндилик гезити” му йәксәнбә күни бу һәқтә узун мақалә елан қилип BBC ни ялғанчиға чиқарди.
7-Феврал “хитай күндилик гезити” да елан қилинған “BBC ниң шинҗаң тоғрисидики ялған доклати: биз сизгә һәқиқәтни дәп бирәйли” намлиқ мақалида хитай тәрәп ялғуз BBC ниң җаза лагерлиридики уйғур аяллириға йүргүзүливатқан системилиқ қийин-қистақ вә җинсий хорлашларға даир доклатини инкар қилипла қалмай, BBC ниң уйғурлар тоғрисида 2014-йилидин буян елан қилип кәлгән бирқисим доклат вә хәвәрлириниму қошуп бирақла инкар қилған вә әйиплигән.
Үстигә хитайчә, астиға ингилизчә тәрҗимиси берилгән бу мақалә мундақ җүмлә билән башлиниду: “BBC узун йиллардин буян яман ғәрәз билән хитай коммунистик партийәсини вә хитай һөкүмитини қарилап һуҗум қилип кәлди, көп қетим һечқандақ әмәлий пакитлири болмиған ялған хәвәрләрни тарқитип ахбаратчилиқниң обийектип болуш, битәрәп болуш вә адил болуштәк мәйданидин чәтнәп кәтти.”
Мақалида тунҗи болуп BBC 2014-йили 2-июл елан қилған “хитай шинҗаң һөкүмәт хадимлириниң роза тутушини чәкләйду” намлиқ доклатни әйибләп мундақ дәйду: “доклатта шинҗаңдики көплигән һөкүмәт органлири хизмәтчи хадимларниң рамазан мәзгилидә роза тутушини вә диний паалийәтләргә қатнишишини чәкләйду, дейилгән. Әмәлийәт болса мундақ: шинҗаңдики һәр милләт мусулманлириниң өзлириниң диний тәлимлиригә, диний қаидилиригә вә өрп-адәтлиригә бинаән мәсчиттә яки аилисидә роза тутуш, диний байрам қатарлиқ паалийәтләрни өткүзүши тамамән уларниң шәхсий арзусиға асасән елип берилиду, әзәлдин һечкимниң дәхли-тәрүзигә учрап баққан әмәс һәмдә һечқандақ чәклимәгә дуч кәлгини йоқ.”
“шәрқий түркистан өлималар бирлики” ниң муавин рәиси турғунҗан алавудун әпәнди бу һәқтә тохталғанда, хитайниң ялғуз һөкүмәт хадимлириниңла әмәс, пүткүл шәрқий түркистан хәлқиниң етиқад вә ибадәт әркинликини тамамән чәкләп келиватқанлиқини, хитайниң динға бағлап санақсиз инсанларни җаза лагерлириға қамиғанлиқини илгири сүрди.
“BBC ниң шинҗаң тоғрисидики ялған доклати: биз сизгә һәқиқәтни дәп бирәйли” намлиқ мақалида хитай йәнә 2019-йили BBC елан қилған “хитайдики уйғурларниң қайта тәрбийәләш мәркизидики һәқиқий әһвали тоғрисида издиниш” намлиқ доклатиниму инкар қилип, “1 милйондин артуқ инсанниң қайта тәрбийәләш мәркизигә соланғини ялған, аталмиш ‛қайта тәрбийиләш мәркизи‚ дәйдиған нәрсиму әзәлдин мәвҗут әмәс, шинҗаң қануний асасларға тайинип туруп техника, маарип билән тәрбийәләш мәркәзлирини қуруп, тероризимға вә ашқунлуққа қарши турмақта” дегәнләрни базарға салған.
Мақалида BBC йәнә 2019-йили 4-июл елан қилған “хитай мусулманлири: шинҗаңда мәктәпләрдин пайдилинип, балилар ата-анилиридин айрип ташланмақта” намлиқ доклатқа, 2019-йили 13-ноябир елан қилған “шинҗаңниң пахтиси мәҗбурий әмгәк әндишисини қозғиди” намлиқ доклатқа, 2020-йили 29-июн елан қилған “хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан мәҗбурий туғут чәкләш сиясити уйғурлар нопусиниң зор дәриҗидә төвәнлишини кәлтүрүп чиқарди” намлиқ доклатқа, әң ахирида болса 2021-йили 3-феврал елан қилинған “уларниң мәқсити һәрбир инсанни йоқитиш, уйғур тутқунлири өзлириниң системилиқ җинсий таҗавузға учриғанлиқини баян қилди” намлиқ доклатқа қарши һҗум қозғиған.
BBC Ниң “уларниң мәқсити һәрбир инсанни йоқитиш, уйғур тутқунлири өзлириниң системилиқ җинсий таҗавузға учриғанлиқини баян қилди” намлиқ доклати һәққидә тохталған әнгилийәдики сиясий актиплардин бири, д у қ әнгилийә ишханисиниң мудири рәһимә ханим мәзкур доклатниң әнгилийә вә хәлқарада пәйда қилған тәсири һәққидә қарашлирини оттуриға қоюп, буниң уйғур дәваси үчүнму муһим бир пакитлиқ ролини ойнайдиғанлиқини тилға алди һәмдә бу доклатниң вуҗудқа чиқиши үчүн өзиниң бәлгилик дәриҗидә тиришчанлиқ көрсәткәнликини әскәртип өтти.