Америкидики ислам алим, өлималири зулум астидики уйғурларға мәдәт тилиди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2016.06.01
Shimaliy-amerika-musulman-yighilish-10.jpg “илаһи дәстур қурани керәм” шәрипигә беғишланған шималий америка ислам чәмбирикиниң 41-нөвәтлик йиллиқ йиғилишида ислам алим өлималири зулум астидики уйғурларға мәдәт тилиди . 2016-Йили 28-май, америка.
Photo: RFA

Етиқад тема қилинған йүз мәйдандин артуқ лексийә вә муһакимиләр болди. Буларда шималий америка қитәсидики нопузлуқ вә өрнәк ислам алимлири, пәйласоплар инглиз тилида лексийә бәрди. Асаслиқ лексийә бәргүчиләрдин шималий америка ислам чәмбирики ичнаниң баш әмири наим бәг (Naeem Baig) һәмдә шималий америка ислам чәмбирики шәриәт мәһкимисиниң мудири шәйх абдурахман хан (Abdoll Rahman Khan) билән тонулған диний академик, нурғун диний пәлсәпиви китабларниң муәллипи, диний телевизийә қаналлири вә иҗтимаий таратқуларда алқишқа еришкән өрнәк диний алим доктор шәйх ясир абу аммар ясир қази (Abu Ammaar Yasir Qadhi) лар айрим-айрим зияритимизни қобул қилип, уйғурларға рамизанлиқ тиләклирини йоллиди вә зулум астидики уйғурларға асанлиқ вә мәдәтләр тилиди.

Шималий америка ислам чәмбирикиниң “илаһи дәстур қурани кәрим” шәрипигә беғишланған 41-нөвәтлик йиллиқ йиғилишиниң 3 күнлүк программилири тәртиплик, мол мәзмунлуқ, әһмийәтлик, интайин иллиқ аиливи кәйпиятта давам қилди вә 30-май ғәлибилик ахирлашти америка ислам чәмбирики 41 йилдин буян шималий америкидики мусулманлар үчүн һәр йили рамизан башлиништин бурун йиллиқ паалийәт программисини пиланлап вә иҗра қилип кәлмәктә. Мәзкур тәшкилатниң баш әмири наим бәг паалийәт программилири йепилиш алдида мәхсус зияритимизни қобул қилип, “қурани кәрим” шәрипигә беғишланған бу йиллиқ йиғилишни хуласиләп мундақ деди: “әлһәмдулилла, бу йиллиқ паалийитимизниму мувәппәқийәтлик өткүзүшимизгә несип болди, 25 миң әтрапида иштиракчилар 30 нәччә хил тилда хизмәт қилдуқ. Биз мусулманларға нисбәтән қуранға әгишиш етиқадимиз иманимизниң дәстури, яхши бир мусулман болушимиз, яхши бир инсан вә пуқра болушимизниңму қибилнамиси йол көрсәткүчиси, муқәддәс қуран башқиларғиму исламни тоғра чүшәндүрүшниң әң тоғра йоли, болупму америкида исламға қарши түрлүк натоғра қарашлар вә инкаслар мәйданға кәлгән бир вақитта бизниң қуранни оқуш вә өгиништин башқа, башқиларға тәвсийә қилиш мәҗбурийитимиз. Бу йиллиқ паалийитимиздин шу вәҗидин илаһи дәстуримиз қуранниң шәрипигә беғишлиди. Әлһәмдулилла барғанчә тәҗрибә топлиниватиду, паалийәтлиримиз барғанчә мол вә мәзмунлуқ болуватиду. Муһими қатнашқучилиримиз йилдин-йилға көпийиватиду. Инша аллаһ қериндашлиримизға җайида хизмәт қилалиған болсақ, кәлгән барлиқ меһманлар мәнпәәтләнгән болса, рази болған болса биз шуниңдин мәмнун. Һәммиңларниң қәдәм тәшрип қилғанлиқиңларға көп рәһмәт вә давамлиқ сизләрни қарши алимиз.”

Нәим әпәнди, зияритимиз ахирида уйғур мусулманлириниң нөвәттики вәзийитидин әндишиси барлиқини билдүрүп “рамизан келиш алдида туриватиду, биз уйғур мусулманлириниң йиллардин буян хитайда роза тутушниңму тосалғуға учрап келиватқанлиқини билимиз, бу һәқтә дуняға ашкара болуватқан хәвәрләр чәклик болсиму, әмма шуни тәкитлигүм бар, уйғурларниң әһвалидин бир мусулманлар оргини болуш сүпитимиз билән биз хәвәрдар, шундақла даириләрниң уйғур мусулманларниң һәқлиқ ибадәтлирини бастуруватқанлиқидин әндишимиз бар”.

Шималий америка ислам чәмбирикиниң 41-нөвәтлик йиллиқ йиғилишидики асаслиқ тәклиплик лексийәчиләрдин шималий америка ислам чәмбирики шәриәт мәһкимисиниң мудири шәйх абдурахман хан илгири нутуқлирида вә мақалилиридиму уйғур мусулманлирини мисал елип келиватқанлиқини билдүрүп мундақ деди: “бизниң әң чоң әндишимиз, хитай коммунист һакимийити астидики уйғурлар вә башқа һакимийәтләрниң бесими астидики мусулманларниң пәқәт етиқади сәвәблик бастурулуши, уйғурлар шуларниң мисалидин, улар өзлириниң имани, етиқади үчүн зор бәдәлләр төләп кәлди. Диний етиқад, аллаһқа етиқад қилиш уларниң әң әқәллий инсан һоқуқи.”

