Диний паалийәтләрни йәрлик мәхсус комитетларға мәлум қилиш түзүми пүтүн уйғур йезилириға кеңәйтилгән
2016.12.05

Хитай һөкүмити бу йил уйғур илиниң хотән вилайитидики һәр қайси аһалиләр райони вә йеза кәнтләрдә мәһәлливий диний комитетларни тәсис қилип, нәзир-чирағ, никаһ, хәтмә қуран, сүннәт той, мәвлүт қатарлиқ диний түс алған барлиқ паалийәтләрни алдинала дин комитетларға мәлум қилиш вә шуларниң рухситини елишни йолға қойған.
Мәлум болушичә, нәзир-чирағ, сүннәт той яки никаһ вә хәтмә- қуран оқутидиғанлар йәрлик диний ишлар комитетлирини диний паалийәтниң мәзмуни, мәқсити, чақирилидиған меһманларни сани қатарлиқ учурлар билән тәминләйдикән.
Хитайниң “йәр шари вақти гезити” бу йил 22-ноябир бәргән хәвиридә, бу бәлгилиминиң пүтүн уйғур райониға кеңәйтилидиғанлиқини билдүргән иди. Бу йил қейни-атиси вапат болған уйғур райониниң җәнубидики мәлум бир базарда олтурушлуқ бир ханим, хизмәтчиләрниң өз идарисигә мәлум қилидиғанлиқини илгири сүрди.
Уйғур аял: рухсәт елип қилармиз һәққичан уни. Мениң балам 14 яшқа кирди, хәтмә тойини қилип болғини невақ. Лекин қейни-атам өлүп кетип нәзир қилған, мәктәпниң хәвири бар. Нәзирни 4-айда қилдиққу, дәймән.
Мухбир: аһалиләр иш башқармиси яки мәһәллә һөкүмәткә хәвәр қилдиңларма, мундақ нәзиримиз бар, дәп?
Уйғур аял: һә, мәктәп рәһбәрликиниң хәвири бар, бағақ тарқаттуққу. Лекин (мәктәпкә хәвәр қилдиму яки иш башқармисиғиму) у һәқтики гәпләрни мән бәк уқмайдикәнмән. Мән хотун киши болғандин кейин, өйдә қазан бешиниң ишлири билән болдум. Уни йолдишим қилған иди.
Мухбир: әмма рухсәт елишиңлар керәк дәңа, қисқиси?
Уйғур аял: һәә, мениңчә чоқум рухсәт алсақ тоғра болиду. Биз ишләйдиған адәм болғандин кейин шу өзимизниң һөкүмәт рәһбәрликимиз бар, шуларға хәвәр қилип, шулардин рухсәт елип қилимиз қандақ болса.
Җәнубий уйғур райониниң мәлум бир йезисида турушлуқ сақчи понкитиниң бир хадими болса, адәттики пуқраларниң нәзир-чирағ рухситини шу йәрлик аһалиләр комитетлириниң беридиғанлиқини билдүрди.
Сақчи: 1 қандақ рухсәтни демәкчи сиз.
Мухбир: һази нәзиргә сақчиханидин рухсәт алиду, келидиған адәм сани вә башқа рәсмийәтләрни беҗириду, дәйду. Шуңа, телефон қилип сораватимән, қандақ рәсмийәтләрни беҗириду, дәп?
Сақчи: 1 һә, у рәсмийәтләрни шу маву нимидики балилар уқиду, бәнсичудики (иш башқармиси) дики балилар. Уни биз уқмаймиз. Һә, (болмиса рәсмийәт елиш керәк), лекин буни биз толуқ уқмаймиз. Ашу балилар беҗириду буни.
Шәрқий уйғур райониниң мәлум бир базиридики бир сақчиханиниң уйғур хадими, уларниң тәвәликидики районларда нәзир-чирағ вә башқа диний паалийәтләр үчүн кәнт даилириниң рухситини елиши керәкликини илгири сүрди. У, “рухсәт алмай қилғили болмайду” деди.
