Дилназ керим: “хитай әлчиханиси мениң вәтәндики туғқанлиримни ‛бундақ кишиләр мәвҗут әмәс‚ деди”

Мухбиримиз нуриман
2021.08.13
Дилназ керим: “хитай әлчиханиси мениң вәтәндики туғқанлиримни ‛бундақ кишиләр мәвҗут әмәс‚ деди” “хитай әлчиханиси мениң уруқ-туғқанлиримни ‛бундақ киши йоқ‚ дәйду, аиләмни тепишип бериңлар” дегән мураҗити BBC да тарқитилған, әнглийәдә турушлуқ 18 яшлиқ уйғур қизи дилназ керим.
Social Media

18 яшлиқ уйғур қиз дилназ керимниң “хитай әлчиханиси мениң уруқ-туғқанлиримни ‛бундақ киши йоқ‚ дәйду, аиләмни тепишип бериңлар” дегән мураҗити әнглийәниң даңлиқ ахбарат қанили BBC да тарқитилди. Хәвәр тарқалғандин кейин сиясәтчиләр вә анализчилар иҗтимаий таратқуларда пикир баян қилип, хитай һөкүмитиниң бу инкасини интайин “қурқунчлиқ” дәп тәсвирлиди.

Муһаҗирәттики уйғурларниң юртида қалған ата-ана, уруқ-туғқанлири билән алақә қилалмаслиқидики сәвәб көпинчә уларниң түрмигә яки лагерға соланғанлиқи болатти. Лекин дилназниң аилиси һәққидә алған җаваби һәқиқәтәнму кишини чөчүтәтти.

Дилназ керимниң ейтишичә, дилназ өзи турушлуқ орунниң парламент әзасидин аилисини тепишқа ярдәм қилишни тәләп қилған. Лондондики хитай әлчиханиси дилназ керимниң аилиси һәққидә бәзилириниң хушал яшаватқанлиқи, бәзилириниң узун йиллиқ қамаққа соланғанлиқи вә бәзилириниң “мәвҗут әмәс” лики һәққидә парламент әзасиға җаваб қайтурған.

Хитай әлчиханисидин дилназ керимниң аилиси һәққидә учур алған парламент әзаси чараламбус бамбос әпәнди радийомизниң зияритини қобул қилди. У бу һәқтә мундақ деди: “мән хитай әлчиханиси билән алақилаштим. Уларниң дилназниң аилиси һәққидә бәргән җавабида ‛дилназниң туғқанлири нормал яшаватиду‚ дегән. Улар йәнә дилназниң әр нәврә туғқанлириниң хитай һөкүмитигә қарши паалийәт билән шуғулланған дегән җинайәт билән түрмигә соланғанлиқини билдүргән. Бәзи туғқанлирини “бундақ киши мәвҗут әмәс” дәпту. Хитай һөкүмитиниң бу җаваби кишини һәқиқәтән әндишигә салиду.”

Дилназ керим әнглийәдики уйғурларниң авази болуватқан паалийәтчи яшлар билән бирлишип “аиләмни тепиш” намида паалийәт башлатқан. У иҗтимаий таратқу арқилиқ әнглийә баш министиридин вә әнглийә ташқий ишлар министири доминик рабдин өзигә ярдәм қилишини тәләп қилған.

Әнгилийәниң юқири палата әзаси лорд дәйвид алтон, әнгилийә парламент әзаси нусрәт ғини, тонулған риясәтчи, комедийә артиси, режиссор вә язғучи стефин җон фри, уйғур мәсилисини аңлитишта актип рол ойнаватқан кишилик һоқуқ паалийәтчиси вә журналист бәнедкит роҗирис қатарлиқ даңлиқ шәхисләр дилназ керимниң мураҗиәтнамисини өзлириниң иҗтимаий таратқулирида һәмбәһирлигән. Улар әнгилийә һөкүмитидин хитай һөкүмити “мәвҗут әмәс” дәватқан дилназ керимниң туғқанлирини тепишқа ярдәм қилишқа чақирған.

Бәнедкит роҗирис әпәнди зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “хитай һөкүмити йүргүзүватқан бастуруш сийәсәтлири һәққидә болсун вә дилназ керимниң аилисигә охшаш шәхсләрниң аилиси һәққидә болсун, изчил ялғанчилиқ вә инкарчилиқ билән җаваб қайтуруватиду. Дилназ өзи бивастә көрүшкән вә қолида рәсимлири болған кишиләрни хитай һөкүмитиниң ‛бундақ киши мәвҗут әмәс‚ дейиши толиму бимәнилик. Дилназниң уруқ-туғқанлириниң қәйәрдилики вә әһвалиниң қандақлиқини билиш һоқуқи бар.”

Дилназ керим хитай һөкүмити системидин тапалмиған, “бундақ киши мәвҗут әмәс” дегән туғқанлири һәққидә тохтилип, мундақ деди: “тағамниң оғли өмәрҗан мән билән тәң иди. 2011-Йили барғанда биз биллә ойниған. Бәк әқиллиқ, шох бири иди. Бу йил уму 18 яшқа кирди. Хитай һөкүмити бир шәкилдә йоқитивәтмисә, у қандақсигә ‛йоқ‚ болуп кетиду?”

Чараламбус бамбос әпәнди хитай һөкүмити әгәр ейтқанлирида чиң туралиса, қорқмай чегралирини мустәқил тәкшүрүш органлириға ечиши керәклкини тәкитлиди вә мундақ деди: “биз хәлқара җәмийәт болуш сүпитимиз билән хитайда һәқиқәтән немә ишларниң йүз бериватқанлиқини тәкшүрүп чиқишни үмид қилимиз. Хитай һөкүмити бу йепиқ дәрвазиниң арқисида немә ишларни қиливатқанлиқида очуқ-ашкара болуши керәк. Мән дилназниң аилисини тепишта әнглийә ташқий ишлар министирликигә бесим қилишни вә йәнә хитай әлчиханисиға бесим қилишни давамлаштуримән. Йәнә бу мәсилини парламенттиму оттуриға қойимән.”

У йәнә мундақ деди: “әгәр мән ашундақ әһвалда болған болсам, башқиларниңму мән үчүн аваз чиқиришини үмид қилаттим. Аилә әзалириниң қәйәрдиликини, уларға немә болғанлиқни биләлмәслик бәкму азаблиқ.”

Ахирида дилназ керим әнглийә һөкүмитидин күтидиған үмиди вә хитай һөкүмитигә болған тәлипи һәққидә мундақ деди: “әнглийә баш министириниң аиләмни тепишимға ярдәм қилишни үмид қилимән. Хитай һөкүмитидин аиләмни вә лагерларға соливалған милйонлиған бигунаһ кишиләрни шәртсиз қоюветишини тәләп қилимән.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.