Җәнубий германийә гезити: “бейҗиң олимпик мусабиқиси аләмшумул бир мәсхиридур”

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2021.08.13
Париж, лондун, берлиндиму бейҗиң олимпик мусабиқисиға қарши намайиш өткүзүлди “хәлқара олимпик күни” мунасивити билән бейҗиң олимпик мусабиқисигә қарши өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2021-Йили 23-июн, берлин, германийә.
RFA/Ekrem

“германийә долқунлири” радийосиниң баян қилишичә, алдинқи күнлири “җәнубий германийә гезити” мақалә елан қилип, 2008-йили билән 2022-йилидики бейҗиң олимпик мусабиқиси тоғрисида әтраплиқ тохталған вә хәлқара олимпик комитетини қаттиқ әйиблигән. “аләмшумул мәсхирә” намлиқ бу мақалида мундақ сөзләргә орун бәргән: “токйо олимпик мусабиқиси әркин дуняда өткүзүлгән бир тәнһәрикәт мусабиқиси иди. Бу йәрдә кишиләр, олимпик җәрянида бирлириниң тосаттин ғайип болуп кетишидин яки мәҗбурий бир йәрләргә йөткиветилишидин әнсиримисиму болатти. Бу йәрдә кишиләр һөкүмәтни яки тәнтәрбийә әмәлдарлирини тәнқидлигәнлики үчүн түрмиләргә соланмайти. Билорусийәлик тәнһәрикәтчи киристина тәнқидий пикирлири сәвәблик дөлитигә мәҗбурий қатурулмақчи болғанда, айродромдики сақчиларни уни қоғдап қалди. Һәргизму лукашинкониң мустәбит һакимийитигә тапшуруп бәрмиди. Ойлап беқиң, охшаш вәқә хитайда йүз бәргән болса, хитай сақчилири вә хитай мустәбит һакимийити қандақ қилған болатти?”

Мақалида йәнә шуларни тилға алиду: “хәлқара олимпик комитети 2008-йилидики бейҗиң олимпик мусабиқисидин кейин, ‛хитай техиму әркинлишиду вә ечиветилиду‚ дегән садда хам хиялда болған иди. Әмәлийәттә, 2008-йилидин кейин хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитидә иҗабий өзгүрүш йүз бериш түгүл, әксичә техиму қабаһәтлишип кәтти. 2008-Йилидин кейин йәнә бир қетим олимпик өткүзүш һоқуқини кишилик һоқуққа һақарәт қилидиған мустәбит бир дөләтклә беришкә хәлқара олимпик комитетини һечким мәҗбурлимиди. Бу җай қийнаш вә қайта тәрбийиләш лагерлири мәвҗуд болған бир дөләт иди, бу җай тибәтликләр вә шинҗаңдики уйғур қатарлиқ милләтләр бастуриливатқан бир дөләт иди, бу җай хоңкоң хәлқиниң пикир әркинлики чәклиниватқан бир дөләт иди. Хәлқара олимпик комитетиниң олимпик мусабиқисини өткүзүш шәрипини бейҗиңға бериши, шүбһисизки, қорқунушлуқ бир сигнал, шундақла аләмшумул бир мәсхиридур.”

Уйғур сиясий паалийәтчилириниң қаришичә, 2008-йили дәрвәқә уйғурлар үчүн һаяҗанлиқ бир йил болған. 2008-Йили 8-айниң 8-күни бейҗиңда олимпик мусабиқиси өткүзүлиштин илгири, хитайға қарши һәрикәтләр дуня миқясида кәң әвҗ алған, болупму явропа әллирини 5-айдин 8-айғичә уйғурлар вә тибәтликләрниң көлими зор бирләшмә намайишлири қаплиған. “кишилик һоқуқ дәпсәндичилики еғир болған хитайниң олимпик мусабиқисини өткүзүш салаһийити йоқ!”, “олимпик мусабиқиси уйғурлар вә тибәтләрни қанлиқ бастуриватқан дектатур һакимийәткә берилмәслики лазим!” дегәндәк шуарлар шу чағлардики намайишларниң асаслиқ темиси болған. Олимпикниң мәшилини улап йәткүзүш давам қиливатқан җәрянда түркийәдики мәмәт турсун исимлик бир уйғур истанбулда бейҗиң олимпик мәшилини тартивалмақчи болуп қолға елинған, қәшқәрдә бейҗиң олимпик мусабиқисидин 4 күн илгири, йәни 8-айниң 4-күни абдураһман азат вә қурбанҗан һемит садир қилған мәшһур “сәмән йоли вәқәси” йүз берип, дуняни ләрзигә кәлтүргән.

Шу йили 7-айда мюнхенда чақирилған бир йиғинда, уйғур мойсипитлиридин бири “биз бейҗиң олимпик мусабиқисигә қарши қолимиздин кәлгән һәммә ишни қилдуқ. Әмма униң бейҗиңда өткүзүлүшини тосуп қалалмаслиқимиз мумкин. 1980-Йили олимпик мусабиқиси москивада өткүзүлүп, аридин 10 йил өткәндә совет иттипақи парчиланди, бу қетим бейҗиңда өткүзүлүп, 10 йилдин кейин хитай парчиланса әҗәп әмәс,” дегән иди. Һалбуки, аридин 14 йил өткәндә олимпик мусабиқиси йәнә бир қетим бейҗиңда өткүзүлмәкчи боливатиду.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң билдүришичә, бу нөвәт уйғурларниңму, хитайниңму, хәлқараниңму вәзийити башқичә икән. Бу қетимқи қаршилиқниң шуари “уйғурлар үстидин ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт өткүзиватқан мустәбит бир һакимийәтниң олимпик өткүзүш салаһийити йоқ” дегәнләрдин ибарәт боливатмақта икән һәмдә “ирқий қирғинчилиқ олимпики” дәп аталмақта икән. Бейҗиң олимпикиға болған қаршилиқлар алдинқи қетимқидин күчлүкрәк давам қиливатқан болуп, бу қаршилиқларниң садасиға америка кәби күчлүк дөләтләрму аваз қошиватмақта икән.

Д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәндиниң тилға елишичә, нөвәттә америка, канада, әнгилийә қатарлиқ дөләтләрниң парламентлирида 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилиш чақириқлири әвҗ алмақтикән һәмдә явропа иттипақиға әза бәзи дөләтләрдиму охшаш садалар барғансери күчәймәктикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.