Б д т да чақирилған “хитайдики ислам вәһимиси” намлиқ йиғинда хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқи муһакимә қилинди

Биз чоқум хитай һөкүмитини җавабкарлиққа тартишимиз вә тәсәввур қилғусиз азабқа дуч кәлгән уйғурларниң зиянкәшликтин қутулушиға капаләтлик қилишимиз керәк.

Уйғур һәрикити тәшкилатиниң рәиси рошән аббас сөзләватиду. 2024-Йили 5-июл, җәнвә RFA/Hebibulla Izchi

Хитайниң ислам вәһимиси йәни “ислам фобийәси” ниң пәқәтла уйғур елидики уйғурларғила әмәс бәлки хитайдики башқиму мусулман хәлқлириниң исламий етиқадиға қаритилғанлиқи шуниңдәк йәнә шәрқий җәнубий асиядики диний әркинлик вә кишилик һоқуққиму көрүнәрлик хирис қиливатқанлиқи оттуриға қоюлмақта. Бу мунасивәт билән бирләшкән дөләтләр тәшкилатида чақириливатқан 56-қетимлиқ кишилик һоқуқ кеңиши йиғинлири мәзгилидә 5-июл күни, мәркизи вашингтондики “уйғур һәрикити тәшкилати”, “уйғур тәтқиқат мәркизи”, “хәлқара виҗдан әркинлики тәшкилати” қатарлиқларниң бирлишип тәшкиллишидә, җәнвәдики бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш иштабида “хитайдики ислам вәһимиси” дегән темида параллел йиғин ечилған.

 Бу параллел йиғинниң ечилиш сөзини хәлқара коммунизм қурбанлири фондиниң рәиси, баш иҗраийә әмәлдари ерик петтерсон син көрүнүши арқилиқ сөзлиди. У сөзидә “диний етиқади вә кимлики сәвәбидин хитайда тибәтләр вә мусулманлар тәһдит дәп қаралмақта, биз мусулманларға, болупму уйғур, қазақ, қирғизларға қаритилған бир дәһшәтлик зораванлиққа шаһит болуватимиз. Милйондин көп уйғур бүгүн хитайниң җаза лагерлирида тутуп турулғанлиқи вә мәҗбурий әмгәккә селинғанлиқи дәлилләнгән” дәп тәкитлиди.

 Бу йиғинда сөз қилған уйғур һәрикити тәшкилатиниң рәиси рошән аббас; “хитайниң уйғур мусулманлириға болған өчмәнликиниң йеңи нәрсә әмәслики мәлум, дуня хитай һөкүмити тәрипидин елип берилған кәң көләмлик вә техникилиқ ислам дүшмәнлик һәрикәтлиригә шаһит болуватмақта, шундақла хитай өз тәшвиқатлири билән җинайи қилмишлирини ақлап, иқтисадий мәнпәәт, сода тәһдити арқилиқ б д т ға әза дөләтләрни контрол қилип җимиқтуруп кәлди” деди.

У, нәқ мәйдандин зияритимизни қобул қилип, бу йиғинда оттуриға қоюлған нуқтиларниң муһимлиқини тәкитлиди.

Америкиниң б д т дики баш әлчиси мешәл тайлор” хитайниң асиядики ислам нәпрәтчилики дегән йиғинда сөзләватиду. 2024-Йили 5-июл, җәнвә“
RFA/Hebibulla Izchi

 “хитайдики ислам вәһимиси” дегән бу йиғинда синлиқ сөз қилған американиң б д т кишилик һоқуқ кеңишидики баш әлчиси мешәл тайлор ханим, “хитайдики ислам вәһимиси” ниң рошән ипадиси, уйғурларни асас қилған милләтләрниң қирғинчилиққа учраватқанлиқи икәнликини көрситип: “биз чоқум хитай һөкүмитини җавабкарлиққа тартишимиз вә тәсәввур қилғусиз азабқа дуч кәлгән уйғурларниң зиянкәшликтин қутулушиға капаләтлик қилишимиз керәк. Йәһудий қирғинчилиқидин кейин оттуриға қуюлған ‛қайта тәкрарланмисун!‚ дегән өтмүштики қирғинчилиқни бүгүн хитайниң тәкрарлаватқанлиқи мәлум” дәп тәкитлиди.

