“мениң йеңи дәрсханам” намлиқ китабниң аптори сетивалди керимниң 19 йиллиқ кесилгәнлики ашкариланди
2023.03.01
Мухбиримизниң атушқа қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида, җ х хадимлири атуш шәһәрлик 1-оттура мәктәпниң оқутқучиси, язғучи сетивалди керимниң 19 йиллиқ кесилгәнликини ашкарилиди. Мустәқил тәтқиқатчи абдувәли аюпниң тонуштурушичә, сетивалди керим уйғур елидә сабиқ маарип назири саттар савутниң рәһбәрлики, ялқун рози, ваһитҗан осман қатарлиқ бир түркүм мутәхәссисләрниң қатниши билән түзүлгән “оттура мәктәпләр үчүн уйғур тил-әдәбияти” йеңи дәрслик китаблириниң оқутулишида үлгилик рол ойниған вә бу һәқтики тәсиратини баян қилип, “мениң йеңи дәрсханам” намлиқ китаб язған икән.
Биз йеқинда атушқа қарита елип барған телефон зиярәтлиримиз давамида, қизилсу қирғиз аптоном областлиқ җамаәт хәпвисзлики идарисиниң алақидар бир хадимидин, атушниң маарип саһәсидә әдәбият оқутуши бойичә әң еғиз җазаланған кишиниң ким икәнликини соридуқ.
Бу хадим, атуш шәһәрлик 1 -оттура мәктәпниң оқутқучиси, язғучи сетивалди керимниң 19 йиллиқ кесиветилгәнликини ашкарилиди. Сетивалди керимниң “қизилсу әдәбияти” журнилида давамлиқ һекайә елип қилип туридиған бири икәнликини баян қилған мәзкур хадим, униң язған әсәрлири һәққидә мәлумат берәлмиди.
Норвегйәдики “уйғуряр фонди” түзгән “тутқундики зиялийлар тизимлики” дә, сетивалди керимниңму исми бар болуп, биз мәзкур тәшкилатниң йетәкчиси абдувәли аюп әпәндидин сетивалди керимниң кимлики һәққидә мәлумат соридуқ. Тонуштурулушичә, язғучи сетивалди керим 1970-йили үстүнатушниң отяғ кәнтидә туғулған. 1988-Йили шинҗаң университетиниң әдәбият факултетиға оқушқа киргән. Оқуш пүттүргәндин кейин, атуш шәһәрлик 1-оттура мәктәптә оқутқучи болуп ишқа чүшкән. У, тутқун қилинған 2017-йилиға қәдәр мәзкур мәктәпниң әдәбият оқутқучиси болуп хизмәт қилған.
Мәзкур сақчи хадими сетивалди керимниң тутулуш сәвәби һәққидә мәлумат бәрмиди. Абдувәли аюпниң баян қилишичә, уйғур елидә 1990-йилларниң ахири, 2000-йилларниң башлирида оттура-башланғуч мәктәпләрниң дәрсликлирини қайта түзүш иши елип берилған. Хитай даирилири 2017-йилидики чоң тутқунда дәсләптә өзлири тәстиқлиған бу дәрслик китаблирини чәкләпла қалмастин, уни түзүшкә йетәкчилик қилған вә иштирак қилған зиялийларни омумйүзлүк тутқун қилған иди. Тәтқиқатчи абдувәли аюпниң тонуштурушичә, сетивалди керим әнә шу йеңи дәрсликләрни оқутуштики мувәппәқийәтлири билән үлгә тиклигән бир оқутқучи икән. Дейилишичә, сетивалди керим бу җәряндики тәсиратлири баян қилинған “мениң йеңи дәрсханам” намлиқ китаб нәшир қилған икән.
Хитай даирилири маарип назаритиниң сабиқ назири саттар савутқа кечиктүрмә өлүм җазаси бериш билән бирликтә, мәзкур дәрсликниң түзүлүшигә әмәлий йетәкчилик қилған шинҗаң маарип нәшриятиниң сабиқ башлиқлиридин абдуразақ сайим билән алимҗан мәмтиминләргә, шундақла мәзкур дәрсликләрниң асаслиқ түзгүчилиридин болған ялқун рози, таһир насир, ваһитҗан осман қатарлиқ кишиләргә охшимиған муддәттә қамақ җазаси бәргән иди.
Мәлум болушичә, сетивалди керим әйни вақитта актип иҗтимаий паалийәтчи болуп, у бир қисим әдәбият-сәнәт паалийәтлиридә “мениң йеңи дәрсханам” намлиқ китабини тонуштуруп лексийәләр сөзлигән, яш оқутқучиларни йетәклигән вә риғбәтләндүргән икән.
Абдувәли аюпнң дейишичә, хитай даирилири 2017-йилидики чоң тутқунда, йеңи дәрсликләрни иштияқ билән өткән көп сандики оқутқучиларни тутқун қилған. “уйғуряр фонди” булардин пәқәт сетивалди керим қатарлиқ 20 нәччә оқутқучиниңла тутқунда икәнликини ениқлиялиған вә тутқунлар тизимликкә киргүзгән.