Америка президенти җов байден ақсарайдики һейтлиқ зияпәттә уйғурларни алаһидә тилға алған
2022.05.03
Америка президенти җов байден билән ханими җил байдин 2- май, йәни рози һейтиниң биринчи күни чүштин кейин ақсарайда мусулманларниң рози һейти мунасивити билән мәхсус тәбрикләш зияпити бәргән. Зияпәткә америкадики һөкүмәт органлири, һәрқайсий саһәләр вә җамаәтләрниң вәкиллири, шундақла мусулман дөләтлириниң депломатлири қатнашқан. Мәзкур зипайәткә америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң муавин рәиси нури түркәл әпәндиму қатнашқан. Униңдин башқа йәнә бу зияпәткә уйғур җамаитигә вакалитән зиба мурат тәклип қилинған.
Зияпәттә президент җов байден интайин әһмийәтлик нутуқ сөзлигән. У америкадики вә дуняниң һәрқайси җайлиридики мусулманларниң рози һейтини тәбрикләп сөзлигән нутуқида динлар ара чүшиниш, кәң қорсақлиқ вә һәмкарлиқни алаһидә тәкитлигән. У йәнә америкадики мусулманлар җамаитиниң һәр саһәләрдә тиришчанлиқ көрситип, американиң тәрәққияти вә гүллиниши үчүн зор төһпиләрни қошуватқанлиқини алаһидә тәкитлигән. У мусулманлар җамаитиниң америкадики көп хиллиққа, рәңдарлиққа толған мәдәнийәтләр ичидики алаһидә һаятий күчкә игә бир топлуқ икәнликини әскәртип өткән.
Президент байдин рози һейт мунасивити билән сөзлигән нутуқида уйғурларниму алаһидә тилға алған. У мундақ дегән: “бүгүнки күндә биз дуняниң һәрқайси җайлирида нурғунлиған мусулманларниң зораванлиққа учраватқанлиқини көрүватимиз. Һечким езилгәнләрни кәмситмәслики, һечким диний етиқади сәвәбидин бесимға учримаслиқи керәк. Шуңа биз бүгүн бу муқәддәс байрамни тәбриклийәлмигән уйғурлар, роһингалар қатарлиқ мусулманларни әслимәктимиз, шундақла ачарчилиқ, зораванлиқ вә тоқунушларда азаб тартиватқанларни әсләймиз!”
Нури түркәл әпәнди бүгүн радийомиз зияритини қобул қилип, ақсарайниң әнәниси болған бу һейтлиқ зияпәткә зиба мурат тәклип қилинғанлиқини тилға алди. У бу зияпәт арқилиқ президент җов байденниң хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқи вә йиғивелиш лагерлириға қамалғанларниң аилә-тавабиатлири билән бивастә учришишиға шараит яритилғанлиқини билдүрди.
Нури түркәл әпәндиму җов байден билән болған сөһбәтниң сәмимий болғанлиқини, президентниң уйғурлар мәсилисини доклатлардин аңлиғандин көрә, уйғурлар билән биваситә учришип аңлиғанлиқиниң тәсири зор болидиғанлиқини ейтти.
Нури түркәл әпәнди йәнә уйғурлар мәсилисиниң һәм президент җов байденниң нутуқида һәм шундақла зиба мурат билән болған сөзлишиш җәрянида аңлитилишиниң муһим бир сигнал икәнликини билдүрди.
Президент җов байден мәзкур зияпәттә нутуқ сөзлигәндә, американиң қиммәт қариши һәққидә узун тохталған. У бу дөләттә тиришсила һәрқандақ орунға еришкили болидиғанлиқи, кәлгүсидә мусулман җамаити арисидинму америка президенти, ташқий ишлар министирлири йетишип чиқидиғанлиқини, көп хиллиқниң, кәң қорсақлиқ вә өз - ара һәмкарлиқниң американи америка қиливатқан әң муһчим қиммәт қарашлар икәнликини тәкитлигән.
Зиба мурат президент байден йоқириқи сөзләрни қиливатқан минутларда, өзиниң бир өмүрини кесәлләрниң дәрдигә дәрман болуп өткүзгән аписи гүлшән аббас вә шуниңға охшаш тутқундики барлиқ уйғурларни азаб илөидә әскә алғанлиқини, уларниң пәқәт уйғур болғанлиқи үчүнла хитай тәрипидин тутқун қилинғанлиқини вә бешиға түрлүк күлпәтләрниң кәлгәнликини, өзиниң бу дәвани һәргизму тохтитип қоймайдиғанлиқини тәкитләп өтти.
“аксийос хәвәрлири” ниң 3- май күни елан қилишичә, америка һөкүмити нөвәттә гүлшән аббас ханим вә шуниңдәк башқа уйғур тутқунларни хитайдин сүрүштүрүшни күчәйткән болуп, американиң б д т да турушлуқ баш әлчиси линда томас гиринфийилд ханим йеқинда хитайниң б д т да турушлуқ баш әлчиси билән көрүшкәндә, гүлшән аббас ханимниң мәсилисини оттуриға қойидикән.
Мәзкур хәвәр баш әлчи линда томас гиринфийлд ханимниң ишханиси тәрипидин дәлилләнгән болуп, улар “аксийос хәвәрлири” гә бәргән баянатида, “америка һөкүмитиниң хитайниң америкадики уйғур җамаитигә қиливатқан чигра һалқиған бесимини сүрүштүрүш һәрикитини күчәйтидиғанлиқи” ни тәкитлигән.
“аксийос хәвәрлири” ниң баһалишичә, баш әлчи линда томас ханимниң хитай тәрәп билән болған учришишта гүлшән аббас ханимни бивастә сүрүштүрүши вә униң ақивитини билишкә тиришчанлиқ көрситиши, американиң хитайға уйғурларниң әһвалиға йеқиндин диққәт қилип туруватқанлиқидәк бир сегнални беришـтә муһим әһмийәткә игә икән.