Америка хитайниң “бир бәлвағ бир йол” пиланини бит-чит қилиш қәдимини басқан

Мухбиримиз җәвлан
2022.08.29
Бейҗиң-москва зомигәрликигә қарши коллектип мудапиә иттипақи-NAIPTO ни қуридиған пәйт кәлдиму? Америка президенти җав байдән G7 нәқ мәйдандики ахбарат елан қилиш йиғинида сөзлимәктә. 2022-Йили 26-июн, германийә.
AP

CNN Ториниң хәвәр қилишичә, америка президенти җов байден бу йил язда американиң алий дәриҗилик әмәлдарлири билән бирликтә дуняни айлинип, намрат дөләтләргә нәччә йүз милярд долларлиқ ярдәм беридиғанлиқини вәдә қилған болуп, көзәтчиләр буни хитайниң “бир бәлвағ бир йол” пилани билән риқабәтлишиш вә уни тохтитиш қәдиминиң башлиниши дәп қаримақта икән.

Америка ташқий ишлар минситири антони билинкенниң билдүрүшичә, америка президенти җов байден 6-айда “йәттә дөләт гуруһи” дики дөләт рәһбәрлири билән көрүшкәндә, “намрат дөләтләр билән болған ул әслиһә қурулушидики пәрқни азайтиш”, 2027-йилғичә буниңға 600 милярд доллар мәбләғ аҗритиш һәққидә ортақ вәдә беришкән, америка буниңға 200 милярд доллар аҗритидиғанлиқини билдүргән.

Антони билинкен йәнә американиң африқаға ярдәм бериш пиланини ашкарилиған болуп, һәр қандақ дөләтниң өз еһтияҗиға қарап мәбләғ киргүзүш, қәрз ишлирида очуқ-ашкарә, лилла болушни тәләп қилиш һоқуқи болидиғанлиқини билдүрүп, хитайниң “бир бәлвағ бир йол” пиланидики қәрз тозиқини йошурун тәнқидлигән.

Истратегийә мутәхәсиси, доктор әркин әкрәм хитайниң қәрз тозиқиға чүшкән дөләтләрниң әмди бесим һес қиливатқанлиқини, бәзи дөләтләрниң униңдин һушяр болуватқанлиқини билдүрди.

Америкадики сиясий анализчи андерс кор бу һәқтә радийомизға йоллиған инкасида, америка вә “7 дөләт иттипақи” ниң бу пиланини хитайниң җаһангирлик қара нийитини тосуш үчүн түзүлгән истратегийә дәп қарайдиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “‛7 дөләт иттипақи‚ ниң намрат дөләтләргә ярдәм қилиши хитайниң ‛бир бәлвағ бир йол‚ ға нәччә йүз милярд доллар хәҗләп пүтүн дуняға өз тәсирини вабадәк ямритишини тосуш үчүн йолға қоюватқан истратегийәси. Бу ‛бир қолда тамақ, бир қолда таяқ‚ истратегийәсидур, әмма бу йәрдә иккинчи таяқ лазим, у болсиму хитай билән русийәгә охшаш дөләтләрниң чәкләнгән ширкәтлири билән сода қиливатқан дөләтләргә җаза йүргүзүш”.

Истратегийә мутәхәсиси, доктор әркин әкрәмниң қаришичә, америка вә явропаниң намрат дөләтләрни йөләш пилани хитайниң иқтисадий кеңәймичиликигә қарши дуняви иқтисадий көләм һасил қилиш үчүн икән.

Хәвәрдә көрситилишичә, хитай он йилдин бери “бир бәлвағ бир йол” қурулушиға көпләп мәбләғ селип келиватқан болуп, америкадики виллиям-мари тәтқиқат мәркизи AidData ниң из қоғлап тәкшүричә, хитай 2013-йилдин 2017-йилғичә болған 5 йил ичидила һәр йил 85 милярд доллар сәрп қилип, оттура асия, җәнуби асия, африқа, латин америкаси вә бир қисим явропа дөләтлиридә ул әслиһә қурулуши елип барған. Оттура асия дөләтлиридин кесип өтүп, түркийә арқилиқ явропаға тутишидиған төмүр йоллар, қәшқәрдин пакистанниң гвадар портиғичә баридиған төмүр йол иқтисад каридори, африқадики папуа йеңи гевинийәдин кенийәгә қәдәр селинған юқири сүрәтлик ташйоллар, сириланкадин ғәрбий африқаға қәдәр қурулған деңиз портлири, латин америкасидин шәрқий җәнубий асияға қәдәр тәминләнгән учур-алақә әслиһәлири буниң өрнәклири һесаблинидикән.

