Бирюсселда 5-феврал ғулҗа қирғинчилиқини хатириләш намайиши елип берилди
2025.02.10

1997-Йили 5-феврал күни йүз бәргән ғулҗа яшлириниң наразилиқ намайишиниң хитай қораллиқ күчлири тәрипидин бастурулғанлиқиниң 28-йиллиқини хатириләш вә һазир давамлишиватқан уйғур ирқий қирғинчилиқини тонуштуруш мәқсәт қилинған намайиш 8-феврал, белгийә пайтәхти бирюсселниң шәһәр мәркизидә елип берилған.
Намайиш җәрянида белгийә уйғур җәмийити йәнә хитай қораллиқ күчлири вә сақчилириниң 5-феврал күнидики бастуруши, тутқун қилишини ипадиләйдиған түрлүк сүрәтләрни вә пилакатларни тизған болуп, намайиш мәйданиға тизилған бу сүрәтләрни көргән саяһәтчиләр вә белгийәликләр намайишчилардин соалларни сорашқан. Дуня уйғур қурултийи ички ишлар комитети мудири вә белгийә уйғур җәмийити рәиси әкбәр турсун бу намайиш һәққидики тәпсилатларни ортақлашти.
Намайишчилар йәнә тәшвиқат материяллири тарқитишқан. Бу қетимқи намайишқа белгийә пайтәхти бирюссел вә униң әтрапида яшайдиған уйғурлар қатнашқан болуп, белгийә уйғур җәмийитидин ғәйрәт әпәндиму бу намайиш һәққидә қисқичә өзиниң һессиятини ортақлашти.
Намайишчилар: “уйғурларға әркинлик”, “яшисун мустәқиллиқ”, “хитай шәрқий түркистандин йоқал”, “шәрқий түркистанға һөрийәт” дегәндәк шоарларни товлашқан. Бәзи саяһәтчиләр вә йәрликләр уйғур ирқий қирғинчилиқиниң йеқинқи замандики әң паҗиәлик бир намайәндиси болған ғулҗа қирғинчилиқи һәққидә вә уйғурларниң нөвәттики әһвали һәққидә хәвәрләрдин көргән-билгәнлирини бир-биригә чүшәндүрүп намайишчиларниң йенида намайиш түгигичә биргә туруп мәдәт беришкән.