Хитай һәҗ өмики тәркибидики уйғур һаҗилар бесим вә чәклимиләр астида һәҗ қилмақта
2013.10.07

2013-Йиллиқ мусулманларниң һәҗ паалийити мәккә-мукәррәм вә мәдинә шәһәрлиридә җиддий давам қилмақта. Һалбуки, бу йилқи һәҗ паалийитигә қатнишиш үчүн уйғур елидин кәлгән һаҗилар түрлүк сиясий бесим вә чәклимигә учриғанлиқи мәлум.
Мәккидики журналист сираҗидин әзизи әпәндиниң билдүрүшичә, уйғур елидин кәлгән уйғур һаҗилар қаттиқ назарәт астида болуп, уларниң мәккини өз алдиға зиярәт қилиши, һәтта кочида учриған башқа уйғурларға салам қилишиму чәкләнгән.
Мәлум болушичә, хитай даирилири уйғур елидин кәлгән һәҗ қилғучиларға хитай консул ханисида мәхсус тәрбийиләш курси ечип, уларға агаһландуруш бәргән.
Хитайниң сәуди әрәбистанниң җиддә шәһиридики консулханисиниң тор бекитидики хәвиридә дейилишичә, 10-айниң 1-күни хитай консулханисиниң йеңидин вәзипигә тәйинләнгән баш консули әнвәр қатарлиқ хитай консулхана хадимлири мәккигә берип хитай һәҗ өмикидин һал сориған вә шинҗаң һәҗ өмикиниң һаҗиларни тәрбийиләш курсида сөз қилған.