CNN Телевизийә мухбири ата-анисидин айрилип қалған уйғур оқуғучиларни зиярәт қилди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2021.03.30
CNN Телевизийә мухбири ата-анисидин айрилип қалған уйғур оқуғучиларни зиярәт қилди Ата-аниси билән учур-алақә қилалмиған уйғур балилар. (Солдин оңға) абдулла абдузаһир, һәсән абдуреһим вә муһәммәд абдузаһир. 2021-Йили март, истанбул.
RFA/Arslan

Хәлқара ахбаратлиридин CNN телевизийә қанили мухбири, истанбулға йеқин бир җайдики мәктәптә оқуватқан вә 6 йилдин буян ата-аниси билән учур-алақә қилалмиған уйғур оқуғучиларни зиярәт қилип, уларниң ата-анилиридин айрилип қалған вә учур-алақә қилалмиғанлиқидин ибарәт ечинишлиқ сәргүзәштилири тоғрисида мәхсус телевизийә программси тарқатти.

CNN Телевизийә программиси 20 дин артуқ уйғур оқуғучиниң ата-аниси билән учур-алақә қилалмайватқанлиқини билдүрди вә уйғур дияридики 2 милйондин артуқ уйғурниң хитайниң җаза лагерлириға қамалғанлиқини, шу сәвәптин чәтәлләрдә оқуватқан уйғур оқуғучиларниң ата-анилири билән учур-алақә қилалмайватқанлиқини тәкитлиди.

Биз әркин асия радиосиниң мухбири болуш сүпитимиз билән истанбулдин 50 киломтер узақлиққа җайлашқан мәзкур мәктәпни зиярәт қилип ата-анилиридин айрилип қалған бирқисим уйғур оқуғучилар билән сөһбәт елип бардуқ.

Мәзкур мәктәптә оқуватқан вә ата-аниси билән алақә қилалмиған муһәммәд абдузаһир вә абдуллаһ абдузаһир қатарлиқ ака-ока оқуғучилар зияритимизни қобул қилип, өзлириниң 2015-йилидин буян ата-анилиридин айрилип қалғанлиқини вә ата-аниси билән учур-алақә қилалмиғанлиқини вә ата-анисини бәк сеғинғанлиқини билдүрди.

Мәзкур мәктәпниң йетәкчилиридин абдурахман әпәндиниң билдүрүшичә, бу мәктәптә 4-синиптин 8-синипқичә охшимиған синипларда дәрс оқуйдиған 120 нәпәр уйғур оқуғучи болуп улар һәр күни дөләт мәктәплиригә берип дәрс оқуйдикән вә дәрстин қайтқанда мәзкур мәктәпниң ятиқида қелип, қошумчә уйғур тили, миллий мәдәнийәт, матиматка, ингилиз вә әрәб тили шундақла диний дәрсләрни өгинидикән. Бу уқуғучиларниң бәзилири өзлириниң ата-аниси, бәзилири дадиси яки аписи хитайниң җаза лагирлириға яки түрмилиригә қамалғанлиқини билдүрди.

Бу мәктәптики 120 нәпәр уқуғучидин 20 нәпири ата-анисидин айрилип қалған болуп, 22 нәпири болса анисидин яки дадисдин айрилип қелип бир қанчә йилдин буян улардин һеч қандақ учур алалмиған оқуғучилар икән.

Мәзкур мәктәптә оқуватқан муһәммәд абдузаһир 11 яш вә акиси абдулла абдузаһир 12 яш болуп булар корлидин икән. Бу ака-ука қериндашларни дадиси 2015-йили истанбулға елип келип мәктәпкә орунлаштуруп қойған вә у балиларниң аписи вә инилирини елип келиш үчүн корлиға қайтип барғандин кейин сақчилар тутқун қилип түрмигә қамиған. Абдуллаһ абдузаһир дадиси корлиға қайтип кетип бир айдин кейин йәни 2015-йили аписи билән телефонда сөзләшкәндә, аписи униңға дадисиниң сақчилар тәрипидин тутқун қилинғанлиқини, балилирини түркийидә оқутқанлиқ сәвәбтин түрмигә қамап қойғанлиқини билдүргәнликини ипадилиди.

Абдуллаһ абдузаһир аписиниңму җаза лагерға қамалғанлиқидин хәвәр тапқан болуп, у өзиниң корлидики укилириниң игә-чақисиз қелишидин әнсирәватқанлиқини, уларни ойлап әнсирәйдиғанлиқини ипадилиди.

Муһәммәд абдузаһир дуня җамаитигә чақриқ қилип, ата-анси вә укилири билән җәм болуш үчүн ярдәм қилишни тәләп қилди.

Мәзкур мәктәптә оқуватқан һәсән абдуреһим бу йил 16 яшқа киргән болуп, у 2016-йили хотән шәһридин истанбулға кәлгән икән. У ата-аниси билән 3 йилдин буян учришалмиғанлиқини вә һеч қандақ алақә қилалмиғанлиқини билдүрди вә ата-анисиниң хитай түрмисигә қамилишидин бәк әндишә қилидиғанлиқини әскәртти. У, өзигә охшаш йәнә нурғун савақдашлириниң барлиқини, уларниң һәммисиниң ата-аниси билән җәм болушни халайдиғанлиқини ипадилиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.