Дәррин байлер: пүтүн инсанийәт моһтаҗ болуватқини дәл уйғурлардики “җан-җигәр достлуқ”

Мухбиримиз гүлчеһрә
2020.09.07
darren-byler-yighin.jpg Вашингтон дөләтлик университетиниң лектори, йетиливатқан уйғуршунас дәрен байлер.
Photo: RFA

Хитайниң уйғурларға қаратқан лагер сияситиниң көлими вә тәсирлиридин башқа, униң уйғурларниң күндилик һаяти һәтта психикисиға елип келиватқан кризислири, хәлқарадики мутәхәссисләр тәрипидин охшимиған нуқтилардин оттуриға қоюлуп кәлмәктә. Җүмлидин, хитай һөкүмитиниң уйғур җәмийитидики йеқинлирини өз-ара иқтисадий җәһәттин йөләштәк инсаний хислитиниму, террорлуққа бағлап җинайәтләштүрүши нәтиҗисидә, уйғурларниң бир-биригә иллиқлиқ йәткүзүштинму мәһрум қалдурулуватқанлиқи, америкадики тәтқиқатчи дәррин байлерниң мақалиси арқилиқ йорутуп берилгән. Тәпсилатини мухбиримиз гүлчеһрә аңлитиду.

Америкадики уйғуршунас тәтқиқатчилардин вашингтон дөләтлик университетиниң лектори доктор дәррин байлер, “сапчайна” торида 3-сентәбир елан қилинған “меһир-шәпқәт вә лагерларниң уйғурларни йетим қалдуруши” темисидики мақалисидә, хитай һөкүмитиниң йиллардин бери уйғурларға қаратқан кәмситиш, чәткә қеқиш, бастуруш сиясәтлириниң уйғурларниң күндилик һаяти-паалийити, психикиси, өрп-адәт һәтта қиммәт қарашлириғичә қанчилик еғир тәсирләрни елип кәлгәнликини йоритишқа тиришқан.

Дәррин байлер, уйғур җәмийитидә пул қәрз берип туруш уйғурларниң достлири вә йеқинлириға көңүл бөлүшиниң бир қисми икәнликини көрситип, һекайисини 2015-йили үрүмчидә тонушқан йүсүп исимлик бир яш навайниң достиға болған садақити вә ярдимидин, өзиниң уйғурчә “көңүл бөлүш” уқумини өгәнгәнлики билән башлайду.

Һекайә қилинған йүсүп билән нурзат, аилисиниң еғир иқтисади қийинчилиқи сәвәблик оттура мәктәпни пүттүрмәйла, оқуштин чекинип үрүмчидәк чоң шәһәрдә тирикчилик қилишқа кәлгән. Хитай тили сәвийәси чәклик болғачқа улар үчүн үрүмчидә навайханида шагирт болуштин башқа таллаш йоқ, әмма һәр иккилиси хоҗайинлириниң қулдәк муамилиси сәвәблик ишни ташлап, уйғур ресторанлирида күткүчи болуштәк вақитлиқ еғир ишларға алмишип, гаһида ишсизму қалған, өй иҗарә һәққиниму төлийәлмигүдәк җапалиқ һаятта яшиған. Әмма улар қийинчилиқларға йолуққанда ата-аниси яки қериндашлириға әмәс, бәлки бир-биригә тайиниду. Аптор, бу хил достлуқниң уларға һәр қанчә қийинчилиқта қалсиму “ағинәм барғу” дәйдиған үмид вә ишәнч беридиғанлиқиға һәвәс қилиду.

Улар оттурисидики достлуққа дәррин байлер бир ғәрбликниң көзи билән мундақ баһа бериду: “улар бир-бирини җан-җигәр дост дәп атайду, бу әрләр достлуқиниң биридур. Улар роһи һәмраһи вә қан қериндашлириға охшаш, нурғун тамақларни биллә йәп, охшаш қиммәт қаришидин тәң бәһримән болуп, бир-бирини қоғдайду”. Дәррин байлер һәтта бу бир җүп ағиниләрни иккилисиниң еғир иқтисадий қийинчилиқта турупму, биллә йегән тамақ пулини талишип туруп төләйдиғанлиқидәк кичик вәқәликләрниму инчикә тәсвирлигән.

