Саяһәт сәнити: хитайниң уйғурларға қарши күриши һәққидә сөһбәт (2)
2019.09.02

Австралийәдики “хошка хәвәрлири” радийосиниң доктур дәррен байлер билән өткүзгән сөһбитидә гәп тәбиий рәвиштә хәлқара ахбаратлардики баш темилардин болуватқан лагерлар мәсилиси һәққидә болди. Риясәтчи бу хил қәбиһ васитини қоллиниш арқилиқ бир милләтни өзгәртиштәк урунуш һәққидә сөз болғанда буниңдики әслий муддианиң немә болуши мумкинликини сориди.
Дәррен байлер уйғурлар дияридики тор саһәсиниң 2010-йили бир қетим қаттиқ тәртипкә селинип қайта ечиветилишидин кейин, уйғурлар арисида торға чиққучиларниң сани барғансери ешип барғанлиқини, әнә шу вақитлардин башлап уйғурларниң ташқи дуняни көзитиши вә алақә бағлиши техиму йүксәлгәнликини сөзләп келип мундақ деди:
“әнә шу вақитлардин башлап уйғурлар исламниң зади қандақ шәйи икәнликини чүшинишкә, немишқа өзлири билән башқа мусулманлар оттурисида бунчә зор пәрқниң пәйда болуп қалғанлиқи вә уйғурларниң һазирқи һалитини өзгәртишниң усуллири һәққидә қанаәтлинәрлик җаваб тепишқа тиришип кәлди. Дәрвәқә интернет буниңда муһим васитичи болди. Мән зиярәт қилған яшларму уйғурларниң һазирқи әһвалидин қәтий рази әмәсликини, буни өзгәртишниң йоллирини тепип чиқиш лазимлиқини билдүргән иди. Буниң билән уйғурларниң тарихий әсәрләргә вә исламий мәзмундики тәблиғләргә болған еһтияҗи ешип маңди. Хитай һөкүмитиниң уйғурларға паспорт беришни қийинлаштуруветиши билән бир қисим уйғурлар шәрқий җәнубий асия арқилиқ түркийә вә башқа ислам дөләтлиригә қечишқа башлиди. Шуниң билән биргә дәл мушу вақитларда кунмиң пойиз истансисида вә бейҗиңдики тйәнәнмен мәйданида икки қетимлиқ зорлуқ күч васитиси йүз бәрди. Мана бу хитай һөкүмити үчүн наһайити зор баһанә болуп бәрди. Бу вәқәләрдә көплигән сирлиқ һадисиләр мәвҗут, йәнә келип бирнәччә аилиниң яки шәхсниң хусусий шәкилдики зорлуқ һәрикитигә бир пүтүн уйғур миллити җавабкар әмәс.”
Дәррен байлерниң билдүрүшичә, әнә шу йосунда ислам дини уйғурлар дияридики зор тутқунниң башлиниш нуқтиси болуп қалған. Әмма униң қаришичә, 2003-йилидики ирақ уруши мәзгилидә оттура шәрқтә мусулманларниң йүзләп әсир елиниши билән хитай һөкүмитиниң уйғурларни лагерларға қамивелиши, шуниңдәк 17-әсирләрдин башлап америкидики индиянларниң қирғинчилиққа йүзлиниши билән уйғурларниң нөвәттә “мәдәнийәт қирғинчилиқи” вә башқа шәкилләрдики қирғинчилиққа дуч келиши қатарлиқ тарихий һадисиләр оттурисида зор пәрқләр мәвҗут. Дәррен байлер бу тоғрисида сөз қилип, оттура шәрқтики тутқун қилинған мусулманларниң пүтүнләй қораллиқ күчләрдин әсиргә чүшкән кишиләр икәнлики, уйғурларниң болса қолида төмүрниң сунуқиму йоқ һаләттә пүткүл милләт бойичә һуҗум нишаниға айланғанлиқи һәмдә милйонлап қамаққа елинғанлиқини тәкитлиди.
“уйғурлар бу маканниң йәрлик аһалиси. Бу җәһәттә улар әйни вақиттики индиянларға охшайду. Әмма әйни вақиттики индианлар мусулман болған болса һәмдә америкиниң ‛террорлуққа қарши уруш‚ һәрикити җәрянида бу индианлар һуҗум нишани қилинған болса бу икки қовмни селиштурсақ болатти. Әмма уйғурларниң әһвали ундақ әмәс. Уйғурлар хитайлардин пүтүнләй пәрқлиқ тилда сөзләйду, улар хитайларға ассимилятсийә болушни халимайду. Уйғурлар бурун қандақ болса һазирму шундақ яшаватиду. Чүнки улар бу маканға йеқинда көчүп кәлгини йоқ, әксичә хитайлар өткән нәччә он йилда бу маканға түркүмләп көчүп кәлгән. Әмма улар көчүп келә-кәлмәйла мустәмликичилик системисини иҗра қилишқа башлиди, шундақла ‛ислам вәһимиси‚ ни базарға салди. Буниңда улар тездинла ‛чәттин киргән әҗнәбий диний етиқадни тазилаш‚ нәзәрийәсини көтүрүп чиқти. Чүнки хитай һөкүмитиниң нәзиридә уйғурларниң ислам етиқади билән юғурулуп кәткән һәммила нәрсиси хитай дөлити үчүн тәһдит, дәп қарилиду. Уларниң бу җәһәттики исламға қарши туруш һәрикитиниң бир типик мисали уларниң әрәбчә ‛һалал‚ бәлгисини йоқ қилиш, униң орниға бу сөзниң хитайчә тәрҗимә қилинған ‛чиңҗен‚ дегән нусхисини омумлаштурушида ипадиләнди.”
