Бишкәк шәһиридә уйғур рәссам сабитҗан бабаҗанофниң рәсим көргәзмиси ечилди

Бишкәктин ихтиярий мухбиримиз ферузә тәйярлиди
2024.12.12
sabitjan-babajanov-13

Сазәндиләр 2024-йили 10-декабир, бишкәк RFA/Feruze

sabitjan-babajanov-12

Атақлиқ рәссам сабитҗан бабаҗанофниң “юмшақ қәләм бәлгиси” намлиқ шәхсий рәсим көргәзмисидин бир көрүнүш. 2024-Йили 10-декабир, бишкәк RFA/Feruze

sabitjan-babajanov-11

Көргәзмигә қоюлған рәсимләр 2024-йили 10-декабир, бишкәк RFA/Feruze

sabitjan-babajanov-10

Қәдимки идиқут 2024-йили 10-декабир, бишкәк RFA/Feruze

sabitjan-babajanov-09

“қирғизистан сүрәтчиләр иттипақи” ниң пешқәдәм рәссами абдувәли (солдин иккинчи киши) борунбаив сабитҗан бабаҗаноф билән биллә. 2024-Йили 10-декабир, бишкәк RFA/Feruze

sabitjan-babajanov-08

Көргәзмигә қоюлған рәсимләр 2024-йили 10-декабир, бишкәк RFA/Feruze

sabitjan-babajanov-07

Атақлиқ рәссам сабитҗан бабаҗанофниң “юмшақ қәләм бәлгиси” намлиқ шәхсий рәсим көргәзмисидин бир көрүнүш. 2024-Йили 10-декабир, бишкәк RFA/Feruze

sabitjan-babajanov-06

Атақлиқ рәссам сабитҗан бабаҗанофниң “юмшақ қәләм бәлгиси” намлиқ шәхсий рәсим көргәзмисидин бир көрүнүш. 2024-Йили 10-декабир, бишкәк RFA/Feruze

sabitjan-babajanov-05

Атақлиқ рәссам сабитҗан бабаҗанофниң “юмшақ қәләм бәлгиси” намлиқ шәхсий рәсим көргәзмисидин бир көрүнүш. 2024-Йили 10-декабир, бишкәк RFA/Feruze

sabitjan-babajanov-04

Сабитҗан бабаҗаноф сиңлиси гүлбаһар билән биллә. 2024-Йили 10-декабир, бишкәк RFA/Feruze

sabitjan-babajanov-03

Өйгә 2024-йили 10-декабир, бишкәк RFA/Feruze

sabitjan-babajanov-02

Аилә 2024-йили 10-декабир, бишкәк RFA/Feruze

sabitjan-babajanov-01

Атақлиқ рәссам сабитҗан бабаҗанофниң “юмшақ қәләм бәлгиси” намлиқ шәхсий рәсим көргәзмисидин бир көрүнүш. 2024-Йили 10-декабир, бишкәк RFA/Feruze

10-Декабир күни қирғизистан пайтәхти бишкәк шәһириниң әң чоң сода мәркизидин орун алған “галлерея M” көргәзмә залида атақлиқ рәссам сабитҗан бабаҗанофниң “юмшақ қәләм бәлгиси” намлиқ шәхсий рәсим көргәзмиси ечилди.

Мәзкур көргәзмидә юмшақ қәләм билән сизилған 50 тин артуқ әсәр сәнәт сөйәрләрниң һузуриға һавалә қилинди. Рәссамниң иҗадийитидә тәбиәт вә вәтән темилири муһим рол ойнайду. Көргәзмә әсәрләрниң ичидә “қәдимки идиқут”, “момам”, “тамларниң үстидә”, “сазәндиләр”, “төгиләр” қатарлиқ рәсимләр көргәзмә залиниң тамлириға алаһидә зиннәт қошқан иди.

Иҗадийәт паалийитигә “явро-асия сүрәтчиләр иттипақи” ниң вәкили әзим әхмәтов, сәнәтшунас мерим әхмәтқулова, “қирғизистан сүрәтчиләр иттипақи” тәркибидики рәссамлар, қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң әзалири, түркийә “анатолийә агентлиқи” ниң мухбирлири, гезит мухбирлири, чәт әллик тамашибинлар вә көп санда сәнәт сөйәрләр қатнашти.

 “явро-асия сүрәтчиләр иттипақи” ниң вәкили әзим әхмәтов мәзкур көргәзминиң рәсмий ечилиш қисмида сабитҗан бабаҗанофниң иҗадийити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “мән сабитҗан бабаҗанофниң бүгүнки көргәзмисигә қатнашқинимдин бәк хурсәнмән. Меним қаришимчә, гирафик техникисида рәсим сизиш алаһидә зор бир маһарәт. Чүнки бир қәләм билән, йәни пәқәт ақ вә қара бояқлар билән рәссам һәм қуяш, һәм асман, һәм су, һәм көк чөпләрни бир әсәр қилип яратти. Мушу әсәрләрдә биз рәссамниң ички дуняси вә һессиятлирини көрүватимиз. Бу көргәзмидә сабитҗан ака билән биргә болуш мән үчүн интайин әһмийәтлик бир пурсәт. Чүнки сабитҗан ака мәрһум дадам билән бир нәччә көргәзмиләрни уюштурған. Униң китаблирида дадам, казат ахматов вә униң иҗадийити әскәртилгән.”

