Д у қ йәнә бир қетим бейҗиң олимпик мусабиқисини омумиййүзлүк байқут қилишқа чақириқ қилди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2021.12.21
Д у қ йәнә бир қетим бейҗиң олимпик мусабиқисини омумиййүзлүк байқут қилишқа чақириқ қилди Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди.
Social Media

Ахбарат вастилири йәнә 43 күндин кейин бейҗиңда башлинидиған қишлиқ олимпик мусабиқисини омумиййүзлүк яки депломатик байқут қилиш мәсилисиниң кишилик һоқуқ, демократийә һәм ғәрб қиммәт қариши нуқтисидин ғәрб дөләтлири дуч келиватқан еғир синақ болуватқанлиқини илгири сүрүшмәктә. Бу синақтин задин қанчилик дөләтниң өтәләйдиғанлиқи намәлум. Америка, әнгилийә, канада, австралийә, йеңи зеландийә, литва, белгийә, авистрийә қатарлиқ дөләтләр 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини депломатик байқут қилған яки түрлүк сәвәбләр билән бу мусабиқиға дөләт рәһбәрлирини қатнаштурмайдиғанлиқи билдүргән болсиму, йәнә нурғун дөләтләр ениқ позитсийә билдүрүштин өзини қачуриватқан яки тәвриниш ичидә қалған бир вәзийәттә турмақта.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди мана мушундақ бир әһвалда 21-декабир күни чақириқ елан қилип, пүтүн дуня миқясида 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини омумиййүзлүк байқут қилиш тәшәббусини йәнә бир қетим оттуриға қойди. У сөзидә 2022-йили 1-айниң 4-күни барлиқ дөләтләрдики олимпик комитетлириниң алдида вә һөкүмәт биналириниң алдида кәң көләмлик намайиш уюштуруп, олимпик мусабиқисини байқут қилиш үчүн йәнә бир қетим техиму күчклүк бесим шәкилләндүрүшни тәкитлиди.

Мәлум болғинидәк, 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилиш тәшәббуси оттуриға қоюлғили 2 йилдин ашти. Бу тәшәббусқа аваз қошқан хәлқаралиқ тәшкилатларниң саниму 180 дин һалқиди. Әмма хәлқара олимпик комитети қарарини өзгәртмиди. Американиң тәшәббуси билән 1980-йили москвада өткүзүлгән олимпик мусабиқисини байқут қилған дөләтләрниң сани 40 тин һалқиған. Бирақ һазир 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини депломатик байқут қилған яки түрлүк сәвәбләр билән бу мусабиқиға дөләт рәһбәрлирини қатнаштурмайдиғанлиқи билдүргән дөләтләрниң сани техи 10 ға йәтмиди. Бейҗиң хәлқарада қандақла бесимға дуч кәлмисун, бу мусабиқини давамлаштуридиғанлиқини билдүрмәктә.

У һалда, 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилиш мәлум дәриҗидә болсиму әмәлгә ашмиса, униң ақивтти зади қандақ болиду? байқут чақириқидин зади қандақ нәтиҗигә еришкили болиду?

Бу соаллиримизға д у қ рәиси долқун әйса әпәнди қисқичә җаваб бәрди.

Йоқириқи аваз улинишидин программиниң тәпсилатини аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.