Тиҗарәтчи хелил һашим оғлини 15 йилниң алдида дини сават курсиға бәргәнлики үчүн 19 йиллиқ кесилгән
2019.04.16
Ғулҗида көзгә көрүнгән тиҗарәтчиләрдин бири болған хелил һашим бурун хитайчә оқуғанлиқи вә уйғур өрп-адәтлиригә пухта болмиғанлиқи үчүн турмушта буниң, болупму диний савати болмаслиқниң хиҗаләтчиликини көп тартқан. Шуңа у башланғуч мәктәптә оқуватқан оғли мәрдан хелилни дәрстин сирт мәзгилидә мәһәллидики бир аиливи қуран курсиға бәргән. 15 Йил аввалқи бу қилмиш өткән йилға кәлгәндә хелил һашимниң 19 йиллиқ кесилиши, мәрдан хелил вә аписиниң болса лагерға әкитилишигә сәвәб болған.
Инкаста дейилишичә хелил һашим оттура мәктәпни хитайчә оқуған, мәктәп пүттүргүчә уйғур балиларға асасән арилашмиған. У хитай тилиға пухта болғанлиқи үчүн дадисиниң ичкири өлкиләрдә қиливатқан тиҗарәтлиригә яхши маслишип берәлигән болсиму, әмма өзи әл-җамаәткә арилишишта бир қатар қийинчилиқларға дуч кәлгән, болупму 1990 -йилларда аниси вапат болғанда, анисиниң өлүмини узитиш давамида диний савати болмаслиқниң бир қатар хиҗаләтчиликини тартқан. Шуңа у 2000 -йилларниң ахири башланғучта оқуватқан оғли мәвлан хелилни тәтил мәзгилидә мәһәллидики бир аиливи қуран курсиға бәргән. Бу қилмиш бу нөвәт униң диний әсәбийлик билән әйиблинишигә пакит қилинған. Мана бу учурниң тоғрилиқини дәлиллигән ваһап һаким, хелил һашимниң аялиниңму вә өткән йили алий мәктәпни йеңи пүттүргән оғли мәрдан хелилниңму әнә шу қатнаш курси сәвәблик лагерда икәнликини ашкарилиди.
Телефон зиярәтлиримиз давамида, мәлум бир идарә хадими хелил һашимниң дәсләптә лагерға хитай тили оқутқучилиқи үчүн әкетилгәнлики, арқидин шу лагерда аталмиш оқутулуш үчүн тутуп қелинғанлиқини баян қилған иди. Хелил һашимни бурундин билидиған чәтәлдики тиҗарәтчиләрдин бириниң аңлиғанлириға асасән баян қилишичә, у мисирға барғанлиқи үчүн тутулған, хитай тили билгәнлики үчүн лагерда бир мәзгил оқутқучилиққа селинған.
Радийомизға кәлгән инкаста дейилишичә, у, лагерда өзини тәкшүрүш вә мәсилә тапшуруш давамида 15 йил аввал оғлини қуран курсиға бәргәнликини иқрар қилған. Әмма у бу иқрарини лагердин бурунрақ чиқишиға пайдиси болиду дәп ойлиған; бирақ у буниң, аяли вә балисиниң тутулуши һәм өзиниң кесилишигә сәвәб болушини ойлап бақмиған.
Хелил һашимниң қазақистандики акисиниң оғли ваһап һаким, тағисиниң ярамлиқ бир тиҗарәтчи икәнликини илгири сүрсә, шаһитлар, хелил һашимниң һәр хил саһәдә утуқ қазанған бир тиҗарәтчи икәнликини баян қилди.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, радийомизға кәлгән мәктупта, униң мисирға барғанлиқ вә балисини қуран курсида оқутқанлиқи қилмиши һәққидә конкрет учур берилгән болсиму, униң үчинчи қилмиши, йәни миллий өчмәнлик пәйда қилиш қилмиши һәққидә мәлумат берилмигән.