Хәлқара виждан әркинлики тәшкилатиниң рәиси доктор терри фелла сөзләватиду. 2024-Йили 5-июл, җәнвә
RFA/Hebibulla Izchi

Бу йиғинниң тәшкиллигүчиси, “хәлқара виҗдан әркинлики” тәшкилати рәиси доктур террий велла (Thierry Valle) йиғинда уйғурлар дуч келиватқан паҗиә вә хитайниң уйғурларға нуқтилиқ қаратқан зиянкәшлики һәққидә тохтилип өтти. У йиғиндин кейин радийомиз арқилиқ бу һәқтики көз қарашлирини ортақлашти.

У мундақ деди; “биз бүгүн мутәхәссисләр, тәдбир бәлгилигүчиләрни йиғиш арқилиқ, бу паалийәттә үнүмлүк истратегийәләрни гәвдиләндүрүш, ислам вәһимисини түгитиш вә азайтиш үчүн хәлқара һәмкарлиқни илгири сүрүш үстидә издинип бу параллел йиғинни орунлаштурдуқ, асаслиқи бу йиғиндики мәркизи нуқтимиз уйғурлар, қазақлар, қирғизлар вә башқа милләтләр дуч келиватқан етник қирғинчилиқ, шундақла хитайниң ислам вәһимисини қалпақ қилип елип бериватқан қирғинчилиқини тосус вә тохтитиш” .

Бу йиғинда б д т дин вә етиқад әркинлики алаһидә доклатчиси назила һәннаму (Nazila Ghanea) сөз қилди. У сөзидә “ислам вәһимиси” ниң асиядики ипадиси һәққидә тохтилип, өзиниң 2020-йили хитайниң уйғур райониға қарита йүргүзгән сиясәтлиригә болған әндишилирини оттуриға қуйғанлиқини, уйғурларни асас қилған мәзкур районда йүргүзүлүватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә көңүл бөлидиғанлиқини тәкитлиди.

Уйғур тәтқиқат мәркизиниң мудири абдулһаким идрис сөзләватиду. 2024-Йили 5-июл, җәнвә
RFA/Hebibulla Izchi

 Бу йиғинда доклат сунған уйғур тәтқиқат мәркизиниң мудири абдулһаким идрис мундақ деди: “хитайдики ислам вәһимисиниң чоңқур тарихи йилтизи бар. Хитай һөкүмити қурулғандин буян, динсизлиқни өзиниң дөләт идийәси дәп, барлиқ динларни системилиқ кәмситти. Нәтиҗидә, дөләт қоллиған ислам дүшмәнлики кәң тарқалди. Хитай һакимийитиниң уйғурларниң вәтинидики ирқий қирғинчилиқ сиясити дөләт тәстиқлиған ислам вәһимисиниң намайәндиси. Барлиқ ислам адәтлири хитайниң нәзиридә җинайи қилмишларға айлинип, милйонлиған уйғур мусулманлири ‛қайта тәрбийәләш‚ баһаниси билән җаза лагерлирида тутуп турулди. Миңлиған мәсчитләр чеқиветилди, тақалди. Хитай һөкүмити қуранларни көйдүрүп, диний материялларни вәйран қилди. 2017-Йили, һөкүмәт һөҗҗитидә исламни ‛роһий кесәллик‚ дәп елан қилип, хитайниң қаидисигә маслишишқа мәҗбурланди, ислам елементлири уйғур бинакарлиқидин чиқириветилди. Бирқанчә милйон уйғур қайта тәрбийәләш намида җаза лагерлириға соланди”, дегәнләрни оттуриға қойди.

Бу мунасивәт билән абдулһаким идрис зияритимизни қобул қилип, бу йиғин вә өзиниң оттуриға қойғанлири һәққидики тәпсилатларни радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.

Бу қетимқи б д т да чақириливатқан 56-қетимлиқ кишилик һоқуқ кеңишигә параллел чақирилған бу йиғиниға малайсия мусулман яшлар һәрикитиниң муавин рәиси, малайсия алий сотиниң адвокати вә баш сотчи ярдәмчиси моһд хәйрул әнвәр исмаил, дуня ислам иттипақи һиндонезийә яшлар тәшкилатиниң баш катипи адлан ал милзаһ қатнашқан. Бу йиғинға йәнә түркийәниң бир парламент әзаси, американиң б д т дики вәкили, б д т ниң алаһидә доклатчиси, дипломатлар, парламент әзалири, кишилик һоқуқ мутәхәссислири, 15 дин артуқ дөләтниң б д т дики вәкиллири қатнашқандин башқа йәнә, хитайниң б д т дики вәкиллириму қатнишип нутуқларни аңлиған.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org