Белгийә куба җәмийити уйғурлар билән һәмкарлишип хитайға қарши наразилиқ намайиши өткүзди
6-Айниң 3-күни белгийә пайтәхти берйоссеилдики хитай әлчиханисиниң алдида белгийә куба җәмийити билән белгийә уйғур җәмийитиниң һәмкарлиқида хитайға қарши бирләшмә намайиш өткүзүлгән.
-
Ихтиярий мухбиримиз уйғурай
2021-06-04 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
6-Айниң 3-күни белгийә пайтәхти берйоссеилдики хитай әлчиханисиниң алдида белгийә куба җәмийити билән белгийә уйғур җәмийитиниң һәмкарлиқида хитайға қарши бирләшмә намайиш өткүзүлгән.
Игилишимизчә, белгийә куба җәмийити хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруши вә зулумлириға қарши туруш вә уни тохтитишни тәләп қилиш үчүн белгийә уйғур җәмийти билән һәмкарлишип, бу қетимқи намайишни елип барған икән.
Намайиш белгийә вақти чүштин кейин саәт 2 дә башлинип, 3:30 ахирлашқан. Бу намайишқа белгийәдики кишилик һоқуқ паалийәтчилири, түрк паалийәтчиләр вә уйғурларни қоллайдиған башқа җамаәтләр, шундақла белгийәдә яшаватқан уйғур сиясий актиплири болуп 40 тин артуқ киши қатнашқан. Намайиш наһайити йоқири кәйпиятта елип берилған вә оңушлуқ ахирлашқан.
Белгийә куба җәмийиниң рәиси лео әпәнди бу намайишни тәшкиллигән асаслиқ кишиләрдин бири булуп, у бу қетимлиқ паалийәттә алаһидә күч чиқарған.
У намайишта қилған нутуқида намайиш мәйданидики кишиләргә уйғурларниң һазирқи әһвалини аңлатқан вә шундақла белгийә һөкүмитини уйғурларни қоллашқа һәмдә уйғур ирқий қирғинчилиқини тезрақ етрап қилишқа чақириған.
Радийомиз зияритимизни қубул қилған лео әпәнди өзлириниң коммунист куба һөкүмитигә шундақла униң иттипақдиши болған хиттай коммунист һөкүмитигә қарши икәнликини билдүрди.
Мәлум болғинидәк, куба комонист партийә һакимийәт бешида туруватқан бир дөләт болуп, сабиқ совет иттипақи йиқилғандин кейин кубаниң коммунист хитай һөкүмити билән мунасивити күнсайин күчәйгән.
Игилишимизчә, хитайниң уйғурларға қаратқан бастурушлириниң белгийә куба җәмийтиниңму деқитини тартиши вә уларниң хитай һөкүмитигә қарши уйғурлар билән бир сәптә туруши, хәлқарада уйғурларниң нөвәттики вәзийитигә көңүл бөлүватқан һәр саһә кишилириниң көпийиватқанлиқиндин дерәк беридикән.
Бу намайишқа қатнашқан әкбәр турсун әпәнди бу қетимқи намайиишниң әһмийити вә тәпсилати һәққидә мәлумат бәрди.
Алдинқи айда белгийә парламентида уйғур ирқий қирғинчилиқ мәсилиси үстидә гуваһлиқ бериш йиғини ечилғандин кийин, белгийәдә уйғурлар мәсилисигә көңүл бөлидиғанларниң сани көрүнәрлик ашқан. Шуниң билән бирликтә, белгийәдә уйғурлар мәсилисигә беғишланған түрлүк паалийәтләр көпийишкә башлиған.