Антоний билинкин юқири пән-техникиниң әркинликкә пәйда қиливатқан тәһдити һәққидә нутуқ сөзлигән
2023.05.11

Америка ташқий ишлар министири антоний билинкин америкадики нопузлуқ кишилик һоқуқ органлириниң бири болған “әркинлик сарийи” ниң йиллиқ әркинлик мукапатини тарқитиш мурасимида нутуқ сөзләп, юқири пән-техниканиң мустәбит һакимийәтләр тәрипидин әркинликни чәкләш васитисиға айландурулуватқанлиқи тоғрилиқ агаһландуруш бәргән.
У, 9-май күнидики нутуқида учқандәк тәрәққий қиливатқан учур-алақә техникилири бир яқтин учурниң еқишини тезлитип, учур вә пикир әркинликигә кәңри мәйдан һазирлиған болсиму, әмма униң яман нийәтлик кишиләр вә мустәбит һакимийәтләр тәрипидин тәқибләш вә бастурушни қолайлаштурушқа ишлитиливатқанлиқини билдүргән. У нутуқида һазирқи дуня дуч келиватқан бу муһим риқабәт үстидә ноқтилиқ тохтилидиғанлиқини ейтқан.
Билинкин нутуқида пән-техника пәйда қиливатқан риқабәтни 4 нуқта бойичә чүшәндүргән болуп, био-техника тәрәққияти үстидә тохталғанда, хитай һөкүмитиниң ген учурлири техникасини уйғурларни тәқиб қилишта қолланғанлиқини тилға алған.
У мундақ деди: “... Био-техника җәһәттики илгириләшләр инсанларниң DNA сиға асасән ген арқилиқ көзитишни ишқа ашурди һәмдә инсанларни хорлашни асанлаштурди. Биз буларниң бәзилирини, мәсилән, хитайниң шинҗаңдики уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләрни тәқиб қилишта қолланғанлиқини көрдуқ. Биз йәнә тибәтләрни контрол қилиш вә назарәт қилишниң қошумчә шәкли сүпитидә, тибәттиму кәң көләмдә DNA әвришкилириниң топлиниватқанлиқидин хәвәр таптуқ.”
Билинкин шу күнидики нутуқида пән-техникани қандақ йәрдә қоллинишниң униң характерини бәлгиләйдиғанлиқини әскәртип, “пән-техникани яхши-яман дәп айриғили болмайду, мәсилә уни қандақ йәрдә ишлитиштур” дегән. У йәнә пән-техникани мувапиқ қоллиниш, уни хәлқаралиқ норма асасида қоллинишни қанат яйдурушниң муһимлиқини тәкитлигән.
У мундақ дегән: “америка қолидин келишичә тиришчанлиқ көрситип, дипломатик вә башқа қаналлар арқилиқ, пән-техникани яхшилиқниң күчи сүпитидә әң зор чәктә кеңәйтишкә вә униң қалаймиқан ишлитишни азайтишқа тиришиду.”
Антоний билинкин әркинлик мукапати мурасимида қилған сөзидә йәнә көзитиш вә тәқиб техникасиниң көпийиши һәмдә қалаймиқан ишлитилиши, күнсери күчийиватқан бир тәһдит, дәп көрсәткән. Игилинишичә, бундақ тәқибләшләр журналистлар, сиясий паалийәтчиләр, өктичиләр вә кишилик һоқуқни тәшәббус қилғучиларға қарши қоллинилмақтикән. Дуня миқясида 70 дин артуқ һөкүмәт бундақ назарәт техникалирини сетивалған икән.
Униң тәкитлишичә, бундақ техникалар арқилиқ дөләт бихәтәрликини қоғдашқа ярдәм бәргили, қанун иҗра қилишни, аммиви бихәтәрлик, муһит вә һалқилиқ ул әслиһәләрни күчәйтишкә болидикән. Бирақ уларни дөләт қануни, хәлқара қанун вә мувапиқ қануний һоқуқ, капаләт һәм назарәт қилиш билән бирдәк ишлитиш керәккән.
Шуңлашқа у америка һөкүмитиниң көзитиш техникасини қандақ ишлитишниң әндизисини шәкилләндүрүшкә тиришиватқанлиқини, бир қисим яман ғәрәзлик һөкүмәтләр вә органларниң техника импорт қилишиға чәклимә қойғанлиқини билдүргән:
“биз йәнә бир қисим яман ғәрәзлик ширкәтләрни сода министирлиқимизниң қара тизимликигә киргүздуқ. Бу тизимлик ширкәтләрниң һөкүмәтниң рухсити болмай туруп, америка ширкәтлиридин мәһсулат яки запчас киргүзүшиниң алдини алиду. Биз бу арқилиқ кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатқан һөкүмәтләргә юмшақ детал вә башқа техникиларни тәминләйдиған чәт әл ширкәтлирини давамлиқ тепип чиқимиз вә җазалаймиз.”
Америка ташқий ишлар министири антоний билинкин шу күндики нутуқида йәнә тор әркинлики мәсилисиниму тилға елип, бир қисим һөкүмәтләрниң һазир интернетни тақаш, чәклимә қоюш яки уни назарәт қилиш усули арқилиқ пикир әркинликини боғушқа урунуватқанлиқиниму тилға алған. Униң дейишичә, һазир һөкүмәтләрниң интернетни тақаш вә тәкшүрүш қилмишлири тарихтики әң юқири пәллигә чиққан болуп, буму хәлқара диққәт қилишқа тегишлик муһим риқабәтләрниң бири икән.
Антоний билинкин нутуқида америка һөкүмитиниң мушу хил риқабәтләр билән күрәш қилидиғанлиқини, әмма буниң үчүн дунядики шерик дөләтләр, кишилик һоқуқ органлири вә хусусий ширкәтләрниң қоллишиға еһтияҗи барлиқини ейтқан. У: “биз бу ишни ялғуз қилалмаймиз. Биз һәмкарлиққа моһтаҗ. Биз хусусий ширкәтләрниң, аммиви тәшкилатларниң вә илмий саһәдикиләрниң қоллишиға моһтаҗ. Биз улар билән һәмкарлиқ орнитишимиз керәк. Биз демократийәмизни күчәйтиш, қоғдаш вә кишилик һоқуқни қоғдаш үчүн, бу күрәштики барлиқ алақидар тәрәпләрни бир йәргә җәм қилидиған һәмкарлиққа моһтаҗ” дәп тәкитлигән.
Америка “әркинлик сарийи” ниң йиллиқ “әркинлик мукапати” ни тарқитиш мурасими 9-май күни конрад меһманханисида өткүзүлгән иди. “әркинлик сарийи” бу йиллиқ әркинлик мукапатини русийә демократик өктичилириниң рәһбири, “вашингтон почтиси” гезитиниң истон язғучиси, тарихчи виладимир кара-мурзаға вә иранда мустәбит һакимийәткә қаршилиқ көрситип, әркинлик үчүн күрәшкән аялларға тәқдим қилған.
Узундин буян путинниң русийәдики чириклики вә бастуруш сиясәтлирини тәнқидләп кәлгән кара-мурза алдинқи айда путинниң украинаға таҗавуз қилишни тәнқидлигәнлики вә хәлқарадин уни җазалашни тәләп қилғанлиқи үчүн, 25 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди.