Хитайниң чегра һалқиған бастурушлириниң германийәдики бәзи мисаллири
2023.08.04
Германийәдә нәшрдин чиқидиған “җәнубий германийә гезити” 1-авғуст күни “германийәниң оттурисида-биз силәрни тапалаймиз: хитайлар германийәдә қандақ зиянкәшликкә учраватиду?” намлиқ чоң һәҗимлик бир мақалә елан қилди. Мақалидә хитайниң дөләт һалқиған зомигәрлики вә бастурушлириниң зиянкәшликигә учриған бирқанчә хитайниң кәчмишлири баян қилинған һәмдә муһаҗирәттики уйғурлар дуч келиватқан қисмәтләр мәлум саһәдә йорутуп берилгән.
Мақалә 2010-йили хитайдин германийә пайтәхти берлинға қечип кәлгән су йүтоң исимлик бир хитай қизниң хитай тәһдитигә йолуқуш вәқәсидин башланған. Андин 2017-йили германийәдә сиясий панаһлиқ тилигән сәнәткар яң вейдоң, германийәдә докторлуқ үчүн оқуватқан ху җяңчяв, голландийәдә яшайдиған сиясий паалийәтчи ваң җиңйү қатарлиқ хитайларниң хитай һакимийитиниң чегра һалқиған зораванлиқлириға учраш әһваллири конкрет мисаллар арқилиқ баян қилинған.
Мақалидә оттуриға қоюлушичә, нөвәттики хитай коммунистик һакимийитини яхши көрмәйдиған юқириқидәк муһаҗир хитайларниң қилмишлири хитай яқтурмайдиған ишларни қилиш болған. Мәсилән: су йүтоң әркин асия радийосиға мақалиләр язған вә иҗтимаий таратқуларда хитай компартийәсигә қарши пикирләрни баян қилған, ху җяңчяв хитай әлчиханилириниң алдида хоңкоңлуқларға қошулуп хитайға қарши намайишқа қатнашқан, аниси тәнтәрбийә дохтури болған яң вейдоң хитай тәнһәрикәтчилириниң хәлқара йеник атлетика мусабиқисидә роһландуруш дориси ишләткәнликини ашкарилиған, ваң җиңйү болса хитайға қарши сиясий паалийәтләр елип барған. Шу сәвәбтин, булар охшимиған усулларда хитай һакимийитиниң чәт´әлләргә узарған қара қолиниң тәһдитлиригә йолуққан. Бу хил тәһдит, болупму германийәдә барғансери күчийишкә башлиған.
Дәрвәқә, хитайниң җасуслуқ һәрикәтлириниң германийәдә барғансери күчийиватқанлиқини германийәниң дөләт хәвпсизлик оргини болған “федератсийә асасий қанунни қоғдаш идариси” алдинқи һәптә елан қилған доклатидиму оттуриға қойған. Доклатта җиддий агаһландуруп, хитай җасуслириниң германийәдики пенсийәгә чиққан дөләт әрбаблирини, тәсири күчлүк парламент әзалирини, даңлиқ сиясәтчиләрни һә дәп хитайға саяһәткә тәклип қиливатқанлиқини, хитай җасуслириниң германийәдики охшаш болмиған партийәләрниң рәһбәрлиригә йеқинлишип, уларға тәсир көрситишкә урунуватқанлиқини, нөвәттә германийә җәмийити хитайниң җасуслуқ қилмишлириға қарита сәзгүрлүкни күчәйтмисә болмайдиған һалға кәлгәнлики илгири сүрүлгәниди.
Д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң тилға елишичә, хитайниң чәт´әлдики уйғурларға қаритилған чегра һалқиған бастурушлириниң муһим нишани муһаҗирәттики уйғур миллий һәрикитигә қаритилған. У сөзидә, хитайниң чәтәлләргә узарған қара қолиниң нөвәттә хәлқарада җиддий диққәтни тартиватқан муһим бир мәсилигә айланғанлиқини тәкитлиди.
Мақалидә баян қилинишичә, хитай җасуслири бәзи хитай пуқралири тәрипидин хитайдики торларда “вәтән хаини”, “миллий мунапиқ” дәп әйиблиниватқан бу хилдики өктичи хитайларға қарита асасән төвәндикидәк шәкилләрдә тәһдит селиш усуллирини қоллинидикән:
- Хитай ичидики дөләт хәвпсизлик органлири яки сақчилар қарши тәрәпкә биваситә телефон уруп, хитайға қайтип келишни тәләп қилидикән, буниңға көнмисә, қарши тәрәпниң аилисидикиләрни телефон қилдуруп “қайтип кәлмисәң, бизниң һалимиз чатақ болиду” дегүзүп, уларни биарам қилидикән вә қорқутидикән.
