Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати: “олимпик комитети бейҗиң қишлиқ олимпикиниң кишилик һоқуқ шәртини қандақ ада қилидиғанлиқини чүшәндүрүши керәк”

Мухбиримиз ирадә
2020.12.22
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати: “олимпик комитети бейҗиң қишлиқ олимпикиниң кишилик һоқуқ шәртини қандақ ада қилидиғанлиқини чүшәндүрүши керәк” Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң директори софий ричардсон
Social Media

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, уйғур елидә йүргүзүлүватқан зулумниң дәриҗиси вә көлимигә аит тәпсилатларниң кәң ашкарилиниши нәтиҗисидә йәниму көп дөләт һөкүмәтлири һәрикәткә кәлмәктә. Шуниң билән биргә йәнә, хәлқарадики нурғунлиған кишилик һоқуқ органлири уйғур елидики зулумға биваситә яки васитилик һалда четилип қеливатқан һәрқайси даңлиқ ширкәтләргә вә органларға бу зулумни көрмәскә салмаслиқ һәққидики бесимини күчәйтмәктә. Бүгүн хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хәлқара олимпик комитетиға Очуқ хәт Елан қилип уларни йәнә бир қетим бейҗиңда қишлиқ олимпик өткүзүш мәсилиси һәққидә агаһландурди. Улар олимпик комитетини бир йиллиқ муддәт ичидә бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисидә кишилик һоқуқтин ибарәт алдинқи шәртниң қандақ ада қилинидиғанлиқиға чүшәнчә беришни тәләп қилди.

Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати бүгүн йәни 22-декабир күни хәлқара олимпик комитети рәиси томас бахқа Очуқ хәт Йезип: “хитай һөкүмитиниң шинҗаңдин хоңкоңғичә болған бастурушлири униң 2022-йиллиқ қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисини өткүзүш салаһийитигә соал пәйда қилиду” деди.

Бейҗиң қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси 2022-йили 4-феврал башлинидиған болуп, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати олимпик комитетиға язған хетидә хитайда йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири үстидә тәпсилий тохталған.

Улар мундақ дегән: “2008-йиллиқ олимпик мусабиқисидин буян, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай һөкүмитиниң тинч паалийәтчиләргә, адвокатларға вә кишилик һоқуқ қоғдиғучилириға зәрбә бәргәнликини, шинҗаңдики бир милйон түркий мусулманни кәң көләмдә тутқун қилғанлиқи вә башқичә пикир мәвҗут болмайдиған җәмийәт қурушни көздә тутуп, орвеллчә назарәт системисини орнатқанлиқини көрдуқ. Һөкүмәт даирилири хоңкоңдики әркинликни зор дәриҗидә чәкләп, хәлқара кишилик һоқуқ өлчәмлири вә органлириға бузғунчилиқ қилишқа урунди. Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиму буниңдин мустәсна әмәс. Хитай һөкүмити пуқралар һәрикәтлирини җимиқтурди, паалийәтчиләрни мәҗбурий ғайиб қилди, түрмигә ташлиди яки сүргүн қилди. . . Бизгә аян болғинидәк, хәлқара олимпик комитети буларни етирап қилмиди, йүз бериватқанларниң 2022-йилдики тәнһәрикәт мусабиқисигә қандақ тәсир көрситидиғанлиқини ойлашмиди”.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати чақириқида олимпик комитетини 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисидә кишилик һоқуқни қандақ капаләткә игә қилмақчи болуватқанлиқи, кишилик һоқуқ хирислирини бир тәрәп қилиштики қануний мәҗбурийәтлирини қандақ иҗра қилмақчи болуватқанлиқиға изаһат беришни тәләп қилған вә буни 2021-йили 2 – айғичә йәни бейҗиң олимпикидин бир йил бурун қилип болушни билдүргән.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хәлқаралиқ һәрикәтләр директори минки ворен баянаттики сөзидә тәкитләп: “хитай һөкүмитиниң зулумни күчәйтиши олимпикни өткүзүштә кәм болса болмайдиған асасий шәрткә хилап. 2-Айдики бир йиллиқ муддәтниң башлиниши билән, хәлқара олимпик комитети кишилик һоқуқни қоғдаштин ибарәт асасий шәртниң қандақ қандурулидиғанлиқини чүшәндүрүп бериши керәк” дегән.