Ечилиш мурасимида “қирғизистан сүрәтчиләр иттипақи” ниң әзалири ихтиярий сөзгә чиқип рәссамниң маһаритигә юқири баһа бәрди һәмдә башқа рәссамларни сабитҗан бабаҗанофниң әсәрлирини үлгә қилишқа тәвсийә қилди.

Шу қатарда қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң вәкили, уйғур академийәси явро-асия тармиқиниң муавин рәиси әкбәрҗан бавудуновму сөзгә тәклип қилинип, сабитҗан бабаҗанофни мәзкур көргәзминиң мувәппәқийәтлик ечилғанлиқи билән тәбриклиди.

Мәзкур паалийәтниң вуҗудқа чиқишиға зор төһпиләрни қошқан османҗан бабаҗаноф зияритимизни қобул қилип сабитҗан бабаҗанофниң яшлиқ чеғидинла наһайити тиришчан вә меһнәткәш бир рәссам болғанлиқини, шундақла акисиниң әсәрлиридин вәтинини тонуғанлиқини тәкитлиди.

Назук сүрәтләрдин тәшкил тапқан көргәзмидә маһирниң “су бояқ (aquarelle)”, “айтматовни сизиш”, “өтмүш билән келәчәк оттурисидики йәттә көврүк”, “йолға чиққан карванниң излирида…” қатарлиқ рәсим китабчилириму алаһидә көзгә челиқиду.

Радийо зияритимизни қобул қилған сабитҗан бабаҗаноф ака өзиниң иҗадийити тоғрисида тохтилип, вәтән темиси, болупму тәклимакан вә төгиләр һәққидики мәзмунларниң алаһидә орун игилигәнликини тәкитлиди.

Шуни тәкитләп өтүш керәкки, сабитҗан бабаҗаноф 83 яшқа киргән болсиму һармай-талмай иҗадийитини давамлаштурмақта. Бу йилқиси рәссамниң үчинчи қетимлиқ шәхсий көргәзмиси һесаблиниду. Униң һәр бир көргәзмиси охшимиған бир мавзуда өткүзүлүп, охшимиған әсәрләр арқилиқ тамашибинларни җәлп қилип кәлмәктә.

Сабитҗан бабаҗанофниң бу қетимқи көргәзмисини тәшкиллигүчиләрниң бири, рәссамниң ярдәмчиси гүлшат йолдашева ханим радийо зияритимизни қобул қилғанда сабитҗан акиниң иҗадийитидә һәр даим уйғурлуқ роһи көрүнүп туридиғанлиқини тилға елип мундақ деди: “униң томурида уйғурниң қени ақиду. У аддий бир уйғур әмәс, бәлки һөрмәткә сазавәр бир аилиниң пәрзәнти. Әйни вақитта у һеч қачан уйғур җамаити билән алақисини үзмигән. У уйғурлуқини өз әсәрлиридә тәсвирләштин тохтап қалмиған. Шәхсән мән үчүн бир уйғурчә нәғмә-нава шопен яки гайдән яки башқиларниң консертлириға қариғанда мени көпрәк һаяҗанға салиду. Чүнки у қенимиздин қайнап чиқиду. Сабитҗан бабаҗанофму шундақ. Биз уйғурлуқимиздин һәргиз ваз кәчмәймиз һәм кечәлмәймиз.”

Сабитҗан бабаҗаноф 1941-йили ғулҗа шәһиридә туғулған. Бовиси салиҗанбай бабаҗаноф миллий инқилабқа актип қатнишип, йәр вә су идарисиниң мәсули сүпитидә хизмәт көрсәткән. Әмма бәхткә қарши мав зедуң дәвридә совет иттипақиға көчүп кетишкә мәҗбур болған вә 1955-йили ата-бовилири билән қирғизистанниң талас областиға көчүп маканлашқан.

Сабитҗан камал оғли бабаҗаноф қирғизистан җумһурийитиниң мәдәнийитигә зор һәссә қошқан шәхс. 1993-Йили қирғизистан җумһурийитидә “әмгәк сиңдүргән рәссам” дәп тәқдирләнгән. У һазир қирғизистан сүрәтчиләр иттипақиниң әң һөрмәтлик рәссамлириниң бири, шундақла “иттипақ” җәмийитиниң актип әзаси.

 “иттипақ” җәмийити тәркибидики “микро район” мәһәллисиниң йигит беши данияр мамтиллайев бу мунасивәт билән радийо зияритимизни қобул қилди. У сабитҗан бабаҗанофниң рәсимлири уйғур мәдәнийити вә тарихини өз әсәрлиридә әкс әттүрүп келиватқанлиқини, бу рәсимләрниң өзи бәш йешида айрилишқа мәҗбур болған вәтини-уйғур диярини әслитидиғанлиқини билдүрди.

Көргәзмә 4-январғичә давам қилинидиған болуп, зиярәтчиләр вә сәнәт һәвәскарлири йеңи йил байрамлирида келип көрсә вә рәсимләрни сетивалсиму болиду. Рәссамниң дәсләпки сүрәтлири албом китабчилиридә нәшр қилинған. “су бояқ” намлиқ албумида болса, мәзкур көргәзмидики рәсимләр, чиңғиз айтматовниң иҗадийити һәққидики сүрәтләр, уйғур хәлқиниң атақлиқ шәхслири, җүмлидин әхмәтҗан қасими, лутпулла мутәллип, мәһмуд кашиғәри, йүсүп баласағуни вә башқиларниң рәсимлири, шундақла вәтәнниң тәбиәт мәнзирилири йәр алған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.