Сөһбәтниң ахирида һазир һәммила кишигә мәлум болушқа башлиған лагерларниң омуми характерини қандақ чүшиниш лазимлиқи һәққидә сөз болди. Болупму хитай һөкүмитиниң бу җайлар һәққидики тәсвирлири билән бу һәқтики учурларниң зиддийәтлик әһвалиға кәлгәндә дәррен байлер лагерларниң дәсләпки вақитларда оттуриға чиқишидин һазир мәлум болған “лагерларниң тақилиши” ғичә болған әһвалларни омумлаштуруп мундақ деди:
“лагер системиси әмәлийәттә 2014-йилила башланған. Шу вақитларда һәрқайси наһийәләрдә ятақ шәклидә селинған, түрмә шәклидә башқурулидиған бу хил муәссәсәләргә диний саһәдә көзгә көрүнгәнләр вә хәлқниң қәлб төридин орун алған диний затлар топланди. Бу кишиләр асаслиқи қайта тәрбийә елишқа орунлаштурулди. Әмма булар һечқандақ қануний тәртиптин өткән ишлар әмәстур. 2016-Йилиға кәлгәндә бу хил муәссәсәләр һәссиләп көпәйтилди, униңға әвәтилидиғанлар диний затлардин һалқип чәтәлгә чиққанлар, паспорт алғанлар вә башқа адәттики оқумушлуқ кишиләргә кеңәйди. Мән билидиған кишиләрдинла нурғуни мушу лагерларға елип кетилди яки из-дерәксиз ғайиб болди. Кейинчә сүний һәмраһ сүрәтлири арқилиқ бу кишиләрниң нәгә кәткәнлики айдиңлишишқа башлиди. Шундақла бу кишиләрниң асаслиқи хитайчә өгинишкә мәҗбурлиниватқанлиқи һәққидә учурлар тарқалди. 2018-Йилиға кәлгәндә хитай һөкүмити қандақтур бир сәвәбләр билән хаталишип тутқун қилған бәзи қазақистан пуқралири қазақистан һөкүмитиниң арилишиши билән лагерлардин чиқти. Бу кишиләр ташқи дуняға чиққандин кейин лагерлардики роһий вә җисманий қийнақларниң мудһиш шәкиллири, инсан чидиғусиз начар турмуш шараити вә даимлиқ паалийәткә айланған миллий кимликни инкар қилиш һәрикити, қисқиси бу җайларниң қандақтур мәктәп әмәсликини ашкарилиди. Кейинчә бу җайлардики хитайчә өгиниш, хитай дөлитигә садиқ болуш, өз ‛җинайити‚ ни етирап қилиш дегәндәк саһәләр бойичә ‛лаяқәтлик‚ болғанларниң лагердин чиққанлиқи һәққидә учур оттуриға чиқти. Әмма һәқиқәттә мушу йосунда ‛лаяқәтлик‚ болуп ‛азад болған‚ 700 миңчә киши лагердин анчә пәрқ қилмайдиған завутларға һәқсиз әмгәк күчи болуп йөткәлди. Улар бу җайларда сақчиларниң назаритидә әмгәк қиливатиду. Улар бу җайларда санаәтлишишниң обйекти болуп тәрбийилиниватиду. Хитай һөкүмити болса ‛уйғурларни пуролетариятчиларға айландуруватимиз‚ дәватиду.”
Мәлум болушичә, “лагерларниң тақилиши” һәққидики хәвәрләр көп қисим кишиләрни ишәндүрәлмигән болсиму, бир қисим кишиләрниң лагерлардин қоюветилгәнлики йәнә бир түркүм кишиләргә охшимиған дәриҗидә үмид беғишлимақта икән. Уйғур паалийәтчиләр бу һәқтә пикир қилип “хитайниң уйғурлар үстидики һөкүмранлиқи мәвҗутла болса уйғурниң бойнидин зулум зәнҗири аҗримайду. Бу һал лагерларниң мәвҗут болуш яки болмаслиқи билән мунасивәтсиз” дәп қаримақта икән.