Б д т кишилик һоқуқ алий комиссари бачелетниң хитай зиярити рәсмий башланди

Мухбиримиз нуриман
2022.05.23
Мишел бачелет хитай зияритидә уйғур ирқий қирғинчилиқиға даир дәлил-испатларни көрәләмду? Б д т кишилик һоқуқ алий комиссари мишел бачелет(Michelle Bachelet) йиғинда сөзләватқан көрүнүши чоң екранда көрүнмәктә. 2022-Йили 3-март, җәнвә.
AFP

23-Май күни бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитетиниң алий комиссари мишел бачелетниң хитай зиярити рәсмий башланған. 28-Майғичә давамлишидиған бу бир һәптилик зиярәт давамида мишел бачелет башчилиқидики б д т зиярәт өмикиниң уйғур райониниму зиярәт қилидиғанлиқи мәлум.

“блумберг хәвәрлири” ниң 23-майдики хәвиридә ейтилишичә, мишел бачелет 23-май күни дипломатлар билән өткүзгән екран йиғинида, өзиниң бу бир һәптилик уйғур ели зияритиниң “тәкшүрүш” болмайдиғанлиқи, бәлки хитай әмәлдарлири билән көрүшүшни асас қилидиғанлиқини ейтқан.

Хитай ташқий ишлар министирлиқиниң баянатчиси ваң венбинму 23-май күни бейҗиңда өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, бачелетниң хитай зияритигә ахбарат саһәсиниң қатнаштурулмайдиғанлиқи, бу зиярәтниң “икки тәрәпниң қошулуши билән йепиқ һалда елип берилидиғанлиқи” ни билдүргән.

Мәлум болушичә, бу қетимлиқ зиярәт б д т кишилик һоқуқ комитети али комиссариниң 2005-йилидин буянқи хитайни тунҗи қетим зиярәт қилиши болуп һесаблинидикән. Хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири, җүмлидин америкадики “кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” б д т кишилик һоқуқ алий комиссарниң бу қетимлиқ хитай зияритидә “инсанийәткә қарши җинайәт” ләрни тәкшүрүшни һәммидин муһим орунға қоюши керәкликини тәкитлигән.

“кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” ниң хитай ишлири мәсули софи ричардсон (Sophie Richardson) ханим бу һәқтә радийомизниң зияритини қобул қилип, мундақ деди: “биз билән бирликтә уйғур кишилик һоқуқ қурулуши вә башқа нурғун кишилик һоқуқ органлири вә тәтқиқатчилар, хитайниң инсанийәткә қарши җинайәтлири һәққидә пәрәзлиримизни әмәс, бәлки нурғунлиған ишәнчлик испатларни оттуриға қойдуқ. Әгәр хитайдин башқа дөләт болған болса, алибурун нәччә қетим тәкшүрүлүп болған болатти. Хитай һөкүмитиниң өзи бачелетниң бу қетимлиқ хитай зияритиниң юқири чәклимилик зиярәт болидиғанлиқини ейтиватиду. Лекин алий комиссар хитайниң ‛җинайи җавабкарлиқи‚ ни сүрүштә қилишта чиң турса, йәнила тәкшүрүшкә пурсәт болуши мумкин иди. Биз йиллардин бири хитайдин ибарәт бу мустәбит һакимийәтниң бастурушиға учраватқан кишиләрниң әһвалини аңлитип кәлдуқ. У бу әһвалларниң һәммисидин хәвәрдар, у ашу мәсилиниң мәркизидә туруватиду. Һазирқи гәп униң хитай һөкүмити билән билән йүзләшкәндә, буниңға қарита қандақ һәрикәт қелишида. Бу униң хизмити вә униң мәҗбурийити, халас.”

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати (Amnesty International) 23-май күни елан қилған баянатида, б д т кишилик һоқуқ алий комиссариниң уйғур районидики “инсанийәткә қарши җинайәт” ләрни тәкшүрүп көрүши үчүн бу һалқилиқ пурсәтни чиң тутуши керәкликини тәкитлигән.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң баш катипи агнес калламард (Agnes Callamard) баянатта мундақ дегән: “мишел бачелетниң шинҗаңға қилған зиярити бу райондики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини һәл қилиштики һалқилиқ пурсәт, бу йәнә хитай һөкүмитиниң һәқиқәтни йошуруш урунушлириға қарши елип берилидиған бир мәйдан җәңдур. Һалбуки, алтә күн давамлишидиған бу зиярәттә у пәқәт шинҗаңдики инсанийәткә қарши җинайәтләрниң йүзини сийпап өтүп кетиши мумкин. Әмма һеч болмиғанда, бачелетниң зиярити чоқум хитайниң райондики бастурушлирида зиянкәшликкә учриғучиларға мәркәзләштүрүлүши керәк, йәни уйғурлар вә башқа мусулманлар бастурушниң нишани болуватиду. Уларниң чәт әлдики аилә тавабиатлири өз уруқ-туғқанлириниң қәйәрдә тутуп турулуватқанлиқини, улар үчүн қандақ усулда адаләт тәләп қилишни биләлмәй азаблиниватиду.”

