Шималий америкидики мусулманлар “илаһи дәстур қуран кәрим” шәрипигә йиғилди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2016.05.31
Shimaliy-amerika-musulman-yighilish-1.jpg “илаһи дәстур қурани керәм” шәрипигә беғишланған шималий америка ислам чәмбирикиниң 41-нөвәтлик йиллиқ йиғилишидин көрүнүш. 2016-Йили 28-май, америка.
Photo: RFA
Shimaliy-amerika-musulman-yighilish-1.jpg

“илаһи дәстур қурани керәм” шәрипигә беғишланған шималий америка ислам чәмбирикиниң 41-нөвәтлик йиллиқ йиғилишидин көрүнүш. 2016-Йили 28-май, америка.

Shimaliy-amerika-musulman-yighilish-2.jpg

“илаһи дәстур қурани керәм” шәрипигә беғишланған шималий америка ислам чәмбирикиниң 41-нөвәтлик йиллиқ йиғилишидин көрүнүш. 2016-Йили 28-май, америка.

Shimaliy-amerika-musulman-yighilish-3.jpg

“илаһи дәстур қурани керәм” шәрипигә беғишланған шималий америка ислам чәмбирикиниң 41-нөвәтлик йиллиқ йиғилишидин көрүнүш. 2016-Йили 28-май, америка.

Shimaliy-amerika-musulman-yighilish-4.jpg

“илаһи дәстур қурани керәм” шәрипигә беғишланған шималий америка ислам чәмбирикиниң 41-нөвәтлик йиллиқ йиғилишидин көрүнүш. 2016-Йили 28-май, америка.

Shimaliy-amerika-musulman-yighilish-5.jpg

“илаһи дәстур қурани керәм” шәрипигә беғишланған шималий америка ислам чәмбирикиниң 41-нөвәтлик йиллиқ йиғилишидин көрүнүш. 2016-Йили 28-май, америка.

Shimaliy-amerika-musulman-yighilish-6.jpg

“илаһи дәстур қурани керәм” шәрипигә беғишланған шималий америка ислам чәмбирикиниң 41-нөвәтлик йиллиқ йиғилишидин көрүнүш. 2016-Йили 28-май, америка.

Shimaliy-amerika-musulman-yighilish-7.jpg

“илаһи дәстур қурани керәм” шәрипигә беғишланған шималий америка ислам чәмбирикиниң 41-нөвәтлик йиллиқ йиғилишидин көрүнүш. 2016-Йили 28-май, америка.

Shimaliy-amerika-musulman-yighilish-8.jpg

“илаһи дәстур қурани керәм” шәрипигә беғишланған шималий америка ислам чәмбирикиниң 41-нөвәтлик йиллиқ йиғилишидин көрүнүш. 2016-Йили 28-май, америка.

Shimaliy-amerika-musulman-yighilish-9.jpg

“илаһи дәстур қурани керәм” шәрипигә беғишланған шималий америка ислам чәмбирикиниң 41-нөвәтлик йиллиқ йиғилишидин көрүнүш. 2016-Йили 28-май, америка.

Shimaliy-amerika-musulman-yighilish-0.jpg

“илаһи дәстур қурани керәм” шәрипигә беғишланған шималий америка ислам чәмбирикиниң 41-нөвәтлик йиллиқ йиғилишидин көрүнүш. 2016-Йили 28-май, америка.

“илаһи дәстур қурани кәрим” шәрипигә беғишланған шималий америка ислам чәмбирикиниң 41-нөвәтлик йиллиқ йиғилиши, 28-майдин 30-майғичә мариланд штатиниң балтимор шәһиридә интайин әһмийәтлик өткүзүлди.

Йиғилиш пайтәхт вашингтонға қошна балтимор шәһириниң көргәзмә залида 3 күн интайин мол мәзмунлуқ давам қилди. Шималий америка қитәси ислам чәмбирики болса америкидики мусулманлар җәмийәтлири вә иҗтимаий тәшкилатлириниң бирлики. ICNA Ниң 2016‏-йиллиқ мусулманлар йиғилишида асаслиқ қуранни өгиниш вә униңда көрситилгән йолда һәқиқий турушниң йоллири һәққидә тәблиғ, вәз-нәсиһәтләрни асас қилди. 20 Миңдин көплигән әр аял қери яш вә балилар бирликтә намаз оқуди.

Балтиморда меһман сарайлар, барлиқ мулазимәт саһәлири, мусулманларни қарши елишқа пухта тәйярлиқ қилған, мусулманларниң паалийәткә вақтида, көңүллүк қатнишиши үчүн достанә маслашқан шараитлар яритилған. Бу паалийәт мусулманларғила әмәс, башқиларғиму, исламға қизиққучиларғиму кәң ишик ачқан болуп, паалийәттә башқа диндикиләр вә һәр қитә, һәр җайлардин, һәр ирқ вә милләтләрдин кишиләр җәм болди, америкида яшаватқан бир қисим уйғурларму паалийәткә иштирак қилди.

Шималий америкидики мусулманларниң бу бүйүк йиғилишни мувәппәқийәтлик орунлаштурған икнаниң баш катипи муһәммәт рәһман бу қетимлиқ йиғилишниң дуняда болупму америкида мусулманларға қарши сәлбий инкаслар мәйданға келиватқан шундақла, америка қошма штатлирида президент сайлими давам қиливатқан бир мәзгилгә тоғра келишиниң әһмийити зор икәнликини тонуштурди.

