Хитай хотәндә “амин” дейишни чәклиди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2014.12.19
xoten-namaz-jamaet-305.png Хотәндики җамаәт
AFP


Йеқинда хотән вилайәтлик партком һөҗҗәт чиқирип, диний паалийәтләрдә дуадин кейин “амин” дейишни чәклигән. Хитай бу чәклимисини тәшвиқ қилишта қурани кәримдики 7 - сүрә 55 - айәтни нәқил кәлтүрүп аминни йүксәк тонда дейишниң ислам әқидисигә уйғун кәлмәйдиғанлиқини илгири сүргән. Бу һәқтә бүгүн радиомизға пикир баян қилған, дуня уйғур қурултийиниң диний ишлар комитети мәсули турғунҗан алавудин әпәнди, хитай компартийисиниң ислам әһкамлириға пәтива бериш салаһийити йоқлуқини оттуриға қойди. У йәнә хитай тәрәп ялливалған диний затларниң тәшвиқатлири җәрянида мәзкур айәтни сүйитимал қилғанлиқини тәнқид қилди. Униң йәнә хитайниң бу чәклимисини “етиқадниң күчийишидин қорқуш вә уйғурларниң авазини боғуш” дәп изаһлиди.

Қариқаш наһийисидики бир хадимниң баян қилишичә, йеқинда хотән вилайәтлик партком “ 30 немә үчүн” намлиқ бир тәшвиқат материяли тарқатқан; материялда хотәндә йолға қоюлуватқан диний чәклимиләрниң һә рбиригә “немә үчү”" дегән соал қоюлуп, андин униңға бир - бирләп җаваб берилгән. Ашкарилинишичә, 30 соалниң биринчиси “немә үчүн диний паалийәтләрдә дуа қилғанда амин дейиш қәтий чәклиниду?” дегәндин ибарәт болуп, буниңға мундақ җаваб берилгән:

- Биринчидин, бу, ислам әқисидигә хилап, қурани кәримниң 7 - сүрә 55 - айтидә “пәрвардигариңларға ялвуруп туруп пәс авазда дуа қилиңлар, һәддидин ашуривәтмәңлар, аллаһ һәқиқитән яқтурмайду” дейилгән. Иккинчидин, аминни йүксәк тонда дейиш әсәбийликни күчәйтиветиду...

Биз бүгүн бу һәқтә дуня уйғур уйғур қурултийиниң диний ишлар мәсули турғунҗан алавудун әпәндини зиярәт қилдуқ. У сөзидә алди билән хитай компартийисиниң динсизлар партйиси болуш сүпити билән диний әһкамлар үстидин пәтива бериш салаһийити йоқлуқини ейтти.

Турғунҗан алавудун хитайниң ялланма диний затлириниң мәзкур айәтни сүйиистимал қилғанлиқини илгири сүрди:

- Қуранда шундақ бир айәтниң барлиқи раст, әмма у пәқәт намаз вақтида сүрә фатихәни оқуғандин кейин, дуаниң пәс оқулушини тәвсийә қилип дейилгән, бу пүтүн дуаларда амин төвән авазда дейилсун дегәнлик әмәс, юқири авазда оқуса, қәтий болмайду дегәнликму әмәс..... Бу йәрдә мәзкур айәт сүйистимал қилинған.

Диний тәһсилини әзһәр университидин алған турғунҗан алавудун әпәнди, адәттә мусулманлар арисида дуани йүксәк тонда оқушни һәм пәс тонда оқушни тәшәббус қилидиған мәзһәпләр барлиқини, әмма буниң принсипал йәни әқидигә берип тақишидиған мәсилә әмсликини оттуриға қойди, арқидин хитайниң мәзкур чәклимисиниң сәвәби үстидә тохталди:

- Уйғурлар бүгүн пикир баян қилиш пурситидин пүтүнләй мәһрум болғачқа, өзлириниң мәвҗут вәзийәткә қарита позитсийәсини вә мәйданини оттуриға қоюватиду. Әлвәттә җамаәт бүгүнкидәк бир вәзийәттә, йәни тәблиғ вә дуаниң мәзмунлири чәкләнгән вәзийәттә, дуани йүксәк тонда ейтиш арқилиқ, өзиниң муһәббәт вә нәпритини ипадилиши, бу арқилиқ бир - биригә илһам бериши, интайин нормал, буниң һечқандақ хата йери йоқ. Хитай пәқәт уйғурларниң йүксәк тондики дуалардин илһамлинип етиқадиниң техиму күчийип кетишидин әндишә қиливатиду, уйғурларниң колликтип авазини боғушқа уруниватиду......

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, хитайниң “амин” ни чәклигәнлики һәққидики һөҗҗәтниң хотән вилайәтлик партком тәрипидин чиқирилғанлиқи вә униң хотәндә йолға қоюливатқанлиқи ениқ, әмма униң уйғур райониниң башқа җайлирида йолға қоюлған яки қоюлмиғанлиқи һазирчә радиомизға мәлум әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.