У йәнә мусулман әһлиниң уйғурлар учраватқан бесимларни аңлитиш мәҗбурийити барлиқини тилға елип: “мениңчә бу вәзийәтни өзгәртиштә сиртниң бесимиму бәлгилик рол ойнайду. Шуңа биз мусулманлар һеч болмиғанда америка вә башқа инсан һәқлиригә һөрмәт қилидиған әлләрниң әлчиханилириға, хитай әлчиханисиға хәт әвәтип болсиму уйғурларниң инсан һәқлирини тәләп қилип, роза тутушқа йол қоюшни соришимиз керәк.”

Шәйх абдулраһман йәнә ахирида өзиниң уйғурларға көңүл болуватқанлиқини йәткүзүшимизни сорап мундақ деди: “биз мусулманлар һәммимиз тәс күнләрни бешимиздин өткүзүватимиз, мәйли уйғур болсун вә мәйли башқа мусулманларму шу, дәл мушундақ қаттиқ күнләр үммитимизниң имани, етиқадини синайдиған риқабәт шундақла алланиң бу синақлири үчүн төлигән бәдәллиримизниң савабиму чоң болиду. Охшимиған дәврләрдә пәйғәмбәрләр, саһабиләрму охшимиған күлпәтләргә дучар болған вә алланиң бу синақлирида өз иманини чиң сақлиғанлиқи үчүнла аллаһ уларни өз панаһида сақлиған, рәһмәт қилған. Уйғурлар өзлирини ялғуз дәп ойлимисун, биз аллаһтин үмидимизни үзмәсликимиз керәк, уйғурлар ялғуз әмәс, биз улар үчүн дуа қилимиз, улар һечқачан ялғуз қалмайду.”

Өрнәк устазлардин дини алим ясир қазиниң лексийилиригә һәммидин көп киши иштирак қилди, униң қуран кәрим көрсәткән йол вә қандақ бир мусулман болуш һәққидики лексийисидә “мән бир вәтәнпәрвәр америкилиқ, мән бир пәхирлик бир мусулман. Алла бир, униң орни һәммидин үстүн, әмма вәзийәт мени дөлитиңдә турамсән, диниңдиму дәп таллашқа мәҗбур қилса, иккиләнмәй динимни башта таллаймән. Чүнки аллаһ һәмминиң игиси, таллашқа мәҗбур қиливатқан бу тупрақниму шу аллаһ яратқан. Шуңа аллаһни таллаймән. Қәдирлик қериндашлирим, силәр америкилиқ салаһийитигә, лаяқитигә игә болдуңлар, өтүнәйки әмди мусулман болуңлар...” дегән хитаби қатнашқучиларда наһайити күчлүк тәсир қозғиди. Алқишлар ичидә лексийисини ахирлаштурған ясир қази нутуқ сәһбинидин чүшүп адәмләр қоршави ичидә туруп зияритимизни қобул қилди:
‏-Һөрмәтлик ясир қази, рамзан келиватиду. Уйғурларниң вәзийитидин хәвириңиз барму?

-Әлвәттә бар. Бу, тарихтин буян мусулманларниң тунҗи қетим бастурулуши әмәс, илгири хрстианларму мусулманларниң етиқадидин чекинишкә мәҗбур қилған, уларни розисини бузушқа, аялларниң һиҗабини еливетишкә, етиқадини чәкләшкә урунуп кәлгән. Бу биринчи қетим әмәс, ахирқисиму әмәс, уйғур мусулманлар аллаһқа шәксиз ишәнсунки, һечким уларниң қәлбидики иман-етиқадни өзгәртәлмәйду. Әлвәттә һөкүмәт даирилири уларни розиисини бузушқа, йейишкә, ичишкә мәҗбурлиған болса, йисун, ичсун, нийитидин янмисун, уни алланиң бир совғиси дәп билсун, әмма иптарғичә нийитини сақлисун, униң розиси бузулмайду, аллаһ униң бесим вә зулум астидики розисиниң савабини техиму устүн қилиду, муслимәләр һиҗабини елишқа мәҗбур болған болса, еливәтсун,әмма һечқачан етиқадини йоқатмисун. Һөкүмәт етиқадиңлар үчүн силәрни бастурған, өлтүргән икән, зулум астидики мусулманниң дуасини аллаһ қобул қилиду. Аллаһтин ярдәм сораңлар, ахири иманини чиң сақлиғучилар һаман йеңиду.”

Ясир қази йәнә, уйғурларниң һазирқи дуняда әң зор бастурушқа учраватқан мусулманлар икәнликини билидиғанлиқи ейтти вә шуниң үчүн уйғурлар үчүн алаһидә дуа қилди.

Ясир қази “қәдирлик уйғур қериндашлирим, биз силәрниң зулум астида бәдәл төләватқиниңларни билимиз, йүрикимиз силәр үчүн қанайду вә дуалиримизда аллаһталадин силәргә асанлиқ тиләймиз, аллаһтин сизләргә иман вә һидайәт тиләймиз, аллаһ һәр бир төлигән бәдәллириңларниң савабини бәрсун иншаалла”дәп дуа қилғанда, мәйдандики йүзлигән мусулманлар қолллирини ечип “амин” дәп дуаға қошулди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.