- Чәтәлдики хитай җасуслири өзлири биваситә телефон уруп “хитайға қарши сөз қилмайсән, мақалә язмайсән, яки намайишларға чиқмайсән, әгәр дегинимизни қилмисаң аиләңдикиләр түрмигә қамилиду, һәтта сениң җениңни аилимиз” дәп тәһдит салидикән, кесилгән каллиға охшаш қорқунчлуқ көрүнүшләрни телефон арқилиқ йоллап, уларни чөчүтидикән.
- Чәтәлдики хитай җасуслири һәтта қарши тәрәпниң өйигә қәдәр келип содилишип яки ишик алдилирида турувелип вәһимә салидикән, вәяки қарши тәрәп нәгә барса шу йәргә арқидин сайидәк әгишип берип, сарасимигә салидикән.
- Хитай җасуслири өзлиригә зади баш әгдүрәлмигән бәзи хитайларниң исимликини улар саяһәткә баридиған бәзи дөләтләрдики меһманханиларға әвәтип берип: “бу киши террорчи, бомба партлитиду” дәп қилтақ қуридикән вә қарши тәрәпни паракәндичиликкә учритишқа урунидикән.
- Хитай җасуслири әгәр қарши тәрәп аял киши болса вә уни үндәккә кәлтүрәлмигән болса, униң рәсимини, адресини иҗтимаий таратқуларға ашкариливетип, униң намида өйигә “җинсий херидар” чақиридикән. Су йүтоң исимлик мухбир қиз бу қисмәтләрни яшиған. Униң өйигә тосаттин шәһваний истәк билән келидиған натонуш әрләр пәйда болушқа башлиған. Ақивәттә, буниң хитай җасуслириниң қилмиши икәнлики аян болған.
Мәркизи вашингтондики уйғур һәрикити тәшкилатиниң мудири рошән аббас ханимниң қаришичә, хитайниң чегра һалқиған тәһдитлириниң бесимлириға әң қаттиқ учраватқан милләт уйғурлар икән. У чәтәлдики хитай җасуслириниң уйғурларға қарита узундин буян һәр түрлүк тәдбирләрни кәң даиридә тәтбиқ қилип келиватқанлиқини тилға алди.
“җәнубий германийә гезити” мәзкур мақалисидә уйғурларниң җаза лагерлири арқилиқ учраватқан ирқий қирғинчилиқини қисқичә баян қилип өткәндин кейин, мундақ ибариләрни тилға алған: “бейҗиңниң узарған қолиға дуч кәлгән уйғурлар кәби йәнә бир топлуқ йоқ. Хитайниң ғәрбий районидики түрк қан системисиға тәвә болған уйғурларниң ана юрти шинҗаңда 2017-йилидин етибарән зор көләмдики қайта тәрбийәләш лагерлири системиси бәрпа қилинди, 1 милйондин артуқ уйғурлар у йәрдә ғайиб болуп кәтти, муһаҗирәттики нурғунлиған уйғурлар өз қериндашлири яки қошнилири билән болған алақисидин айрилип қалди. Чәт´әлдин урулған, нәдин кәлгәнлики ениқ болмиған телефонлар, өйдики дадисидин, һаммисидин, сиңлисидин кәлгән телефонларму бәлким җаза лагерлиридин бешарәт бериши мумкин. Йеқинқи йиллардин буян, сүргүн һаятини яшаватқан явропадики уйғурларға тосаттин өз юртидин келидиған телефонларниң сани көпийип кәтти. Даима сафада яки көрүнүшләр алдида олтурушқан сақчилар улар билән мурәссәлишиду.”
Мақалидә д у қ ниң программа йетәкчиси, қурултай аяллар комитетиниң мудири зумрәт´ай әркинниң баянлириғиму орун бәргән. Зумрәт´ай әркин сөзидә, хитай һакимийитиниң юқириқидәк тәдбирләрни уйғурларға кәң даиридә тәтбиқлаватқанлиқини оттуриға қоюп: “улар бизниң туғқанлиримизни гөрүгә еливалди. Д у қ ниң мәркизи җайлашқан мюнхенда илгири хитайға қарши намайишларға 200-300 киши чиқатти, һазир болса бу сан төвәнләп кәтти, әркин дунядики уйғурларму хитай тәһдитиниң көләңгиси астида яшимақта” дегәнләрни тилға алған. Уму бүгүн бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, өз қарашлирини ипадә қилип өтти.