У мундақ деди: “шималий америка ислам чәмбирикиниң 41-нөвәтлик бу бүйүк йиғилиши ‛илаһи дәстур қуран‚ шәнигә беғишланди, қурани кәрим һәққидә йүзлигән алим вә өрнәк устазлар әһмийәтлик нутуқлар бәрди, алимлиримиздин нурғун соаллар соралди. Тәхминимчә қатнашқучилар 23 миңдин 25 миңғичә бариду. 3 Күнлүк паалийәтлиримиз бәкму тәртиплик, әһмийәтлик өтти. Көргиниңлардәк аилиләр, яшлар һәтта балилар үчүнму алаһидә паалийәт сорунлирини һазирлидуқ. Нәччә йүзлигән мусулман пидаийлар паалийәт үчүн халис хизмәт қилди. Биз бу паалийәт арқилиқ мусулманларниң өз имани етиқадиға илһам бериш, ислам җәмийәтлиримиз йүзлиниватқан бәзи мәсилиләрниң һәл қилиш йоллирини тепип һәл қилиш, йәнә бир тәрәптин башқиларғиму ислам динимизни тонутушни, һәқиқий мусулманларни чүшәндүрүшни мәқсәт қилип паалийәтләр елип бардуқ. Иштиракчилар үчүн мәсчит мәйдани, һалал йемәк-ичмәкләр билән ғизалиниш мәйдани вә мәхсус чоң базар, балилар үчүн йәсли вә бағчә программилирини орунлаштурдуқ, машааллаһ паалийитимиз йилдин-йилға яхши болуватиду, америкида мусулманлар җәмийитимиз барғанчә көпийиватиду, техиму көплигән кишиләр аваз қошуватиду, иншаалла бу йиғилишимиздин һәммә мәнпәәт тапқуси. Аллаһ рази болғуси иншаалла.”

Тәртиплик, мол мәзмунлуқ, әһмийәтлик, интайин иллиқ аиливи кәйпиятта давам қилған паалийәттә көзгә көрүнгән өрнәк диний устазлардин ясир ғази, һамза андирас, номан алихан, омар сулайман, абдурахман хан қатарлиқларниң қуран кәрим вә униң хасийити һәққидики лексийә дәрслири орунлаштурулған мәйданлар лиқ толди.

Қуран оқуш вә ядлаш һәмдә соалларға җаваб бериш мусабиқилиригә һәтта 4, 5 яштики балиларму қатнашти.

Үч күн уда, чоң базар, йәрмәнкиләр ечилди. 500Дин артуқ дукан вә боткиларда түрлүк һалал буюмлар, ислам диниға аит китаблар, кийим-кечәк, зибузиннәтләр көзни қамаштуратти.

Паалийәт җәрянида балиларни әң қизиқтурғини болса, бала вә яш өсмүрләрниң яш пәрқигә асасән һазирланған һәдисләр, пәйғәмбәрләр һәққидә һекайә ейтиш, картон филимларни көрситиш мәйданлири вә оюн ойнаш мәйданлири болди, иштиракчиларниң ғизалиниши үчүн, ибадәт қилиши үчүн айрим‏-айрим сорунлар һазирланған, теббий ярдәм вә һәр түрлүк ярдәмгә моһтаҗларниң еһтияҗидин чиқиш үчүн, һәр түрлүк кәсипләргә игә пидаийлар тохтимай хизмәт қилди, бу мусулманлар һәр ирқ, һәр тилда сөзләшсиму охшаш саламлишатти, йүзидә охшаш тәбәссум җилвә қилатти.

Мусулманлар үчүн бу диний вә иҗтимаий йиғилиш мусулманларниң чоң бир аилисигә охшап қалди, алим-өлималарниң тәблиғлири, қуран тәпсирлири муһакимилиригә вәз нәсиһәтлиригә қатнашқанлардин шу мәйдандила шаһадәт ейтип мусулман болғанлириму болди, көп санда җамаәтниң қатнишиши билән бәзи мусулманларниң никаһлиниш мурасимлири уюштурулди.

3 Күнлүк паалийәттики әң ярқин нуқтиларниң бири, сүрийә мусапирлириға вә ярдәмгә моһтаҗ кишиләргә ианә топлаш вә уларға роһий җәһәттин мәдәт беришни мәқсәт қилған мусулман артисларниң иҗрасидики қуран вә аллаһ күйләнгән мәхсус хәйри сахавәт кечилики болуп, бәш миң кишилик зал лиқ толди. Бир йерим саәт давам қилған бу алаһидә кечиликтин һәммә ортақ тәсирләнди вә һаяҗанланди.

Америка мусулманлириниң иҗтимаий һаятида муһим күн тәртипкә киргән икнаниң өткән йиллиқ муһәммәт пәйғәмбәр әләйһиссалам һөрмитигә беғишланған -40 нөвәтлик йиллиқ йиғилишиму дәл мушу мәйданда өткүзүлгән иди.

Бу нөвәтлик паалийәт 30-май зор үмид вә тиләкләр билән ғәлибилик ахирлашти, иштиракчилар келәр йили рамизан киришниң һарписида йәни 14-апрелдин 16-апрелғичә 42-нөвәтлик йиллиқ йиғилишта охшаш җайда учришишқа вәдилишип хошлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.