“чекиниш таллаш әмәс” намлиқ әсәрдә уйғур қизлириниң өз миллитигә игә чиқиш җасарити тәсвирләнди
2023.08.14
11-Авғуст күни “җәнубий германийә гезити” дә, германийәдә яшаватқан зумрәтай әркин вә әсма мәмтиминдин ибарәт икки уйғур қизи зиярәт обйекти қилинған “чекиниш таллаш әмәс” намлиқ бир әсәр елан қилинди. “германийәдики уйғур актиплири хитайдики уйғурларни қоллимақта” дегән мавзу қошумчә қилинған бу әсәрдә, бу икки уйғур қизиниң, милйонлиған әзалири җаза лагерлириға қамалған вә ирқий қирғинчилиқниң қурбаниға айланған миллитигә игә чиқиш йолида елип барған сиясий паалийәтлири тәсвирләнгән.
Әсәргә “мусулман аз санлиқлардин болған уйғурлар германийәдә анчә тонушлуқ әмәс. Хитайда болса, уйғурлар зиянкәшликкә учримақта вә тутқун қилинмақта. Икки нәпәр сиясий актип қиз тәһдитләргә қаримай, уйғурларниң һәқ-һоқуқини қоғдашниң қандақ болидиғанлиқи баян қилди” дегән җүмлә кириш сөз қилинған.
“чекиниш таллаш әмәс” намлиқ бу әсәрдә уйғурларниң җаза лагерлириға қамилип тартиватқан хорлуқлири, инсанларниң буни “ирқий қирғинчилиқ” дәп атаватқанлиқи, б д т ниң 2022-йили “инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүрүши мумкин” дәп доклат елан қилғанлиқи әскәртилгән. Шундақла 20 милйонлуқ нопусқа игә бу милләтниң 90 пирсәнтиниң хитай “шинҗаң уйғур аптоном райони” дәп атайдиған земинда яшайдиғанлиқи, нурғун кишиләрниң “уйғур болушниң тәслики” сәвәбидин вәтинини тәрк етип башқа дөләтләргә һиҗрәт қилғанлиқи, бу икки уйғур қизиниң ата-анисиниңму мушу сәпкә тәвәлики тәкитләнгән .
Әсәрдә йәнә һазир германийәдә 1500 дин артуқ уйғур яшайдиғанлиқи, бу уйғурларниң вәтәндики азаб-оқубәт ичидә қалған өз хәлқигә игә чиқиш йолида тиришчанлиқлар көрситиватқанлиқи, зумрәтай әркин вә әсма мәмтиминдин ибарәт бу икки уйғур қизиниңму хитайниң тәһдитлиригә қаримай өз вәтини үчүн тинимсиз бәдәлләр төләватқанлиқи шәрһләнгән .
Әсәрдә, зумрәтай әркинниң гаһида б д т да, гаһида явропа иттипақида өз миллити үчүн тиним тапмай һәрикәт қиливатқанлиқи, 18 яшлиқ оқуғучи әсманиң “уйғур яшлар тәшәббуси” намлиқ тәшкилатини қуруп, өз мәктипидә вә иҗтимаий таратқуларда герман яшлирини уйғурлар үчүн сәпәрвәрликкә кәлтүрүш тиришчанлиқини көрситиватқанлиқи тилға елинған. Әсәрдики “чекиниш таллаш әмәс” дегән сөзни зумрәтай әркин ейтқан болуп, у сөзидә һәрбир уйғурниң өз вәтини үчүн хизмәт қилиш мәҗбурийити барлиқини, вәтән үчүн күрәш қилидиған бу сәптин йирақ турушниң яхши таллаш әмәсликини илгири сүргән. У йәнә “мән өзүмниң уйғур дияспорасида ялғуз әмәсликимдин көңлүмгә тәсәлли тапимән” дегәнләрни тилға алған.
Бүгүн зумрәтай әркин бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилғанда, өз миллити ирқий қирғинчилиққа дуч келиватқан бундақ ечинишлиқ бир вәзийәттә мәйли әр, аял, мәйли яш, қери болсун, һәрқандақ уйғурниң қолидин кәлгән тиришчанлиқларни көрситип хитай пәйда қилған бу апәтни йоқитишқа һәссиләр қетиш, вәтининиң әркин-азадлиқи үчүн төһпә қошуш мәҗбурийити барлиқини йәнә бир қетим тәкитлиди.
Германийәниң дармшитат шәһиридә математика кәспидә оқуватқан паалийәтчан уйғур қизи әсманиң қол телефониниң қепиға “уйғур ирқий қирғинчилиқи тохтитилсун! ” дегән шоарни йезивалғанлиқи әсәрдә алаһидә тилға елинған. Әсма бүгүн бу хусуста зияритимизни қобул қилғанда, өзиниң “уйғур яшлар тәшәббуси” намлиқ тәшкилатни қуруп елип барған паалийәтлири тоғрисида қисқичә мәлумат бәрди. Униң билдүрүшичә, уларниң иҗтимаий таратқуларда уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидә ишләп тарқатқан бәзи син филимлириниң көрүлүш қетим сани милйонға йәткән.
Мәзкур әсәрдә йәнә, германийә ташқи ишлар министири анналина байербокниң хитай зиярити мәзгилидә уйғурлар мәсилисини алаһидә тилға алғанлиқи, җаза лагерлириға мунасивәтлик “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” гә охшаш архипларниң 2019-йилидин башлап көпләп ашкарилинип, уйғурларниң нөвәттики қабаһәтлик вәзийитиниң хәлқараға техиму тонулғанлиқи, әмма хитай һакимийитиниң буни давамлиқ инкар қилип, өзлириниң “радикаллиққа вә әсәбийликкә қарши туруп келиватқанлиқи” ни базарға селиватқанлиқиму әскәртилгән.