Дәррин байлер, уйғур яшлириниң бу хил қийин һаят йолини таллишиниң 1990-вә 2000-йиллардики хитайниң миллий кәмситиш сияситиниң күчийиши, уйғурларниң даим системилиқ һалда хизмәт вә етибар пурсәтлиридин мәһрум қалдурулуши билән мунасивәтлик икәнликини көрсәткән.

Аптор йәнә уйғур җәмийитидики, қатар чайға охшаш хас капитал йиғиш адәтлири арқилиқ уйғурларниң йеқинлар ара иқтисадий еһтияҗлирини қамдаштәк ички хас пул оборот механизми һәққидиму тохталған. Шундақла уйғурлар арисидики содигәр, игилик тиклигүчиләрниң хитайниң миллий кәмситиш вә йәкләш сиясәтлири сәвәбидин нурғун тосалғу һәм хәтәргә учрайдиғанлиқини, әмма хитайларниң болса пәрқлиқ етибар сиясәтлири арқилиқ нурғун пурсәтләргә еришидиғанлиқидәк адаләтсиз сиясәтләрни селиштурған.

Аптор булар арқилиқ гәрчә уйғурларниң қийинчилиққа учриғанда өз-ара ярдәмдә болуп, пул қәрз беришкә охшаш елим-берим адәтлири үстидә гәп қиливатқандәк көрүнсиму әмма у хитайниң сиясий вә иқтисадий җәһәтләрдин кәмситишкә учрап келиватқан уйғурларниң ишсизлиққа вә һаяттики қийинчилиқларға гириптар болуватқан еғир күнлирини пәқәт бир биригә тайинип йеңип кәлгәнликигә һәмдә уйғур җәмийитидики садақәтни, өз-ара инсаний меһри-муһәббәтни һәммидин үстүн көридиған қиммәт қаришиға мәдһийә оқуйду.

Зияритимизни қобул қилған дәррин байлер өзиниң 2014-йиллиридин башлап бир мәзгил уйғур диярида тәтқиқат елип барған мәзгиллиридә, уйғур навайни дост тутқанлиқини, гәрчә өз һекайисидә униң исми өзгәртилгән болсиму, лекин мақалидә йезилғанлириниң өзи шаһит болған чин вәқәликләр икәнлики ейтти.

Дәррин байлер һекайәсиниң давамида язған муһим нуқтини тәкитлиди. Униң илгири сүрүшичә, 2014-йиллириниң ахирлири хитай һөкүмитиниң үрүмчидики яқа юртлуқларни йәкләйдиған “әлгә қулайлиқ йешил картиси” ни беҗириш шәртлирини бәрпа қилип, яқа юртлуқларниң чоң шәһәрләрдә өй иҗарә елиш, тирикчилик қилиш йоллирини пүтүнләй кесиши билән йүсүп вә нурзат му юртлириға қайтишқа мәҗбур болған. 2016-Йилиниң ахиридин башлап дәррин байлерниң улар билән болған алақиси үзүлгән.

Дәррин байлер мақалисидә бәлким бу җан-җигәр ағиниләрниң һәр иккисиниң йеши, ишлири вә маарип әһвали сәвәбидин лагерға әвәтилгәнликини қияс қилидиғанлиқини, шуниңдин буян улардин хәвәр йоқлиғини язиду.

Зияритимиздә дәррин бу аддий, әмма көйүмчан чин инсанлардин көп нәрсиләрни өгәнгәнликини, инсанлар оттурисидики достлуқниң әсли шуларға охшаш ишәнч, әқидә, садақәт үстигә қурулғанда чин һәқиқий достлуқ болидиғанлиқини, уйғур җан җигәр достлириниң өзиниң дуня қараш, қиммәт қараш вә ой пикирлирини һәтта һаятини өзгәртишкә түрткә болғанлиқини баян қилди.