Дуня уйғур қурултийиму олимпик комитетини хитайдики олимпик мусабиқисини бикар қилишқа чақирип келиватқан органларниң бири. Дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса әпәнди бүгүн бу һәқтә радийомизға қилған сөзидә һазирғичә олимпик комитетиниң мәйли дуня уйғур қурултийи мәйли башқа органлар тәрипидин қилиниватқан чақириқларға қулақ йопуруп келиватқанлиқини ейтти.

Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң чақириқида ейтилишичә, декабирниң бешида хәлқара олимпик комитети мустәқил кишилик һоқуқ мутәхәссислири тәрипидин тәйярланған бир доклатни елан қилғаникән. “хәлқара олимпик комитети кишилик һоқуқ истратегийәси тәвсийәси” дәп аталған бу доклат олимпик мусабиқилиригә кишилик һоқуқни қандақ тәтбиқлашни көрситип беридиған бир муһим йол хәритиси икән. Шуңа кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хәлқара олимпик комитетини юқиридики тәвсийә бойичә иш көрүшкә дәвәт қилған вә мундақ дегән: “хәлқара олимпик комитети 2022-йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт мусабиқисиниң тәйярлиқ хизмәтлирини юқиридики ‛тәвсийә‚ ни чөридигән һалда қилиши керәк. У мусабиқә башлиништин бир йил бурун йәни 2021-йили 2-айғичә бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисигә көләңгә чүшүрүватқан кишилик һоқуқ кризислирини қандақ һәл қилмақчи болуватқанлиқи һәққидә чүшәнчә бериши керәк вә у бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ‛сода вә кишилик һоқуққа йетәкчилик қилиш принсипи‚ вә шундақла олимпик комитетиниң кишилик һоқуқ истратегийәлик рамкиси бәрпа қилиш тиришчанлиқлири билән бирдәкликкә игә болуши керәк”.

Улар йәнә мундақ дегән: “хитай дөләт рәиси ши җинпиң рәһбәрликидики хитай һөкүмити җәмийәт контроллуқини күчәйтип, һоқуқни мустәһкәмлиди. Улар дин, пуқралар һәрикити, интернет, ахбарат вә университетларға чәклимә қойди. Нурғунлиған паалийәтчиләр вә журналистларни асассиз әйиблиди. Шинҗаңдики түркий мусулман хәлқләргә зиянкәшлик қилди һәмдә хоңкоңдики әркинликкә еғир зәрбә бәрди. Хитай даирилири 2008-йиллиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисини баһанә қилип, дөләт ичидә бихәтәрлик тәдбирлириниң зор дәриҗидә көпәйтти, чирай тонуш қатарлиқ назарәт техникилириға мәбләғ селип уни тәрәққий қилдурди. Ақивәттә бу кәлгүси он йилда шинҗаң вә башқа районлардики аз санлиқ милләтләрни техиму чоң бастурушқа шараит һазирлиди”.

Дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса әпәнди олимпик комитетиниң бундин илгири йәһудийларға қирғинчилиқ йүргүзүватқан натсест һөкүмитигә олимпик өткүзүш һоқуқи берип қандақ хаталиқ өткүзгән болса, бүгүнки күндиму охшаш хаталиқни садир қилишиға һәргиз йол қоюлмаслиқи керәкликини әскәртти.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң директори софий ричардсон болса хәлқара олимпик комитетиниң рәиси томас бахқа йезилған Очуқ хәтТә “хәлқара олимпик комитети 2008-йиллиқ язлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисини дәп хитай һөкүмитиниң бастурушиға сүкүт қилди. Гәрчә олимпик комитети кишилик һоқуқни капаләткә игә қилиштики йеңи истратегийәсини елан қилған болсиму, бирақ уни әмәлийләштүрүш вә қаттиқ қарарларни елиш униңдинму муһим. Болмиса бу пәқәт бейҗиң кәң көләмдә йүргүзүватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң зиянкәшликигә учриғучиларға қилинған бир һақарәт болуп қалиду, халас” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.