Кәнт секретари: қошмақ туғқанлиримиз билән дастиханда олтурсақ һалал-һарам демәймиз, чошқа гөшиниму йәймиз
Хотәндики мәлум бир кәнт секретари өзиниң қошмақ туғқини билән болған мунасивити һәққидә мәлумат бәрди.
-
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2019-07-02 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Хитайниң йиғивелиш лагерлириға адәм топлашта актип рол ойнаватқан вә хитайниң қошмақ туғқан сияситини иҗра қилишта башламчи болуватқан хотәндики мәлум бир кәнт секретари бүгүн мухбиримизниң зияритини қобул қилип, өзиниң қошмақ туғқини билән болған мунасивити һәққидә мәлумат бәрди. У бу җәрянда, ваң вә ма фамилилик қошмақ туғқанлириниң өзлиригә һалал-һарамни айримаслиқни өгәткәнлики, шуңа қошмақ туғқанлири гөш елип кәлсә, чошқа гөши болсиму йәйдиғанлиқини баян қилди.
Биз хотәндә йиғивелиш лагерлириға адәм топлашта әң актип хизмәт қиливатқан кәнт кадирлирини зиярәт қилиш давамида, хотәнниң мәлум бир йезисидики қошмақ туғқан сияситини иҗра қилишта актип вәзипә өтәватқан вә өзи үлгә болуватқан бир секретар билән сөһбәт өткүздуқ.
Уйғур районида аталмиш қошмақ туғқан сиясити, 2016-йилдин, йәни чен чүәнго дәвридин башлап иҗра қилинған вә һәрқайси җайларда қошмақ туғқан һәптилики паалийити йолға қоюлған. Һазирғичә ахбаратқа ашкариланған учурлардин бу аталмиш қошмақ туғқанларниң аилиләрдә назарәтчилик қилиштин башқа, бу аилиниң өрп-адәтлири, җүмлидин яшаш усулини өзгәртишигә пүтүн күчи билән һәрикәт қиливатқанлиқи мәлум; әмма бәзи вәзийәттин хәвәрдар кишиләр бу урунушларниң асасән дегүдәк үнүм бәрмигәнлики, көпинчә аһалиләрниң қаттиқ бесим вә турмуштики қийинчилиқлириға қаримай, һалал-һарам көз қаришида тәвриниш болмиғанлиқи, болупму, чошқа гөши йейишни қобул қилғанларни һөкүмәт зияпәтлиридин башқа сорунларда учритишниң мумкин әмәсликини илгири сүрмәктә.