Хитайниң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни вә униң уйғур дияридики тәрәққияти
Америка вә явропа дөләтлиридә уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиққа янтаяқ болған хитай әмәлдарлири, органлири вә биңтуәнгә қарашлиқ ширкәтлирини җазалаш садалири күчәйди.
-
Мухбиримиз меһрибан
2021-04-15 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Хитай һөкүмитиниң 2017-йилдин буян милйонлиған уйғурларни лагерларға қамап, уларға қаратқан вәһшиянә бастурушни күчәйтиши сәвәблик америка, канада вә голландийә әза қатарлиқ дөләтләр хитайниң бу қилмишини “ирқий қирғинчилиқ” дәп әйиблиди. Болупму йеқиндин буян, америка вә явропа дөләтлиридә уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиққа янтаяқ болған хитай әмәлдарлири, органлири вә хитайниң биңтуәнгә қарашлиқ ширкәтлирини җазалаш садалири күчәйди. Хәлқарада уйғур дияридики биңтуән ширкәтлириниң мәҗбурий әмгәкни қоллинип ишләпчиқарған пахта, пәмидур вә башқа мәһсулатлирини омомиййүзлүк байқут қилиш вәзийити шәкилләнди. Буниң билән пүтүн дуня миқясида хитайниң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәнигә болған диққәт қайтидин күчәйди.
Хитай һөкүмәт архиплиридин ашкарилинишичә, “биңтуән”, йәни “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш армийәси” дәп аталған бу йерим һәрбий характердики орган 1954-йили қурулған. Биңтуән дәсләпки мәзгилләрдә намда уйғур аптонум райониға қарашлиқ орган болған һәмдә “шинҗаң боз йәр өзләштүрүш-қурулуш армийәси” дәп аталған. Әмма кейинки мәзгилләрдә барғанчә күчийип, хитай мәркизи һөкүмитиниң бивастә башқурушиға өткән, шундақла өз алдиға мукәммәл башқуруш түзүлмиси вә ширкәт-карханилири болған “һөкүмәт ичидики һөкүмәт”, йәни уйғур аптонум районидики “мустәқил кенәзлик” кә айланған.
Амеркадики тонулған уйғур зиялилиридин археолог қурбан вәли әпәнди зияритимизни қобул қилип, уйғур диярида “биңтуән” дәп аталған бу йерим һәрбий характерлиқ органниң дәсләпки қурулуш сәвәби вә қурулма асаси һәққидә тохталди.
Қурбан вәли әпәндиниң қаришичә, биңтуәнниң уйғур районида қурулуши йәрлишиши вә барғанчә кеңийишигә “уйғур аптонум райони” ниң тунҗи рәиси сәйпидин әзизиниң қоллиши қатарлиқ бир қатар амиллар сәвәб болған дейишкә болидикән.
Қурбан вәли әпәнди хитайда ашкариланған материяллардин нәқил кәлтүрүп, биңтуән қурулған дәсләпки мәзгилләрдә уйғур аптонум районниң тунҗи рәисликини өтигән сәйпидин әзизиниң мәзкур органниң рәһбәрлик қатлимиға киргәнликини вә қошумчә вәзипә өтигәнликини билдүрди.
Қурбан вәлиниң билдүрүшичә, биңтуәнниң дәсләпки асаси хитай азадлиқ армийәсиниң 1949-йили уйғур дияриға киргән икки корпус қошуни болған икән.
Қурбан вәли әпәнди хитай генирали ваң җинниң қоманданлиқида 1949-йили гәнсу арқилиқ уйғур дияриға киргән хитай хәлқ азадлиқ армийәсиниң ваң инмав башчилиқидики 2-корпуси билән ло йәнфа башчиқидики 6-корпусиниң уйғур дияриниң ақсу, или вә қәшқәрдә қурулған биңтуәнниң әң дәсләпки 3 девезийәсиниң асаси болғанлиқини тәкитлиди.
Хитайниң “бәйду” торидики мәлуматларға қариғанда, “биңтуән”, йәни “ишләпчиқириш-қурулуш армийәси” намидики бу органниң әң дәсләпки гәвдиси 1949-йили 11-айда ләнҗуни “азад қилиш” намида ғәрбий-шималға йүрүш қилған хитай азадлиқ армийәсиниң генирали ваң җин башчилиқида уйғур дияриға киргән 2-корпус вә 6-корпусниң уйғур диярида йәрлишиши билән шәкилләнгән икән. 1954-Йили “хитай хәлқ азадлиқ армийәсиниң шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни” рәсми қурулғанлиқи елан қилинған. Әйни чағда бу органниң боз йәр ечип, териқчилиқ қилидиғанлиқи вә йеза-игиликини асас қилидиғанлиқи билдүрүлгән. Дәсләптә бу органниң игилигән йәр мәйдани 70 миң 600 квадрат километир болуп, уйғур райони омумий йәр көлиминиң 4.24 Пирсәнтини, хитайдики омумий боз йәр өзләштүрүш терилғу йәр көлиминиң 5/1 ни игилигән. Биңтуәнниң 2019-йилдики омумий нопуси 3 милйон 248 миңға йәткән. Униң башқуруш мәркизи үрүмчидики шималий қовуққа җайлайқан “биңтүән қоманданлиқ шитаби” болған. 1953-Йилдин 1982-йилиға қәдәр биңтуәндә 14 девизийә қурулған. Бу 14 девизийәниң баш шитаби турушлуқ җайлар кейин барғанчә кеңийип, һәр бир девизийәниң мәркизи наһийә дәриҗилик бир шәһәр болуп қурулған. 2019-Йилиға кәлгәндә биңтуәнгә қарашлиқ шәһәрләрниң сани 17 гә йәткән. Биңтуәнгә қарашлиқ айродромлардин үрүмчи дивопу айродроми, шихәнзә гүлбағ айродроми, тумшуқ айродроми қурулған. 2000-Йиллардин кейин биңтуәндин хәлқараға йүзләнгән ширкәтләр тезликтә көпийип, 2019-йили биңтуәнниң омумий кирими 274.707 Милярд йүәнгә йәткән.