Мутәхәссисләр: “ню-йоркта ечилған C5+1 йиғини оттура асия дөләтлири вә америка үчүн тарихий әһмийәткә игә”

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2023.09.21
Biden-C5-1-ottura-asiya-yighini Оттура асия җумһурийәтлириниң башлиқлири билән америка башлиқлири учришишидики көрүнүш, оңдин солға түркмәнистан пирезиденти сәрдар бәрдимуһәммәдов, қирғизистан пирезиденти садир җаппаров, америка ташқи ишлар министири антони билинкен, америка пирезиденти җов байден, қазақистан пирезиденти қасим җомарт тоқайив, таҗикистан пирезиденти имам әли раһман, өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзияйев, 2023-йили 19-сентәбир, ню-йорк
AFP

Америка армийәси афғанистандин чекингәндин буян, американиң оттура асия җумһурийәтлиригә болған диққәт нәзәри илгирики вақитларға қариғанда хели дәриҗидә бошап қалған иди. Америка пирезиденти җов байден 19-сентәбир күни бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң ню-йорктики баш иштабида чақирилған 78-нөвәтлик йиллиқ йиғининиң яндашма паалийәтлири җәрянида, оттура асия рәһбәрлири билән тунҗи қетим дөләт башлиқлири дәриҗисидә көрүшкән. Униң бу көрүшүштә америка-оттура асия җумһурийәтлири мунасивити бойичә муһим мәсилиләрни тилға елишни, мутәхәссисләр тәрипидин тарихий әһмийәткә игә, дәп қаралмақта.

Ақсарай (White House) тор бетиниң 2023-йили 19-сентәбирдики мәхсус хәвиридә, пирезидент җо байден қазақистан, өзбекистан, таҗикистан, қирғизистан вә түркмәнистан рәһбәрлири билән көрүшкән. Бу учришишта, пирезидент җов байден мундақ дегән: “мениңчә, бу бир тарихий пәйт. Биз оттура асия билән узундин буян қоюқ һәмкарлиқ бәрпа қилдуқ. Бизниң һәмкарлиқимиз оттура асия җумһурийәтлириниң игилик һоқуқи, мустәқиллиқи, земин пүтүнлүкиниң қоғдилиши үчүн бәргән вәдимиз вә пиринсиплар асасида тәрәққий қилди. Мениңчә, бу пиринсиплар һазир илгирики һәр қандақ вақиттикидин бәк муһим. Бүгүн биз һәмкарлиқимизни йеңи пәллигә көтүрдуқ. ”

Радийомизниң зияритини қобул қилған җорҗи вашингтон университетиниң хәлқара мунасивәтләр пирофессори, доктор шан робертс (Sean R. Roberts) Бу һәқтә сөз қилип, америка пирезиденти җов байденниң оттура асия рәһбәрлири билән тунҗи қетим дөләт башлиқлири дәриҗисидә көрүшүшини тарихий әһмийәткә игә деди.

У мундақ деди: “мениңчә, америка пирезидентиниң бу бәш рәһбәр билән тунҗи қетим көрүшүши ишқа ашқан бу йиғин муһим тарихий әһмийәткә игә. Бу йиғинда оттура асияға мунасивәтлик бәк муһим ишлар музакирә қилинған. Болупму америка үчүн бәк муһим болған украинада давамлишиватқан тоқунуш вә хитайниң дуня миқясида күнсери күчийиш мәсилилири музакирә қилинған. Хитай йеқинда, йәни бу йил язда оттура асиядики бәш дөләт билән дөләт башлиқлири йиғини өткүзиду. Бу йиғин гәрчә хитайда өткүзүлгән йиғинлардәк унчивала тәпсилий йиғин болмисиму, әмма мениң қаришимчә американиң бу дөләтләр билән йеқин мунасивәт орнитиши, интайин муһим. Униң үстигә бу йиғинниң пирезидент дәриҗисидә өткүзүлмәкчи болғини бир муһим бир сигналдур. ”

Қазақистанда турушлуқ гио-иқтисад мутәхәссиси, пирофессор шерипҗан надироф әпәнди бу һәқтә радийомизниң зияритини қобул қилип, америка пирезидентиниң оттура асиядики бәш дөләтниң рәһбири билән тунҗи қетим учришишиға юқири баһа бәрди. У, “америка улуғ бир дөләт. Оттура асия дөләтлири америка билән һәмкарлиқни техиму күчәйтишини халайду. Хитай вә русийә қилалмиған ярдәмләрни америка қилалайду” дәп көрсәтти.

