Қарақаш ява йезисидики сақчи хадими: “йезимизда диний затларниң тәңдин толиси солақта”
2017.10.21

Уйғур аптоном районидики даириләр бултурниң ахири вә бу йилниң бешида вәзиписиз диний затларни “ява ахунлар” дәп атиған вә “қаттиқ назарәт қилишқа тегишлик 6 хил кишиләр” қатариға киргүзгән иди. Әмма бу йилниң оттурилири “йепиқ тәрбийиләш мәркәзлири” кеңәйтилгәндин кейин, вәзипилик, йәни кинишкилиқ диний затларму зәрбә обйектиға айланған. Ашкарилинишичә, пәйзиватниң шаптул йезисида алим һәсән қатарлиқ диний затлар кесилип кәткән болса, қарақашниң ява йезисидики 70 әтрапидики диний затниң тәңдин толисидин чатақ тепилип “йепиқ тәрбийә” үчүн соливелинған. Корлида “сотсиялизм институти” намида “йепиқ тәрбийиләш мәркизи” ечилип, 40 нәпәр диний затқа хитай тили өгитилмәктә.
Хитай даирилири уйғур аптоном районида өткән йили 6 хил кишиләрни қаттиқ назарәт қилиш һәққидә бәлгилимә чиқарған; булар сабиқ мәһбуслар, вәзиписиз диний затлар, тарқақ һәҗ қилип кәлгәнләр, аял мейит юғучилар қатарлиқлар иди. Булар өткән йили вә бу йилниң бешида ечилған “икки йиғин” мәзгилидә сәвәбсиз бир мәһәл тутуп турулған; йиғин вә мурасимдин кейин уларниң көпинчиси қоюветилгән иди. Әмма бу йил 3-айдин башлап “йепиқ тәрбийиләш мәркәзлири” кеңәйтип қурулғандин кейин, вәзиписизла әмәс, һәтта вәзипилик диний затларму соливелинған.
Корлиниң қара юлғун йеза ара буғра кәнт секретариниң баян қилишичә, корлида “йепиқ тәрбийиләш мәркизи” ниң төтинчиси “сотсиялизм институти” намида тәсис қилинған вә униңда нөвәттә 40 нәпәр диний затқа хитай тили өгитилмәктә. Даириләр, диний затлар хитай тилини билгәндә қанун җәһәттин хаталашмайдиғанлиқини илгири сүрүшмәктә.
Пәйзиватта алим һәсән қатарлиқ вәзиписиз диний затлар 7 йиллиқтин кесилгән. Қарақаш наһийисиниң ява йезиси 30500 нопус, 22 кәнттин тәркиб тапқан. Һәр бир кәнттә 2 дин 4 кә қәдәр диний вәзипидар зат бар болуп, буларниң тәңдин толиси йәни 70 пирсәнткә йеқинрақи нөвәттә “йепиқ тәрбийиләш мәркизи” дә тәрбийиләнмәктә.
Ява йеза 2-кәнт сақчи хадиминиң ашкарилишичә, нөвәттә соливелинған диний затлар илгири һөкүмәт йол қойған, әмма һазир чәклигән бәзи қилмишлар сәвәблик җазаланмақта.
Биз өткән һәптидики бир программимизда қарақашниң пурчақчи йезисидики хитай даирилиригә 2005-йили икки гумандарни тутуп бәргән вә бу қилмиши үчүн мукапатланған аталмиш “вәтәнпәрвәр диний зат” қурбан баратниң 4 нәврисиниң бу йилқи қаттиқ зәрбидә 6 йилдин 8 йилғичә кесилгәнлики һәққидә хәвәр бәргән идуқ. Бүгүн вәзиписизла әмәс, бәлки бир мәһәл әтиварланған бир қисим вәзипилик диний затларниңму солақта тәрбийилиниватқанлиқи һәққидә мәлумат бәрдуқ.