Хитай: аяллар арисидики “дини әсәбийлик”кә қарши һәрикәт башлиди
2014.08.13

Уйғур аптоном районлуқ аяллар бирләшмиси 7-авғуст чүштин бурун, “аялларға болған тәшвиқат-тәрбийәни күчәйтип, дин әсәбийлик идийисиниң сиңип киришниң алдини алайли” намлиқ телевизийә-телефон йиғини ачқан болуп, йиғинда “аялларға болған тәшвиқат-тәрбийәни күчәйтип, дин әсәбийлик идийисиниң сиңип киришиниң алдини алайли” темилиқ мәхсус һәрикәтниң рәсмий башланғанлиқи елан қилинған. Уйғур елидики аялларни нишан қилған бу һәрикәт бу йил 8-айдин 2015-йили 8-айғичә бир йил давам қилидикән.
Шинҗаң гезити 13-авғуст сани баш бәт хәвиридин қариғанда, уйғур аптоном районлуқ аяллар бирләшмисидә ечилған, “аялларға болған тәшвиқат-тәрбийәни күчәйтип, дин әсәбийлик идийисиниң сиңип киришниң алдини алайли” телевизийә-телефон йиғиниға, хотән, қәшқәр, ақсу қатарлиқ вилайәтләрниң тармақ йиғин мәйданлири қатнашқан. Уйғур аптоном районлуқ аяллар бирләшмисиниң муавин рәиси күләш абдулла аптоном районлуқ аяллар бирләшмисиниң “аялларға болған тәшвиқат-тәрбийәни күчәйтип, дин әсәбийлик идийисиниң сиңип киришиниң алдини алайли” темилиқ мәхсус һәрикәт аптоном районимизда рәсмий башланғанлиқини елан қилған.
Аптоном районлуқ аяллар бирләшмисиниң рәиси хасийәт ели бу һәрикәтни қанат яйдуруш җәрянида, асаслиқи аялларниң дин әсәбийлик идийисиниң тәсиригә учришиниң алдини елиш, һәр милләт аяллирини әбәдий әминлики вә иҗтимаий муқимлиқини илгири сүридиған актип йетәкчи вә тәшәббускар башламчилардин болуп, әтрапидикиләргә паал тәсир көрситишкә йетәкләш, бир қисим алаһидә топтики аялларға тәрбийә бериш, тәрәққий қилған шәһәрләргә екскурсийидә орунлаштуруш арқилиқ уларда миннәтдарлиқ туйғусини йетилдүрүш, “пәзиләтлик аилә”, “пәзиләтлик ана” таллаш қатарлиқ паалийәтләр, “аилә” ниң милләтләр иттипақлиқи тәрбийиси елип баридиған “тунҗи дәрсхана” лиқ ролини җари қилдуруш қатарлиқ елип берилидиған вәзипилирини орунлаштурған.
У йиғинда йәнә мәхсус аялларни нишан қилған бу һәрикәтни башлаш мәқситини чүшәндүрүп “бир мәзгилдин буян, зораванлиқ, террорлуқ делолири арқа-арқидин йүз берип, шинҗаңниң иҗтимаий муқимлиқидики әң биваситә, әң реал хәвпкә айлинип, инсанийәткә, җәмийәткә, мәдәнийликкә қарши қәбиһ маһийитини толуқ ашкарилиди. Баш шуҗи ши җинпиң ениқ қилип: ‛зораванлиқ, террорлуқ һәрикәтлириниң йилтизи миллий бөлгүнчилик, идийиви асаси дин әсәбийлики‚ дәп көрсәтти. Бу муһим һөкүм зораванлиқ, террорлуқ һәрикәтлириниң мәйданға келишидики идийиви мәнбәни ениқ көрситип бәрди. Диний әсәбий күчләргә зәрбә берип, дин әсәбий идийиниң сиңип киришини тосуш нөвәттики муһим вәзипә” дегән.
Хитай һөкүмитиниң 2-қетимлиқ шинҗаң хизмити сөһбәт йиғинида, нөвәттики вә буниңдин кейинки бир мәзгилдики шинҗаң хизмити омумйүзлүк орунлаштурғанда, “идеологийә саһәсидики бөлгүнчиликкә қарши күрәшни йәниму күчәйтиш, хизмәтниң көзләш нуқтиси вә күчәш нуқтисини иҗтимаий муқимлиқ вә әбәдий әминликкә қаритишимиз керәк”дәп йол йоруқ берилгән иди.
