Белгийә һөрийәт университетида уйғурлар тоғрилиқ лексийә уюштурулған
2021.10.14
13-Өктәбир күни белгийә һөрийәт университети әрәб оқуғучилар бирләшмиси уйғурлар һәққидә мәхсус лексийә уюштурған.
Мәзкур паалийәткә белгийә парламентида уйғур ирқий қирғинчилиқни етирап қилишта башламчилиқ рол ойниған вә алаһидә күч чиқарған белгийә йешиллар партийәсиниң әзаси, федератсийә вәкили самуил гогулати әпәнди, белгийә һөрийәт университети хитай тәтқиқат иниститутиниң пирофессори, шәрқшунас ваниса ханим вә голландийәдә турушлуқ лагер шаһити қәлбинур сидиқ ханим қатарлиқ кишиләр алаһидә тәклип билән қатнишип, уйғурлар һәққидә доклат бәргән.
Мәзкур лексийә бериш паалийити белгийә вақти кәч саәт 6 дә башлинип 8 гичә давамлашқан, лексийә җәрянида мутәхәссисләр билән вә университет оқуғучилири арисида хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқи һәққидики муназириләр наһайити қизғин кәйпиятта елип берилған.
Белгийә уйғур җәмийити белгийә һөрийәт университети әрәб оқуғучилар бирләшмисиниң тәклипигә бинаән бу паалийәткә қатнашқан уйғур тәшкилатлириниң биридур.
Белгийә уйғур җәмийитиниң рәиси абдумутәллип имир әпәнди зияритимизни қобул қилип, бу қетимлиқ лексийә паалийити һәққидә мәлумат бәрди. У бу паалийәтниң наһайити қизғин кәйпиятта өткүзүлгәнликини, уйғурларниң нөвәттики вәзийитини белгийәдики алий мәктәп оқуғучилириға тонуштурушта интайин әһмийәтлик бир паалийәт болғанлиқини билдүрди.
Радийомиз зияритимизни қобул қилған лагер шаһити қәлбинур сидиқ ханим бу қетимлиқ лексийәгә қатнишип, белгийәдики университет оқуғучилириға уйғурларниң вәзийити һәққидә мәлумат бериш пурситигә еришкәнликидин наһайити мәмнун болғанлиқини ейтти
Бу қетимлиқ лексийә ахирлашқандин кейин, белгийә уйғур җәмийити өзиниң инистиграм һесабиға йоллиған мәзкур лексийә һәққидики учурлар зор диққәт қозғиған.
Белгийә явропа иттипақиниң баш оргини җайлашқан дөләт болуп, бу дөләттә елип берилған уйғурлар һәққидики паалийәтләр явропадики һәр қайсий дөләтләр вә органларниң күчлүк диққитини қозғап кәлмәктә. Бу йил 8-июн күни белгийә парламенти “уйғур ирқий қирғинчилиқи” һәққидә рәсмий қарар елан қилған иди.
Мәлумки, белгийә парламенти америка һөкүмити вә әнглийә, канада, голландийә, литва парламентлиридин кийин, хитайниң уйғурларға қаратқан бастурушлирини “ирқий қирғинчилиқ” дәп тонуған 6-дөләт иди.