Марко рубийо хитайға янтаяқ болған б д т доклатчисиниң вәзиписини бикар қилишни тәләп қилған

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.08.07
Марко рубийо “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни қайта тонуштурған Америка кеңәш палата әзаси марко рубийо.
Social Media

Америка кеңәш палата әзаси марко рубийо йеқинда бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң өзиниң әсли қурулуш мәқситигә хилап һалда, мустәбит һакимийәтләрни вә террорлуқ тәшкилатлирини қоллайдиған вә уларға давамлиқ һоқуқ беридиған бир орунға айлинип қалғанлиқини илгири сүргән вә буниңға тақабил турушни мәқсәт қилған бир қанун лайиһәсини тонуштурған.

Бу, “бирләшкән дөләтләр тәшкилатини бир тәрәплимилик мәҗбурлаш тәдбирлири тоғрисидики алаһидә доклатчиниң орнини әмәлдин қалдуруш вә американиң бу орунни мәбләғ билән тәминлишиниң алдини елиш” намлиқ қанун лайиһәси болуп, униң мәқсити бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң пәвқуладдә доклатчиси алена духан (Alena Douhan) ниң мустәбит дөләтләрниң америкаға қарши мәйданини қоғдиғанлиқи, шундақла хитайниң уйғурларни бастуруш тәшвиқатиға маслашқанлиқи үчүн вәзиписиниң бикар қилинишини тәләп қилиштин ибарәт.

Белорусийә дөләтлик университетниң пирофессори болған алена духан 2020-йили март ейидин башлап, б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң пәвқуладдә доклатчиси болуп тәйинләнгән. Униң б д т намида хитай һөкүмитиниң уйғурлар һәққидики сахта тәшвиқат йиғинлириға көп қетимлап қатнашқанлиқи һәтта 2021-йилиниң ахирида хитай һөкүмитиниң саһибханилиқида чақирилған “ғәрб җаһангирликиниң җазалириға қарши турайли” темисидики йиғинда нуқтилиқ сөз қилғучиларниң бири болғанлиқи диққәт қозғиғаниди. Кейин, “б д т ни көзитиш” тәшкилати тәкшүрүш елип бериш арқилиқ алена духан исимлик бу б д т доклатчисиниң хитайдин 200 миң америка доллири тапшурувалғанлиқини вә униң бәдилигә хитай билән һәмкарлишип униң тәшвиқатчисиға айланғанлиқини ениқлап чиққан.

Марко рубийо америка пирезиденти җов байденға язған хетидә: “бирләшкән дөләтләр тәшкилатида ‛бир тәрәплимә мәҗбурлаш тәдбирлириниң сәлбий тәсири намида мәхсус доклатчи бекитиш вә униңға белорусийәлик алина доханни тәйинләшни толиму бимәнилик” дәп көрсәткән. У, алена духанниң бир қетимлиқ хитай зияритидин қайтқандин кейин б д т йиғинида “американиң җаза тәдбирлири хитай пуқралириниң ишләш һоқуқини дәпсәндә қилди,” дәп сөзләш арқилиқ америка һөкүмитиниң уйғурларни хитайниң мәҗбурий әмгикидин қоғдиғанлиқини нәзәрдин сақит қилғанлиқини әскәрткән.

Америкадики кишилик һоқуқ органлиридин болған “әркинлик сарийи” ниң хитай ишлири бойичә тәтқиқат йетәкчиси ваң ячюниң дейишичә, хитайниң тәсир көрситиш һәрикәтлири б д т ниң дөләтләрниң кишилик һоқуқ хатирисини тәкшүрүшигә тәсир көрсәтмәктикән. У мундақ дәйду:

“хитай һөкүмити узундин буян хәлқарада кишилик һоқуқ системисини бикар қилиш үчүн нурғун күч сәрп қилди, әлвәттә бу б д т ниму өз ичигә алиду. Хитай һөкүмитиниң бу һәрикити бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң һәрқайси әза дөләтләрниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини тәкшүрүши, сүрүштүрүши вә һәмдә җавабкарлиққа тартиш иқтидарини аҗизлаштурувәтти.”

Америкадики уйғур һәрикити тәшкилати башлиқи рошән аббас ханимму б д т ниң кишилик һоқуқ мәсилисидә өз функсийәсини йоқитиши түпәйлидин хели бурунла б д т ни ислаһ қилиш һәққидики чақириқларниң оттуриға чиқишқа башлиғанлиқини билдүрди.

Дәрвәқә, сенатор марко рубийому америка пирезиденти җов байденға язған хетидә “алена духанға охшайдиған бундақ кишиләрниң һәрикәтлириниң хитай компартийәси билән русийә пирезиденти виладимир путинниң мустәбит һөкүмәтлири америкаға қарши түзгән қоғдиниш пилани вә тәшвиқатиға маслашқанлиқ” болидиғанлиқини әскәрткән. У, б д т 'дики аталмиш “бир тәрәплимә мәҗбурлаш тәдбирлириниң сәлбий тәсири” намидики доклатчилиқ вәзиписини бикар қилишни тәләп қилған. У шундақла америка һөкүмитини америкалиқ баҗ тапшурғучиларниң пулини бундақ орунларға сәп бәрмәсликкә чақирип, уларни мәбләғ билән тәминлимәсликкә дәвәт қилған.

Рошән аббас ханим марко рубийониң юқиридики бу тәлипиниң интайин вақтида оттуриға қоюлғанлиқини, б д т ни җиддий ислаһ қилидиған вақит кәлгәнликини деди.

“әркинлик сарийи” дин ваң ячюму хитайниң б д т дики тәсирини тизгинләш үчүн демократик дөләтләр бесимини күчәйтиши керәккән. У мундақ дәйду:

“бирләшкән дөләтләр тәшкилати әза дөләтләрдин тәркиб тапқан орган. Шуңа бу органда хитайға охшаш мустәбит һакимийәтләрниң б д т ниң нормал хизмәт системисини бузушиниң алдини елиш үчүн кишилик һоқуққа һөрмәт қилидиған демократик дөләтләр қаттиқ күчиши вә хитайдәк дөләтләрни чекиндүрүши керәк.”

Мәлум болушичә, марко рубийо тонуштурған қанун лайиһәси американиң б д т ға беридиған ярдимини қисқартишта рол ойнайдиған болуп, әгәр қанун мақуллинип қалса б д т дики бу пәвқуладдә доклатчи ишханиси тақилиши мумкинкән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.