Уйғур аптоном районлуқ аяллар бирләшмисиниң йиғинида оттуриға қоюлушичә, “аялларға болған тәшвиқат-тәрбийәни күчәйтип, дин әсәбийлик идийисиниң сиңип киришиниң алдини алайли” темилиқ мәхсус һәрикәтниң дәл хитайниң шинҗаң хизмити тоғрисидики орунлаштуруши вә истратегийәси асасида оттуриға чиққан мәхсус һәрикәт икән.
Радиомизға келиватқан инкаслар вә биз игилигән мәлуматлардин, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йеқинқи йиллардин буян елип бериватқан диний бастурушлирида, уйғурлар болупму диний йосунда кийингән уйғур аяллири асаслиқ нишан вә зәрбә бериш обйекти болуп кәлди.
Инкас қилинишичә, йеқинда қаримай даирилири диний йосунда кийингән, һиҗабланған аялларниң аммиви қатнаш васитилиригә олтурушини рәсмий уқтуруш чиқирип чәклигәндәк, уйғур аяллириниң диний вә миллий өрп -адитигә, диний етиқад әркинлики, инсан һәқлиригә қилинған дәпсәндичилик һәрикәтлири пүтүн уйғур ели миқясида һәр хил шәкилләрдә елип берилди. Уйғур қиз аяллириниң диний йосунда кийиниши, мәктәп, хизмәт орунлири башқа нормал иҗтимаий аммиви паалийәт сорунлири, һәтта кутупхана, дохтурханилардиму чәкләнди.
Инсан һоқуқи тәшкилатлири вә паалийәтчилириниң билдүрүшичә, җәмийәттә нормал иҗтимаий паалийәт елип бериштин, оқуш вә хизмәт қилиштин һәтта нормал яшаштин чәкләнгән уйғур аяллири һәтта өз өйидиму, аилиләргичә кирип ахтуруш елип бериватқан кәнт кадирлири, аманлиқ хадимлириниң зорлуқ ишлитип уларниң ромалини мәҗбури еливетиштәк хорлуқлириға дуч кәлмәктә.
Көзәткүчиләрниң ейтишичә, йеқиндин буян хитай һөкүмитиниң бу хилдики һәддидин ашқан зораванлиқиға қарши нурғун наразилиқ һәмдә қан төкүлүш вәқәлири мәйданға кәлди. Әмма даириләрниң вәзийәт җиддий бир мәзгилдә,йәнила аялларни нишан қилип бир йилға созулған мәхсус “диний әсәбийлик идийисиниң сиңип киришиниң алдини елиш һәрикити” башлиғанлиқи чәтәлләрдики уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң күчлүк тәнқидигә учримақта.
Вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ программисиниң тәтқиқатчиси зүбәйрә ханим, уйғур аяллириниң инсан һәқлири вәзийитиниң әң начар бир пәйттә икәнлики, хитайниң аялларни нишан қилип башлиған бу хил бир йилға созулған диний әсәбийликниң сиңип киришниң алдини елиш һәрикитиниң, буниңдин кейинму хели узун мәзгилгә қәдәр уйғур аяллириниң йәниму зор бесим һәм хорлуққа дучар болидиғанлиқидин бешарәт беридиғанлиқини оттуриға қойди. У мундақ деди:
“уйғурлар нопусиниң йеримини игиләйдиған уйғур һәдә сиңилларниң хорлиниши уйғур аилилириниң хорлиниши, пүтүн уйғур миллитигә болған һақарәт, әлвәттә буниңға уйғур әркәклири чидап турмайду, улар өз анилири, қиз аяллири, һәдә сиңиллириниң номуси, һәққини қоғдаш үчүн бу йолда давамлиқ тиркишиду, демәк йәниму зор қаршилиқларниң мәйданға келидиғанлиқини көрүвелиш тәс әмәс, буни хитай билмәмду? дегәндә билиду, уйғурларниң өзиниң диний етиқади, номус -һөрмити үчүн бәдәл төләштин қорқмайдиғанлиқини билиду. Демәк даириләр техиму көп қан төкүлүшни халайду. Хитай һөкүмити уйғур елида бу хил қаршилиққа күшкүртүш, арқидин бастуруш сияситини өзгәртмәйдикән уйғурларғила әмәс, хитай пуқралириғиму охшашла тинчлиқ болмайду” дәп билдүрди.