Антоний блинкен американиң хитайни тизгинләш нишанини билдүрди

Мухбиримиз җәвлан
2022.05.27
Антоний блинкен американиң хитайни тизгинләш нишанини билдүрди Америка ташқи ишлар министири антоний билинкен(Antony Blinken) әпәнди американиң хитай сиясити һәққидә сөзлимәктә. 2022-Йили 26-май, вашингтон.
AP

Америка ташқи ишлар министири антоний блинкен 26-май күни американиң хитайға қаритидиған сиясәтлири һәққидә мәхсус баянат берип, гәрчә һазир американиң русийә қатарлиқ рәқиблири болсиму, асаслиқ диққәтни хитайниң иқтисадий вә һәрбий тәһдитлиригә мәркәзләштүрүши керәкликини билдүргән.

Антоний блинкен җорҗ вашингтон университетида қилған сөзидә мундақ дегән: “президент путин башлатқан уруш гәрчә давам қиливатқан болсиму, биз йәнила узун муддәтлик тәһдиткә учраватқан хәлқара тәртипкә диққитимизни мәркәзләштүрүшимиз керәк. Бу тәһдитни хитай хәлқ җумһурийити кәлтүрүп чиқарди. Чүнки хитай өзиниң иқтисадий, һәрбий вә техника күчи һәмдә ташқи сиясити арқилиқ хәлқара тәртипни өзгәртишкә урунуватқан бирдинбир дөләт”.

Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң муавин рәиси, адвокат нури түркәл әпәнди бу йиғинға иштирак қилған болуп, у радийомизға қилған сөзидә американиң асаслиқ диққәт нуқтисини хитайни чәкләшкә қаритишниң америкадики һәр икки партийәниң бирдәк ирадиси икәнликини билдүрди.

Антоний блинкен бу нутқида хитайниң һазир күчлүк вә зораван бир дөләткә айланғанлиқини билдүрүп мундақ дегән: “хитай һазир 50 йил бурун сабиқ президент нексон зиярәт қилғандики хитайға охшимайду. Хитай һазир пүтүн дуняға тәсир көрситиватқан, дуняни өз қолиға елишқа интиливатқан, дунядики 2-чоң иқтисадий гәвдә болған бай вә күчлүк бир дөләт. Дунядики чоң техника ширкәтлириниң һәммисиниң хитайда баш штаби бар, хитай кәлгүсидә техника вә санаәттә йетәкчи орунға өтмәкчи; хитай армийәси тез сүрәттә заманивилишип, дунядики әң күчлүк һәрбий қошунға айланмақчи. Хитай йәнә һинди-тинч окяндики тәсир күчини кеңәйтип, дуняға хоҗа болмақчи”.

“ню-йорк вақти гезити” дә елан қилинған бир мақалидә, антоний блинкенниң: “биз хитай һөкүмитиниң өз тәрәққият йөнилишини өзгәртишидин үмид күтмәймиз. Шуңа биз хитайни орап турған истратегийәлик муһитни йеңидин бәрпа қилиш арқилиқ өзимизниң ечиветилгән, кәңчил хәлқаралиқ системимизни қуруп чиқимиз” дегән сөзи тәһлил қилинип, “байден һөкүмитиниң мәқсәт-нишани асиядики бу ‛дәриҗидин ташқири чоң дөләт‚ ниң күнсери күчийиватқан тәһдитини тизгинләйдиған истратегийәлик муһит яритиш” дейилгән.

Америкадики рәнд сиясәт тәтқиқат мәркизиниң хитай ишлири анализчиси тимоси хет (Timothy R. Heath) Антоний блинкенниң бу нутқини шәрһләп мундақ деди: “антоний блинкен бу нутқида хитайға қаратқан истратегийәлик сиясәттә мәбләғ селиш, һәмкарлиқ вә өз ара мәнпәәт йәткүзүш дегән үч уқумни тәкитлиди. Мениң билишимчә, униң демәкчи болғини, ‛биз әгәр хитайниң аз санлиқ милләтләргә йүргүзүватқан қәбиһ зораванлиқиға қарши җаза йүргүзсәк, хитай уларға селиватқан зулумини юмшитиши мумкин. Әгәр хитай аз санлиқ милләтләргә яхши сиясәт йүргүзсә, бизму хитайға болған җазани йәңгиллитимиз‚ дегәндин ибарәт. Антоний блинкен йәнә американиң өз иттипақдашлири билән зич һәмкарлишидиғанлиқини ейтти, әгәр биз хитайниң зулумиға қаршилиқ билдүрүп уни җазалисақ, башқа дөләтләрму шундақ җаза қоллиниду. Шуңа мәнчә, америка һеч болмиғанда көплигән дөләтләр билән бирлишип хитайға бесим ишлитип, шинҗаңдики уйғурлар мәсилисидә хитайға иқтисадий яки дипломатийә җәһәттә җаза йүргүзүши керәк”.

