Хитай даирилири тутқун бәхтияр садир һәққидә б д т ниң алақидар органлириға мәлумат беришкә мәҗбур болған
2025.01.23

Шиветсийәдә яшаватқан муһаҗир сәйдин садир, икки йилдин буян ғайиб акиси бәхтияр садир һәққидә учур елиш үчүн һәр хил шәкилдә тохтимай һәрикәт қиливатқан иди. У өткән һәптә б д т ниң мәҗбурий ғайиб қиливетилгәнләрни сүрүштә қилиш ишханисидин акиси һәққидә учур алған. Мәлум болушичә, сәйдин садирниң телефон вә мәктуп арқилиқ йоллиған соаллириға һечқандақ җаваб бәрмигән хитай даирилири, ахири б д т ниң мәзкур оргиниға җаваб беришкә мәҗбур болған. Аз болсиму әмгикиниң нәтиҗисини көргәнликини тилға алған сәйдин садир, өзиниң бу йолдики тәҗрибә вә тәсиратлирини радийомиз билән ортақлашти.
Мәлум болушичә, нөвәттә шиветсийәдә яшаватқан сәйдин садир вә һәдиси минәвәр садир үрүмчидики қериндиши бәхтияр садир уштумтут ғайиб болғандин кейин, үрүмчидики сақчихана вә аһалиләр комитетиға телефон қилип, һечқандақ учур алалмиған. Шиветсийәдики хитай әлчиханисиға вә хитай ташқи ишлар министирлиқиға йоллиған мәктуплириму җавабсиз қалдурулған. Улар қериндиши бәхтияр садирниң мейиплиқини нәзәрдә тутуп, униң делосини җиддийләштүрүвәтмәслик үчүн әһвални ахбаратқиму ашкарилимиған. Пәқәт бәхтияр садирниң тутқунда икәнлики радийомиз арқилиқ ашкариланғандин кейинла, андин ахбарат зияритини қобул қилиш вә намайиш қилиш йоли бәхтияр садирниң тәқдири һәққидә тәпсилий учур елиш, уни қутулдуруш үчүн һәрикәт қилған.
Сәйдин садир әһвални шиветсийә һөкүмити, җүмлидин шиветсийәниң бейҗиңдики әлчиханисиға мәлум қилип, улардин акисиниң учурини елишип беришни тәләп қилған. Әлчихана бир қатар тиришчанлиқтин кейин, хитай тәрәпниң җаваб бәрмәй турувалғанлиқини билдүргән. Сәйдин акиси ғайиб болған 2022-йили 10-айдин та һазирғичә, б д т ниң мәҗбурий ғайиб қиливетилгәнләрни сүрүштә қилиш ишханиси биләнму изчил алақилишип кәлгән. Өткән һәптә мәзкур ишхана, хитай тәрәптин акиси һәққидә учур алғанлиқини билдүрүп мәктуп йоллиған.
Радийомиз һазирға қәдәр сағламлиқ йетәкчиси бәхтияр садир һәққидә 4 қетим аңлитиш бәргән. Бу аңлитишларда дәсләптә униң тутқунда икәнлики, арқидин қамақханида саламәтликидин мәсилә чиққанлиқи һәққидә, ахирида сотланғанлиқи һәққидә хәвәр бәргән, әмма униң қанчә йил кесилгәнлики йәнила мәлум әмәс иди. Б д т ниң мәзкур оргини хитай тәрәптин алған җавабиға асасән сәйдин садирға әвәткән мәктупида, бәхтияр садирниң “террорлуқ” җинайити билән әйибләнгәнлики вә 13 йиллиқ кесилгәнликини баян қилған.
Сәйдин садир акисиниң 13 йиллиқ кесилгәнлик хәвиридин азабланған болсиму, әмма хитай тәрәпниң ахири җаваб беришкә мәҗбур болғанлиқидин, йәни әмгикиниң аз болсиму нәтиҗә бәргәнликидин сөйүнгән. Бу нәтиҗә сәвәблик радийомизниң тиришчанлиқлириғиму миннәтдарлиқини билдүргән сәйдин садир, ғайиб уруқ-туғқанлирини сүрүштә қилишта изчиллиқниң, бошашмаслиқиниң муһим икәнликини өз тәҗрибиси сүпитидә алаһидә тилға алди.
Б д т оргининиң мәзкур мәктупида дейилишичә, бәхтияр садир “террорлуқ” вә “террорлуққа йетәкчилик қилиш” билән әйибләнгән. Бу әйиблимини кәскин һалда рәт қилған сәйдин садир, акисиниң лаяқәтлик бир тиҗарәтчи, үлгилик бир ата вә пәхирлик бир ака икәнликини, пәқәт уйғур кимлики вә диний етиқади сәвәбликла наһәқ җаза өтәватқанлиқини тәкитләйду.
Юқирида шиветсийәдә турушлуқ сәйдин садирниң 2 йиллиқ тиришчанлиқтин кейин, хитай тәрәпни акиси һәққидә б д т ға мәлумат беришкә мәҗбурлиғанлиқи һәққидә аңлитиш бәрдуқ.