Сақчи: 2 сиз шу тәвәликтики дадүйгә барисән, пәйсиор (сақчихана)ға әмәс. Һә, дадүйдин алиду. Алмай қилса болмайду. Немә? аввал шу йәрдин хәт алисән, ениқ болдима. Дурус, дадүйдин. Уни алмай қилғили болмайду. Һә, бу сиясәт. Башқа гәп барму?
Мухбир: башқа гәп йоқ, шуни сорап бақай, дегән идим. Униңдин башқа йәнә сүннәт той қилсиму рухсәт аламду, нәзирдин башқа?
Сақчи: 2 уни биз уқмайдикәнмиз. Шу дадүй билән алақилишили. Бу ишлар шу дадүйниң иши, бизниңки әмәс.
Хитай “йәр шари вақти гезити”ниң хәвиридә нәқил кәлтүрүшичә, уйғур аптоном районлуқ партийә мәктипиниң профессори ла дишиң, бу сиясәт йәрлик һөкүмәтләрбниң “диний паалийәтләргә техиму обдан хизмәт қилиши” үчүн чиқирилғанлиқини билдүргән.
Әма уйғур тәшкилатлириниң қаришичә, бу сиясәтниң мәқсити бир уйғурниң алақә даириисини контрол қилиштур. Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси, вәзийәт анализчиси илшат һәсән бу сиясәт уйғурларда һечқандақ шәхси әркинлик қоймайдиғанлиқини илгири сүрди.
У мундақ дәйду: бу кишиләрниң шәхсийити, кишилик һоқуқиға қилинған дәпсәндичилик. Мәсилән, мениң кимләр билән алақә қилишим, кимләр билән дост болуп, кимләрни өйгә чақирип меһман қилишим, бу мениң шәхси ишим. Буниң һөкүмәт билән һечқандақ мунасивити йоқ. Бу немә дегәндә хитай бу арқилиқ һәр бир адәмниң бериш-келиш даириси вә уруқ-туғқанлиридин тартип, бериш келиш қилидиған һәр бир адәмниң шәхсийитигичә һәммини билмәкчи. Бу демәклик, бу йәрдә һечқандақ шәхси мәхпийәтлик, һечқандақ әркинлик йоқ (дегәнлик). Әркинлики бар адәм өзиниң өйигә кимни қичқириду! башқиларниң рухсәт елип, башқа адәмниң тәстиқи билән қичқармайду.
Мәзкур сиясәт уйғур аптоном районлуқ парткомниң йеңи секретари чен чүәнго уйғур райониға йөткилип келип узун өтмәйла йолға қоюлған. Чен чүәнго бу йил 8-айда сабиқ партком секретари җаң чүншйәнниң орниға олтурған иди.
Илшат һәсән, чен чүәнгониң тактикида җаң чүншйәнгә қариғанда техиму конкрет вә техиму қеп-ялиғач икәнликини илгири сүрди.
Илшат һәсән мундақ дәйду: хитайниң сияситидә һечқандақ өзгириш йоқ, җаң чүншйәнниң кетиши, чен чүәнгониң келишидә. Әмма тактикида өзгириш бар. Чен чүәнго удул, қеп-ялиңач һәммә немәңгә арилишимән, һәммә немәңни мениңки көз алдимда қилисән, һечқандақ уйғурниң турмуши, һәтта сениң һуҗра өйиңдә һечқандақ мәхпийәтлик болмаслиқи керәк, мән һәммә нәрсини билишим керәк, дегән шу йәргә әкеливатиду. Җаң чүншйән буни пәрдазлап елип маңғаниди. Мавуниңға кәлгәндә конкретлаштуруп, очуқ-ашкара һәммә нәрсәңгә арилишимән, дәп, сениң ким билән туққан болушиңниму бекитип бериватиду. Әмма буни зораванлиқ билән әкәлгили болидиған нәрсә әмәс. Дуняда буниңда мувәппәқийәт қазанған һечқандақ һакимийәт йоқ.
Хотәндә аһалиләр нәзир-чирақ, сүннәт той, никаһ, хәтмә-қуран қатарлиқ диний паалийәтләрни йәрлик органларға мәлум қилиш 2014-йилдин башлап йолға қоюлған болсииму, әмма мәзкур бәлгилимә бу йил рәсми сиясәт қилип бекитилгән.