Антоний блинкен йәнә хитайниң бу һалға келишидә, ши җинпиңниң баш рол ойниғанлиқини көрситип мундақ дегән: “коммунист хитай һакимийити рәис ши җинпиңниң рәһбәрликидә техиму мустәбит, техиму өктәм болуп кәтти. Хитайниң дөләт ичидә кәң-көләмлик тәқиб-назарәт системиси орнатқанлиқи вә 80 нәччә дөләткә бу техникини експорт қилғанлиқиға қарисақла буни биләләймиз. Хитай йәнә җәнубий деңизда кеңәймичилик қилди, район тинчлиқи вә хәвпсизликигә, деңиз йоли вә сода әркинликигә бузғунчилиқ қилди”.

Америкадики кор аналитик тәтқиқат мәркизиниң қурғучиси андерс кор бу һәқтә твиттерға йоллиған инкасида мундақ дегән: “антоний блинкен ахир хитай рәиси ши җинпиңниң исмини тилға елип туруп тәнқидлиди. Әмма у техиму илгирилигән һалда хитай компартийәсини тәнқидлиши керәк. Ши җинпиң пәқәт хитайчә алаһидиликкә игә бу фашистик партийәниң әң бурунқи нишани вә истратегийәсидә чиң туруп, уни техиму яхши иҗра қиливатиду”.

3 Ай аввал русийә украинаға һуҗум қилғандин кейин, хитай һөкүмити русийәни ашкара қоллиған болуп, русийә билән бирлишип, америка башчилиқидики ғәрб әллиригә қарши йеңи дуня тәртипи орнатмақчи болғаниди. Антоний блинкен бу һәқтә тохтилип мундақ дегән: “русийә украинаға һуҗум қилишниң алдида ши җинпиң билән путин көрүшүп, икки дөләт достлуқиниң чәклимисиз икәнликини баян қилишти. Техи мушу һәптидә президент җов байден японийәни зиярәт қиливатқан күнләрдә хитай билән русийә бирликтә бомбардиманчи айропиланлар маневири өткүзди. Хитай һөкүмити виладимир путинниң украинаниң игилик һоқуқиға таҗавуз қилип, явропаниң хәвпсизликигә тәһдит салған бу урушини қоллиди. Бу һадисә биз үчүн, һинди-тинч окян районида яшаватқанлар үчүн бир агаһландуруш сигнали”.

У йәнә хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә тохтилип мундақ деди: “америка дунядики һәр қайси дөләт вә хәлқлири билән бирликтә, шинҗаң районида йүз бериватқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәткә қарши туриду. Бу райондики бир милйондин артуқ хәлқ миллий кимлики вә диний етиқади сәвәбидин лагерларға қамалди. Хитайниң шинҗаң вә тибәттә яшайдиған милләтләр вә етиқадчи хәлққә қаратқан сиясити вә башқа нурғун қилмишлири ‛бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң асасий қануни‚ға, шундақла барлиқ дөләтләр риайә қилишқа тегишлик ‛дуня кишилик һоқуқ хитабнамиси‚ға хилап”.

Нури түркәл әпәнди блинкенниң бу нутуқта оттуриға қойған мәбләғ селиш, иттипақдашлар билән һәмкарлишиш вә риқабәт қатарлиқ муһим нуқтилирини тилға алди вә уларниң уйғурлар мәсилиси билән болған бағлинишини чүшәндүрди.

Нури түркәл әпәндиниң билдүрүшичә, у бу нутуқтин кейин пикир берип, американиң хитайға йүргүзидиған сияситидә уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш мәсилисидә муһим рол ойнайдиған тәдбирләрни көрситип өткән.

Антоний блинкен сөзиниң ахирида, икки дөләт арисидики риқабәтниң тоқунушқа елип бармаслиқи керәкликини, американиң мәқситиниң хитайни вәйран қилиш әмәс, бәлки хитай бузғунчилиқ қиливатқан хәлқара тәртипни қоғдаш икәнликини, әгәр американиң дөләт хәвпсизлики вә мәнпәәти хирисқа учриса тәһдитни йоқитиш үчүн өз иттипақдашлири билән бирлишип күрәш қилидиғанлиқини билдүргән. Йәни америка һәрбий күч җәһәттинла әмәс, иқтисад, техника, учур-ахбарат, дипломатийә җәһәттә өз иттипақдашлири билән һәмкарлишип, хитайниң дуняви тәһдитигә бирликтә тақабил туридикән. Униң ейтишичә, президент җов байден америка дөләт мудапиә минситирлиқиға йолйоруқ берип, хитайдин келидиған тәһдиткә тақабил туруш, һәрбий техника җәһәттә үстүнлүкни сақлашни алдинқи пиланға елишни буйруған. Президент байден алдинқи һәптә шәрқий асия дөләтлиригә қилған зияритидә, әгәр хитай тәйвәнгә һуҗум қилип қалса, американиң тәйвәнни қорал күчи билән қоғдайдиғанлиқини ениқ билдүргәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.