Германийәдә “бир аваз, бир қәдәм” рәсим көргәзмиси паалийити өткүзүлди
2019.03.15
Германийәдә өткүзүлгән “бир аваз, бир қәдәм” рәсим көргәзмиси паалийитидин бир көрүнүш. 2019-Йили 15-март. Мюнхен, германийә.
Бүгүн 15-март күни германийәниң мюнхен шәһиридики сода вә саяһәт мәркизи болған мәрйәм мәйданида “бир аваз, бир қәдәм” намидики рәсим көргәзмиси башланди.
Бу паалийәтниң тәшкиллигүчиси, америкадики уйғур сиясий актиплардин рошән аббас ханимниң билдүрүшичә, түнүгүн тунҗи көргәзмә вашингтонда нәтиҗилик өткүзүлгән. Бу рәсим көргәзмиси паалийити йәнә дунядики 15 дөләт, 33 шәһәрдә охшимиған вақитларда өткүзүлидикән. Бу паалийәтниң германийәниң 4 чоң шәһиридә арқа-арқидин елип берилиши пиланланған икән.
Мюнхен шәһиридики мәрйәм мәйданида бүгүн өткүзүлгән рәсим көргәзмиси паалийитигә дуня уйғур қурултийи вәкиллиридин башқа йәнә мюнхенда яшайдиған бир қисим уйғур әр-аяллар вә балилар қатнашти. Паалийәттә көргәзмә қилинған рәсимләр хитайниң уйғур диярида тәсис қилған җаза лагерлириға қамалған зиялийлар, диний затлар, һәр саһә уйғур мәшһур шәхслири, лагерда һаятидин айрилған кишиләр вә уйғур дияриниң җуғрапийилик һәм сиясий муһитлирини әкс әттүридиған көрүнүшләрдин тәркиб тапқан иди.
Бу паалийәткә қатнашқан д у қ фондиниң мудири абдуҗелил әмәт әпәндиниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити б д т да вә хәлқара мәтбуатларда бу лагерларниң җаза лагерлири әмәс, бәлки “техникилиқ тәрбийиләш мәркизи” икәнликини тәкрар илгири сүрүватқан бир чағда дуняниң һәр йәрлиридә рәсим көргәзмиси паалийити арқилиқ бу ялғанчилиқни паш қилиш, хитайниң әпти-бәширисини ечип ташлаш, муһаҗирәттики уйғур миллий һәрикитиниң еһтияҗи нуқтисидин зор әһмийәткә игә бир һадисә һесаблинидикән.
Мюнхен шәһиридики чоңлар мәшрипиниң қазиси, җамаәт әрбаби аблимит турсун әпәнди нәқ мәйданда зияритимизни қобул қилғанда “бизниң хитайға қарши бу күришимиз пәқәт җаза лагерлири тақалғичила әмәс, бәлки вәтинимиз шәрқий түркистан толуқ азад болғучә давамлишиду,” дегәнләрни тилға алди.
Паалийәт чүштин кейин саәт 15:30 да башлинип, 17:00 да ахирлашти. Паалийәтчиләр пәқәт рәсим көргәзмиси өткүзүпла қалмай, бәлки йәнә хитайниң җаза лагерлири сияситигә қарши алдин һазирланған тәшвиқат вәрәқилирини тарқатти һәмдә қизиққучи йәрлик аммиға уйғур дияриниң нөвәттики вәзийитини чүшәндүрүп, хитай һакимийитиниң җинайәтлирини паш қилди.
Бу паалийәткә иштирак қилған “германийә уйғур анилар бирлики” ниң муавин рәиси һәлимә ханимму паалийәт һәққидә өз тәсиратлирини баян қилип өтти.
Игилишимизчә, бүгүндин башлап австралийә, канада вә явропаниң көплигән мәркизий шәһәрлиридә “бир аваз, бир қәдәм” намидики рәсим көргәзмиси паалийәтлири қанат яйидикән.









