Америкидики уйғур җамаити үч қетим коллектип иптарлиқ паалийити өткүзди
2017.06.19

Уйғур хәлқи 2017-йиллиқ рамизанни хитайниң әң қаттиқ диний чәклимиси астида күтүвалди.
Муһаҗирәттики уйғур җамаити, шу җүмлидин америкидики уйғур җамаити рамизан киргәндин буян 3 қетим коллектип иптарлиқ өткүзүп, һөр дунядики уйғурларниң барғансери күчийиватқан җамаәтчилик роһини, диний вә миллий кимликини намаян қилди.
Өткән җүмә, йәни 6-айниң 16-күни америка уйғур бирләшмисиниң уюштуруши билән пайтәхт вашингтон әтрапидики уйғур җамаити йәнә бир қетимлиқ коллектип иптарлиқ паалийити өткүзди.
Иптарлиқ башлинип, еғиз ечилғандин кейин, америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәнди сөз қилди. У сөзидә “уйғур хәлқи хитайниң қаттиқ диний чәклимиси астида бу йиллиқ рамизанни давамлаштуруватқан бир шараитта, чәтәлдики уйғурларниң бир җайға җәм болуп коллектип иптарлиқ паалийити өткүзүши муһим әһмийәткә игә” деди.
Илшат әпәнди, бир йилда бир қетим келидиған рамизан ейида җамаәтниң бир җайға җәм болуп коллектип иптарлиқ өткүзүшиниң диний җәһәттинла әмәс, бәлки муһаҗирәттики уйғур пәрзәнтлиригә уйғурларниң диний вә миллий әнәнилирини өгитиштә вә уларниң җамаәтчилик еңини өстүрүштә сәл қарашқа болмайдиған роли барлиқини тәкитлиди.
Илшат әпәнди сөзиниң ахирида рамизан ахирлишиши билән җамаәтниң йәнә бир қетим җәм болуп, бу йиллиқ роза һейт намизини бирликтә оқуйдиғанлиқини уқтурди.
Иптарниң ахирида җамаәт диний билим адәмлиридин абликим идрисниң риясәтчиликидә дуаға қол көтүрди. Вәтән вә милләтниң бүгүни һәм келәчики шундақла муһаҗирәттики уйғур җамаитиниң иттипақлиқи үчүн оқулған тәсирлик дуа җамаәтниң қәлбини ләрзигә салди.
Иптарлиқ паалийитигә қатнашқан кишиләрдин дуня уйғур қурултийиниң сабиқ баш катипи нурмуһәммәт мусабай зияритимизни қобул қилди. У, “һазирқи пәвқуладдә шараитта муһаҗирәттики уйғур җамаитиниң көпрәк җәм болуп, иптарлиқ вә колектип ибадәт паалийәтлирини өткүзүши мәйли миллий иттипақлиқ, диний әқидә яки пәрзәнтләргә берилидиған тәрбийә нуқтисидин болсун, интайин зөрүр” деди.
Ахирида сөз қилған абликим идрис әпәнди “нөвәттә вәтәндики қийин шараит билән селиштурма қилғанда, әркин дунядики уйғур җамаитиниң коллектип иптар, коллектип дуа вә коллектип ибадәт қилиши уйғурларниң диний етиқади һәм миллий роһиға күч-қуввәт беғишлайду” деди.