“12-нөвәтлик дуня демократийә һәрикити” йиғинида уйғур ирқий қирғинчилиқи тонуштурулған

Мюнхендин ихтиярий мухбиримиз әкрәм тәйярлиди
2024.11.22
12-nowetlik-dunya-demokratiye-herikiti-yighini-1 “12-нөвәтлик дуня демократийә һәрикити” йиғинида уйғур ирқий қирғинчилиқи тонуштурулған. 2024-Йили 20-ноябир, җоһаннәсбург, җәнубий африқа.
RFA/Ekrem

“12-нөвәтлик дуня демократийә һәрикити” йиғини 20-ноябир күни җәнубий африқаниң пайтәхти йоһаннесбург шәһиридә башланған. 3 Күн давамлишидиған бу йиғинға 100 гә йеқин дөләттин кәлгән 500 дин артуқ сиясий актиплар, аммиви тәшкилат рәһбәрлири вә мутәпәккурлар қатнашқан. Уйғурларға вакалитән д у қ вә “уйғур әдлийәси архип амбири” ниң бир қисим вәкиллириму тәклипкә бинаән бу йиғинға иштирак қилип, уйғур ирқий қирғинчилиқини тонутушқа тиришқан.

“12-нөвәтлик дуня демократийә һәрикити” йиғиниға қоюлған, уйғур елидики җаза лагерлириниң әсли қияпити юқири технологийәдин пайдилинип ишләп чиқилған 3D лиқ көрүнүшләрни көрситилидиған компютер. 2024-Йили 20-ноябир,  җоһаннәсбург, җәнубий африқа.

Йиғин һәққидики мәлуматларда баян қилинишичә, йиғинниң асасий мәзмуни дуня миқясидики таҗавузчилиқ урушлири вә миллий тоқунушларниң күчийиши, мустәбит түзүмләрниң кеңийиши, инсанларни сүний әқил вә көзитиш техникиси билән бастурушларниң әвҗигә чиқиши нәтиҗисидә, күнсери еғир хирисқа дуч келиватқан дуняниң демократийәсини ортақ қоғдаш йолида тиришчанлиқ көрситишидин ибарәт болған.

Көплигән хәлқаралиқ тәшкилатларниң һәмкарлишиши билән өткүзүлгән бу йиғин җәнубий африқада тунҗи қетим демократик сайлам елип берилғанлиқиниң 30 йиллиқини хатириләшкә беғишланған. Бу сәвәбтин “12-нөвәтлик дуня демократийә һәрикити” йиғини йиллардин буян әркинлик вә демократийә күришиниң үлгисини яритип кәлгән җәнубий африқаниң пайтәхти йоһаннәсбург шәһиригә орунлаштурулған.

Д у қ ниң муавин рәиси зумрәт´ай әркин ханим “12-нөвәтлик дуня демократийә һәрикити” йиғинида. 2024-Йили 20-ноябир,  җоһаннәсбург, җәнубий африқа.
Д у қ ниң муавин рәиси зумрәт´ай әркин ханим “12-нөвәтлик дуня демократийә һәрикити” йиғинида. 2024-Йили 20-ноябир, җоһаннәсбург, җәнубий африқа.
RFA/Ekrem

Д у қ ниң муавин рәиси зумрәтай әркинниң бу һәқтә бәргән мәлуматлириға асасланғанда, бүгүн чүштин бурунқи йиғинда демократийә дуч келиватқан тәһдитләр вә мустәбит һакимийәтләрниң зулми астидики хәлқләрниң вәзийәтлири һәққидә музакириләр елип берилған. Чүштин кейин хитай, иран, кубаға охшаш диктатор һакимийәтләрниң чегра һалқиған бастурушлири тоғрисида сөһбәт елип берилидикән. Зумрәтай әркин бу йиғинда хитайниң уйғурларға қаратқан чегра һалқиған бастурушлириға мунасивәтлик мәхсус доклат тәқдим қилидикән.

“уйғур әдлийәси архип амбири” ниң мәсули бәхтияр өмәр әпәнди җаза лагери тоғрисидики  3D лиқ көрүнүшләрни йиғин әһлигә көрсәтмәктә. 2024-Йили 20-ноябир,  җоһаннәсбург, җәнубий африқа.
“уйғур әдлийәси архип амбири” ниң мәсули бәхтияр өмәр әпәнди җаза лагери тоғрисидики 3D лиқ көрүнүшләрни йиғин әһлигә көрсәтмәктә. 2024-Йили 20-ноябир, җоһаннәсбург, җәнубий африқа.
RFA/Ekrem

“уйғур әдлийәси архип амбири” бу қетимқи йиғинда “мәвһум реаллиқтики уйғур җаза лагерлири” намлиқ син көрүнүшлирини көрситишкә тәклип қилинған. “уйғур әдлийәси архип амбири” ниң мәсули бәхтияр өмәр әпәндиниң билдүрүшичә, бу син көрүнүшлири кишиләрниң күчлүк диққитини җәлп қилған. Униң ейтишичә, юқири технологийәдин пайдилинип ишләпчиқилған җаза лагерлириниң әсли қияпити тоғрисидики бу 3D лиқ көрүнүшләрни көргән кишиләрниң бәзилири “биз уйғурлар мәсилисиниң бу қәдәр еғир икәнликини ойлапму бақмиған икәнмиз, һәқиқәтән сәл қараптуқ” дейишкән. Бу йиғинға иштирак қилған норвегийәдики уйғур сиясий актиплиридин адилҗанму өз тәсиратлирини ипадә қилип өтти.

“12-нөвәтлик дуня демократийә һәрикити” йиғини җәрянида д у қ ниң муавин рәиси зумрәт´ай әркин ханим бир қисим йиғин әһли билән сөһбәттә. 2024-Йили 20-ноябир,  җоһаннәсбург, җәнубий африқа.
“12-нөвәтлик дуня демократийә һәрикити” йиғини җәрянида д у қ ниң муавин рәиси зумрәт´ай әркин ханим бир қисим йиғин әһли билән сөһбәттә. 2024-Йили 20-ноябир, җоһаннәсбург, җәнубий африқа.
RFA/Ekrem

1999-Йилидин буян давамлишип келиватқан “дуня демократийә һәрикити” йиғининиң 12-нөвәтлики 22-ноябир ахирлишидиған болуп, уйғур вәкиллири йиғин җәрянида техиму көп кишилик һоқуқ актиплири билән учришип, хитайниң шәрқий түркистанда йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ җинайәтлирини йәниму көп кишиләргә билдүрүшкә тиришидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.