Өзиниң немә үчүн бу темини таллиғанлиқи һәққидә айрим тохталған дәррин байлер хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратмилиқ һалда шиддәт билән иҗра қиливатқан миллий кәмситиш, зораванлиқ сиясәтлири маһийәттә уйғурларниң иқтисадий вә иҗтимаий һаятини қийинлаштурупла қалмай, уларниң һаятидики қийинчилиқни өз-ара һәмкарлиқ арқилиқ йеңиштәк, бирдинбир үмид-ишәнч, йәни һаятлиқ чиқиш йоллириниму кесип ташлаш арқилиқ, уларни җәмийәттә йетим қалдуруватқанлиқини тәкитлигән. У: “әмәлийәттә пүтүн инсанийәт әң моһтаҗ болуватқини дәл уйғурлардики җан җигәр достлардәк өз ара көйүнүш. Әгәр биз инсанларда бундақ инсанлиқ хислити болмиғанда, дәрдимизни аңлитидиған, ишинидиған, ярдәм сорайдиған һечкимимиз йоқ, ялғузлуқ вә азаб һәм бәхтсизликтә қалимиз” дәйду.

Доктор дәррин байлер мақалисидә йәнә хитайниң 2014-йили “террорлуққа қарши туруш хәлқ уруши” һәрикитини йолға қоюп, пул йөткәш вә банкидин пул елиштики йеңи чәклимиләрни күчәйтиш билән уйғурларни ғәйрий рәсмий қәрзгә тайинишқа мәҗбурлиғанлиқи, һалбуки хәлқаралиқ чегра һалқиған пул йөткәшму ашқунлуқ яки террорлуқниң аламити дәп қарилип, дост-ярән, уруқ туғқанлириға өз-ара көңүл бөлүп, пул арқилиқ ярдимини йәткүзүшиниң уйғурлар үчүн пәвқуладдә зор ақивәт вә паҗиәләргә сәвәб болғанлиқи һәққидә айрим тохталған.

Буни америкадики гүлруй әсқәрниң азаблиқ кәчмишлири арқилиқ ипадилигән.

2016-Йили 11-айниң 4-күни, гүлруй бир қанчә йил илгири өй сетивелиш үчүн, һәдисидин қәрз алған 10 миң долларға йеқин пулни қайтуруветиш үчүн бу пулни һәдисиниң оғли, йәни җийәни екрам ярмуһәммәдниң “җуңго банкиси” һесабиға әвәткән. Аридин икки һәптә өтүп сақчилар екрамниң өйигә бесип кирип өйни ахтуруп әкрәмни елип кәткән. Тәкшүрүштин кейин, екрам 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған. Кейинки айларда, екрамниң инисиму елип кетилгән.

Шуниңдин кейин аилиси билән алақиси үзүлгән гүлруй өзини әйиблимәй туралмайду.

Чәтәл билән һәр қандақ алақидә болған уйғурлар хитай һөкүмити тәрипидин лагерларға қамалған һазирқидәк пәйттә, бу ялғуз гүлруйғила хас азаблиқ һекайә әмәс иди.

Гүлруй ханим, дәррин байлерниң мақалисидә хитай һөкүмитиниң уйғурларни кәң көләмдә лагерларға қамап, аилиләрни парчилиши һәтта уларни бир-биридин хәвәр елиш, өз ара иллиқлиқ йәткүзүш имканийитидинму мәһрум қалдуруватқанлиқини инсаншунаслиқ нуқтисидин әтраплиқ тәһлил қилғанлиқини оттуриға қойди.

Дәррин байлер мақалисидә австрийә язғучиси жан америниң өзиниң освивитздики вақти тоғрисидики ойлинишлириға аит әсиридә баян қилғанлиридин үзүнди алған болуп, униң “йәһудийларниң инсанийәт тәрипидин ташливетилгән бир гуруппиниң әзаси дәп һес қилип йәклиниши, бу паҗиәдики инсан қелипидин чиққан тәрәпләрниң бири болған-йетим қалдурулуш вә қоллашқа еришәлмәслик турмушни чидиғусиз азабларға дучар қилиду” дәп язғанлириниң уйғурлар һаятида ипадисини тепиватқанлиқини қәйт қилиду. Доктор дәррин байлер “хитай уйғур җәмийитидики өз-ара йөләш торини үзүп ташлаш вә қайта тәрбийәләш һәрикити арқилиқ мушуниңға охшаш психика кәйпиятини пәйда қилмақта” дәп язған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.