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати вә башқа кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай даирилириниң б д т ниң мустәқил кишилик һоқуқ мутәхәссислири билән башқа кишилик һоқуқ назарәтчилириниң уйғур райониға киришигә рухсәт қилишини көп қетим тәләп қилған иди.

Америка ташқий ишлар министирлиқиниң баянатчиси нед прайс (Ned Price) алдинқи һәптиләрдә америка ташқий ишлар министирлиқиниң б д т кишилик һоқуқ алий комиссари мишел бачелетниң уйғур районини өз ичигә алған хитай зияритидин “чоңқур әндишә” қиливатқанлиқини билдүргән иди.

Америка кеңәш палата әзаси едвард маркей(Edward Markey) билән мит ромней(Mitt Romney), б д т кишилик һоқуқ алий комиссариниң бу қетимлиқ хитай зияритиниң “тосалғусиз вә назарәтсиз” илип берилиши тоғрилиқ чақириқ қилған иди.

Улар бу һәқтә елан қилған баянатида мундақ дегән: “биз бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссариниң хитай хәлқ җумһурийити һөкүмити билән төт йилдәк сөһбәтләшкәндин кейин, ахири шинҗаңбни зиярәт қилишқа баридиғанлиқи тоғрисидики хәвәрни қарши алимиз. Униң хитай һөкүмитиниң райондики уйғурлар вә башқа милләтләргә қарита йүргүзиватқан җинайи қилмишлирини ениқлаш җәрянида назарәтсиз, чәклимисиз зиярәт қилиши интайин муһим. У зиярити җәрянида зиярәт қилиш һоқуқи чәкләнгән яки контрол қилишқа урунған әһвалларни чоқум хатирилиши вә хәлқараға ашкарилиши керәк”.

Алдинқи қетимлиқ программилиримизда биз бейҗиңниң уйғурларға йүргүзүливатқан “ирқий қирғинчилиқ” вә “уйғур мәҗбурий әмгики” ни инкар қилидиған бир қатар иҗтимаий таратқу тәшвиқатлири, шундақла хәлқара ахбарат васитилириниң хитайға берип уйғурлар һәққидә нәқ мәйдандин хәвәр ишләштә учриған тосалғулири һәққидә мәлумат бәргән идуқ.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди мишел бачелет ханимниң хитай зиярити һәққидә радийомизниң зияритини қобул қилип мундақ деди: “мишел бачелет ханимниң бу зиярәт җәрянида хитайниң бир әмәлдари болуп қалмаслиқини, б д т кишилик һоқуқ комитетиниң али комиссарлиқ вәзиписини унтуп қалмаслиқини үмид қилимән.”

Софи ричардсон ханим ахирида мундақ деди: “бу зиярәт пәқәтла мишел бачелетниң яки униң кишилик һоқуқ ишханисиниң ишәнчиликлик дәриҗисиниң қандақлиқини көрситип бәрмәйду, бәлки униңдинму муһими, пүткүл б д т кишилик һоқуқ системисиниң зади қандақ йүритилидиғанлиқи вә кишилик һоқуқ мәсилилирини һәл қилишта униң зади қанчилик функитсийгә игә бир орган икәнликидәк һәқиқий йүзини көрситип бириду. Әмма биз йәнила униң бу һәптә ахирида немә дәйдиғанлиқиға қараймиз.”

“блумберг хәвәрлири” ниң хәвиригә асасланғанда, б д т ниң бир әмәлдари мишел бачелетниң уйғур районидики бир тутуп туруш мәркизини зиярәт қилидиғанлиқини вә хитай һөкүмәт даирилири билән мустәқил көрүшидиғанлиқни дәлиллигән. Хәвәргә қариғанда, бачелет йәнә уйғур райони һәққидә кечиктүрүлгән доклат вә бу зиярәт һәққидә айрим-айрим һалда доклат тәйярлайдиғанлиқини билдүргән, әмма һәр иккисиниң елан қилиниш вақтини ейтмиған.

Б д т кишилик һоқуқ ишханисиниң 20-май күнидики баянатида көрситилишичә, мишел бачелет 23-майдин 28-майғичә елип баридиған зиярити җәрянида, гуаңҗу университетида нутуқ сөзләйдикән. Уйғур райониниң қәшқәр вә үрүмчи шәһирини зиярәт қилидикән вә шәнбә күни мухбирларни күтүвелиш йиғини чақирип, бу қетимлиқ зияритини ахирлаштуридикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.