Белгийә парламенти: “уйғурлар инсанийәткә қарши җинайәтниң қурбани”

Белгийә парламенти хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритиватқан зулумини инсанийәткә қарши җинайәт дәп бекитти вә шундақла уйғурларниң нөвәттә ирқий қирғинчилиқ хәвпигә дуч келиватқанлиқини елан қилди.

Белгийә парламентиниң омумий йиғининиң көрүнүши. 2019-Йили 20-июн, бирюссел. REUTERS

15-Июн күни, белгийә парламенти хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритиватқан зулумини инсанийәткә қарши җинайәт дәп бекитти вә шундақла уйғурларниң нөвәттә ирқий қирғинчилиқ хәвпигә дуч келиватқанлиқини елан қилди.

Белгийә парламентида мәзкур тәклип лайиһәсини авазға қойған җүмлидин өткән йили 2-айда уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқини етирап қилиш һәрикитини қозғиған белгийә йешиллар партийәси парламент әзаси самуил коголати бу һәқтә елан қилған язма баянатида мундақ дегән:

“белгийә уйғурлар учриған инсанийәткә қарши җинайәтни вә уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқ хәвпини етирап қилди. Бу техи бир нәччә ай илгирила тәсәввур қилиш қейин болған бир тарихий пәйт болуп һесаблиниду. Сәпәрвәрлик һәрикәтлиримиз нәтиҗигә еришти!”

У йәнә мундақ дегән:

“бүгүн белгийә парламенти дуняға агаһландуруш бәлгиси чиқарди. Шинҗаң уйғур районидики уйғурларвә башқа аз санлиқ милләтләр топи инсанийәткә қарши әң қәбиһ җинайәтләрниң қурбани болуп, ирқий қирғинчилиқ хәвпигә дуч кәлмәктә. Әмди һәрикәт қилмаслиққа һечқандақ баһанә қалмиди”.

Дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса белгийә парламентиниң қарарини қарши алди. Долқун әйса сөзидә белгийә парламенти вә бир күн аввал чех парламентиниң хитай һөкүмитиниң барлиқ сахта тәшвиқатлири вә һәрикәтлиригә қаримай, бу зулумни ирқий қирғинчилиқ дәп бекитиши наһайити зор әһмийәткә игә, деди.

Белгийә парламентиниң уйғурлар учраватқан зулумға қарап чиқиш һәрикәтлири изчил һалда хитайниң һәрхил амаллар билән қаршилиқ қилишиға учрап келивататти. Хитай һөкүмити бу йил 3-айда белгийә парламент әзаси самуил коголати вә униң аилә әзалириға җаза тәдбири елан қилған. Шундақла йәнә, белгийә парламентида 5-айниң 4-күни ‍өткүзүш пилан қилинған уйғурлар тоғрисидики гуваһлиқ бериш йиғиниму тор һуҗумиға учрап кечиктүрүлгән иди. Әйни чағда бу һуҗумниң хитай тәрипидин қилинғанлиқи пәрәз қилинған. Мәзкур гуваһлиқ аңлаш йиғинида лагер шаһити қәлбинур сидиқ ханим гуваһлиқ бәргәниди.

Қәлбинур ханим бүгүн радийомизниң зияритини қобул қилип, белгийә парламентиниң қараридин хурсән болғанлиқини ейтти. У буниң лагерларда азаб чекиватқанларниң балдуррақ өз әркинликигә еришишигә түрткә болуп қелишини үмид қилидиғанлиқини ейтти.

Белгийә парламент әзаси самуел коголати бүгүнки язма баянатида хитайниң демократийәгә зәрбә бериш һәрикәтлириниң ирадисини техиму тавлиғанлиқини баян қилған. У мундақ дегән: “хитай алди билән бизниң бу тәклип лайиһәмизни йоқитишқа урунди, арқидин мән вә аиләмгә җаза тәдбири елан қилди. Бирақ бу җазалар хитайниң арзусиниң әксичә нәтиҗә бәрди. У бизниң парламентниң демократийәсини нишанлаш арқилиқ, бизниң хитайдики кишилик һоқуқ үчүн күрәш қилиш ирадимизни күчәйтти. Хитай бизгә җаза бериш арқилиқ бизниң хизмитимизниң муһимлиқини бизгә йәнә бир қетим испатлап бәрди. Парламентимиз очуқ-ашкара вә обйектип һалда испат аңлаш вә сүпәтлик муназирә елип бериш арқилиқ, аҗизлашмай туруп хизмитини давамлаштурди”.

Мәлум болушичә, мәзкур қарар лайиһәси белгийә парламентида наһайити аз сандики белгийә коммунист партийә әзалири биләт ташлимиғанни һесабқа алмиғанда толуқ қоллаш билән аваздин өткән. Долқун әйса әпәнди буни мәзкур қарарниң диққәт қилишқа әрзийдиған муһим тәрипи, дәп көрсәтти. У сөзидә: “бу қарарниң парламенттики охшимайдиған партийәләргә вәкиллик қилидиған әзалар тәрипидин толуқ қоллашқа еришип мақуллиниши диққәт қилишқа әрзийду, бу белгийә һөкүмитини һәрикәт қоллинишқа һәйдәкчилик қилиш вә хәлқниң ирадисини намаян қилишта интайин муһим рол ойнайду” дәп көрсәтти.

Дәрвәқә самуил коголатиму бүгүн “хитай мәсилиси бойичә парламентлар ара һәмкарлиқ гурупписи” да қилған сөзидә белгийә һөкүмитигә мундақ дәп чақириқ қилған:

“уйғурларға қаритилған вәһшийликләр давам қиливатқан бир пәйттә, биз белгийә һөкүмитини рәсмий һалда хитай билән икки тәрәп өткүзүп бериш шәртнамисини бикар қилишқа вә хитайниң мәбләғ селиш келишимини рәт қилишқа чақиримиз. Уйғурлар тутуп турулуватқан җаза лагерлири очуқ турған муддәтқичә, хитай билән йәнә нормал мунасивәтни давамлаштурушқа болмайду. Белгийә бәлким бир кичик дөләт болуши мумкин, әмма биз дуняға кишилик һоқуқниң һәммә җайда, һәммә адәм үчүн охшаш қоғдилиши керәклики тоғрисида ениқ сигнал әвәтәләймиз”.

Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, белгийә уйғурларға қаритиливатқан инсанийәткә қарши җинайәт вә ирқий қирғинчилиқни етирап қилған 7-дөләт болуп, бундин илгири америка, канада, голландийә, әнглийә, литванийә вә чех җумһурийәтлири өз мәйданини җакарлиғаниди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org