Ақсарайниң мәзкур хәвиридә, америка пирезиденти җов байден йәнә мундақ дегән: “америка оттура асиядики хәвпсизлик мәблиғини көпәйтиду. Америка хусусий ширкәтләрниң оттура асия райондики мәбләғ селиш ишлири вә сода-тиҗаритини қоллайду. Районда йеңи типтики һалқилиқ кан мәһсулатлириниң ечилишиға зор әһмийәт бериду” .

Доктор шан робертс, русийәниң украинаға таҗавуз қилиши, оттура асия дөләтлирини өзлириниң сиясий, иқтисадий вә хәвпсизлик мәсилилирини қайтидин көздин кәчүрүшкә үндиди. Шундақла оттура асия җумһурийәтлирини русийә билән хитайға тайинип қалған тәңпуңсиз иқтисадий мунасивитини қайта тәңшәп, америка билән иқтисадий алақә қилишқа йүзләндүрди, дәп көрсәтти. У бу көз қаршини мундақ шәрһлиди:

 “мениңчә, оттура асия дөләтлири русийә билән хитайға тайинип қалған тәңпуңсиз иқтисадий мунасивитини қайта тәңшәп, америка билән иқтисадий алақә орнитишқа қизиқмақта. Нөвәттә оттура асия дөләтлириниң әң көңүл бөлидиған мәсилилириниң бири, американиң бу дөләтләр билән узун муддәтлик, муқим шериклик мунасивитини орнитишни халайдиған-халимайдиғанлиқида. Шуңа билгиниңиздәк, украинадики урушни чөридигән иқтисадий әндишиләр вә буниң оттура асия иқтисадиға болған тәсири бәк муһим. Мениңчә, бу йеқинда өзара алақә, һәмкарлишиш, тәрәққият ярдими вә мәбләғ селиш давам қилиду. Мән бу йиғин җәрянида оттура асиядики бир қисим рәһбәрләрниң өзбекистан вә қазақистандики америка ширкәтлири билән көрүшкәнликидин хәвәр таптим. ”

Шерифҗан әпәнди, бу йиғинниң ечилишиға икки амилниң түрткә болғанлиқини илгири сүрди. Униң тәкитлишичә, буниң бири, “русийәниң украинаға таҗавуз қилишидин кейин, бу райондики гео-сиясий вә иқтисадий муһитиниң өзгириши” ; йәнә бири, “оттура асия дөләтлириниң сода вә иқтисадий җәһәттин хитай вә русийәгә бәкла тайинип қелиши, шундақла уларниң нөвәттә американиң мәблиғигә вә илғар техникисиға болған еһтияҗи” дур.

Пенсилванийә штатлиқ университети шәрқий асия тәтқиқати институтиниң сабиқ пирофессори, америка ташқи ишлар министирлиқиниң сабиқ әмәлдари вилям дуйкер (William Duiker) ниң қаришичә, оттура асия дөләтлиридә сиясий, иқтисадий вә хәвпсизлик җәһәттә көп хиллишиш вә тәңпуңлуққа қизиқиш бар икән. Америка бу алаһидә районниң ишлирида техиму чоң рол ойниялиса, америка үчүн интайин пайдилиқ дәп қарайдикән. У көз қаршини мундақ оттуриға қойди:

 “мениңчә, оттура асиядики бәш дөләт бир гуруппа сүпитидә хитай вә русийә билән болған мунасивитини бузмай вә дүшмәнләшмәй туруп, ғәрб билән, болупму америка билән иқтисадий һәм истратегийәлик мунасивәт қилишни халайду. Америка нуқтисидин елип ейтқанда, америка бу алаһидә районниң ишлирида техиму чоң рол ойниялиса, америка үчүн интайин пайдилиқ дәп қарайду. Мениңчә, хитай билән русийәниң бу райондики тәсирини тәңпуңлаштурушта мәлум рол ойнаш, ениқки бизниң (америкиниң) мәнпәәтимиз үчүн пайдилиқ болиду. ”

Америка билән оттура асия дөләтлири оттурисидики C5 + 1 шәклидики учришиш 2015-йили башланған. Әмма 19-сентәбир күнидики йиғин америка пирезидентиниң оттура асия дөләтлири рәһбәрлири билән тунҗи қетим көрүшүши болуп һесаблинидикән. Америка пирезиденти җов байден бу қетимқи йиғинниң ахирида йеқин тарихта оттура асия җумһурийәтлирини зиярәт қилиш арзусиниң барлиқни ейтқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.