Доктор андерс кор хитайниң иқтисадий күчигә сәл қаримаслиқ керәкликини билдүрүп мундақ дәйду: “хитайниң нурғун күчлүк тәрәплири бар. Биз униң қисқа муддәтлик иқтисадий қийинчилиқиға қарапла униң билән күрәш қилиштин ваз кәчмәсликимиз керәк. Бу дөләт 1960-йиллардики намратлиқтин, бүгүн дунядики әң чоң сетивелиш күчигә игә дөләткә айланди. Хитай демократик дөләт болмиғичә, һечким ястуқни егиз қирлап ухлимисун.”

Гәрчә хитайниң ғайәт зор мәблиғи юқириқи дөләтләр тәрипидин қарши елинсиму, әмәлийәттә буниңға хитайниң қәрз тозиқи йошурунған болуп, у дөләтләрни қәрзгә боғуп қойған. AidData Хитайниң “йошурун қәрзи” һәққидә мәлумат бәргән болуп, униңда көрситилишичә, хитайдин қәрз алғучилар һөкүмәт әмәс, бәлки, мәлум түрни һөддигә алған хусуси ширкәтләр яки карханилар икән. Әмма қәрз һөҗҗитигә саһибхана һөкүмәтниң бу ширкәтләргә капаләтчи болидиғанлиқини йезиш тәләп қилинидикән. Әгәр қәрз алғучилар өлчәмгә йәткүзүп иш қилмиса, бу қәрзни төләш мәсулийити шу һөкүмәткә йүклинидикән.

Нәтиҗидә, “бир бәлвағ бир йол” рамкисиға кирип қалған нурғун дөләтләр хитайниң қәрз тозиқиға чүшкән, чирик һөкүмәтләр қәрзгә патқан. Сириланкада хәлқ һөкүмәткә қарши қозғалған, малайсияда хитай билән малайсия бирлишип мәбләғ салған “деңиз бойи шәһәрчиси” ниң олтурақ бина қурулуши тохтап қалған. Йәнә бәзи дөләтләрдики қурулушлар астилап қалған вә хитайниң мәблиғигә қарашлиқ болуп қалған.

Хәлқара иқтисадниң өзгириши, американиң хитай маллиридин алидиған таможна беҗини өрлитиши, таҗсиман вирусниң ямриши, хитайдики дөләт карханилириниң күчийип, пуқрави карханиларниң чәклимигә учриши қатарлиқ сәвәбләрдин хитайниң иқтисадиму чекингән болуп, “бир бәлвағ бир йол” қурулушиға бурунқидәк көп мәбләғ чиқиралмайдиған болуп қалған. AidData Хитай тәрәққият фонди түриниң мәсули вә тәтқиқатчиси әммар малик (Ammar Malik) ниң мухбирға дегән сөзигә қариғанда, хитайниң “бир бәлвағ бир йол” қурулушиниң 35 пирсәнти муһитни булғаш, һөкүмәттики чириклик, әмгәк қануниға хилаплиқ қилиш қатарлиқ мәсилиләр түпәйлидин һәр хил қийинчилиққа йолуққан.

Доктор әркин әкрәм әпәнди хитайниң бу “бир бәлвағ бир йол” қурулушиниң хитайниң арзу қилғинидәк оңушлуқ болушиниң қийин икәнликини билдүрди.

Хитайниң “бир бәлвағ бир йол” пиланида уйғур райониниң орни наһайити муһим болуп, хитай һөкүмити уйғурларни бу пиланниң оңушлуқ елип берилиши үчүн йошурун хәвп вә тосалғу дәп қариған. Андерс кор уйғурларниң бу пилан үчүн қурбан берилгәнликини билдүрүп мундақ дәйду: “хитай өз ичидики миллий вә диний хәлқни бастуруш, зөрүр тепилғанда уларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүш арқилиқ уларни пүтүнләй контрол қилишқа вә хитайлаштурушқа урунмақта. Йәни хитай һөкүмити һечқандақ орган, милләт, дин яки дөләтниң өзигә өктә чиқишини халимайду. Хитай йәнә өз чеграсини кеңәйтишкә урунмақта, хитайниң дуняға ахир хоҗа болуш ғәризигә һечнемә тоғра кәлмәйду”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.